Мустафа чоқайниң шәрқий түркистан һәққидики мақалиси

Өткәндә яш түркистан журнилиниң 1934 - йили 3 - айлиқ санида елан қилинған шәрқий түркистанниң йеңи вәзийити мавзулуқ мақалини аңлатқан идуқ. Бүгүнки аңлитишимизда яш түркистан журнилиниң баш тәһрири мустафа чоқай язған шәрқий түркистан һәққидә мавзулуқ мақалини аңлитимиз.
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим
2012.03.30

Бу мақалә 1933 - йили 9 - айда елан қилинған болуп, шәрқий түркистан дәвасиниң ниң мәқсити вә уни қандақ елип бериш һәққидә қиммәтлиқ пикирләр оттуриға қоюлған.

яш түркистан журнилиниң баш тәһрири әйни замандики түркистан дәвасиниң йолбашчилиридин бири мустафа чоқай әпәнди мақалисини мундақ башлайду:

Шәрқий түркистанниң қанлиқ уруши давамлашмақта. Бүгүн дуня мәтбуатлири бу мәсилигә алаһидә йәр бәрмәктә. Һәтта башқа түркий хәлқләр һәққидә хәвәр йезишқа еһтият қиливатқан түркийә мәтбуатиму шәрқий түркистан милли күришини қоллайдиған мақалиләрни йезип елан қилди. яш түркистанниң әң ахирқи 3 санида яни 43 - , 44 - , 45 - санлирида мухбиримиз тәңрибәрдиму шәрқий түркистанниң бешиға кәлгән паҗиәләр вә миллий азадлиқ күриши йолидики қийинчилиқлар һәққидә мәлумат бәрди. Йәнә миллий йол журнилиниң 7 - санида берилгән мәлуматлардин вә журнилимизниң өткәнки санида елан қилинған йәкән вә қәшқәрдин кәлгән хәтләрдин бу дөләттә давамлишиватқан топилаңниң мәқситини чүшинивелиш мумкин. Шәрқий түркистан инқилаби бурунқидәкла хитайниң боюнтуруқи астидин пүтүнләй қутулуш үчүн елип берилмақта. Бу мәқсәтниң бир қисми әмәлгә ашти.

Мустафа чоқай әпәнди шәрқий түркистан дәвасиниң пүтүн қериндаш түркий хәлқләрниң дәваси икәнликини, шуңа бәзи мәтбуатларда елан қилиниватқан бу һәқтики хәвәрләргә қарши турушимиз керәкликини баян қилип мундақ дәп язиду:

Шәрқий түркистан миллий инқилаби башқа дөләтләрдики қериндаш хәлқләрниңму ортақ дәваси. Биз бәзи рус мәтбуатлирида елан қилиниватқан шәрқий түркистан миллий инқилаби һәққидики ялған хәвәрләргиму қарши турушимиз керәк.

Әслидә буларни дәп олтурушниңму һаҗити йоқ. Әмма төвәндики икки сәвәб түпәйлидин буларни дейиш еһтияҗи һес қилдуқ.

Бизгә кәлгән хәвәрләргә асасланғанда, бундин бир муддәт бурун советниң қоли астидики түркий хәлқләрдин бир муһаҗир, һазир шәрқий түркистанда мәйданға келиватқан топилаңларни русларниң оттуриға чиқарғанлиқини дегән. Бу кишиниң немигә асасән бу гәпни ейтқанлиқини билмәймиз. Топилаң көтәргән хәлқниң қолидики җайлар руслардин тазиланған. яш түркистан журнилиниң өткән һәптидики санида елан қилинған йәкән вә қәшқәрдин кәлгән хәтләрдә, шәрқий түркистан билән һиндистан оттурисидики сода йоллири тамамән ечилди дәп йезилған иди. Бу болшивикләргә қарши зор зәрбә. Шуниму унутмаслиқимиз керәкки, совет һөкүмитиниң түркий хәлқләрниң нәзиридә һеч абройи болмиғанлиқи үчүн совет һөкүмитиниң мәхпий ярдәмлири билән мәвҗудийитини қоғдап кәлгән шәрқий түркистанниң хитай билән болған мунасивити яхши иди. Әслидә москваниң тәсири астида болған хитай һөкүмити өз вақтида шәрқий түркистанниң йәр асти вә йәр үсти байлиқлирини бималал елип кетип ишләткән вә иқтисади тәсири астиға алған иди. Шәрқий түркистандики хитай һөкүмитиниң қарарсиз болуши совет үчүн пайдилиқ.

Мустафа чоқай мақалисидә шәрқий түркистан миллий инқилабиниң совет иттипақиға болған тәсири һәққидә тәһлил йүргүзүп мундақ дәп язиду:

Шәрқий түркистандики миллий һәрикәтниң ғәлибиси, совет инқилаби вә советниң кеңәймичилик сиясити үчүн бүйүк хәвп елип килиду. Бир тәрәптин японийиниң манҗурийә дөлити арқилиқ моңғулийигә бесип кирип шәрқий түркистанға йеқин килиши, йәнә бир тәрәптин әнгилийиниң тибәттики сиясий вә иқтисади һакимийити, совет һөкүмитиниң шәрқий түркистан мәсилисидин узақ турушиға сәвәб болған амиллардур.

Йәнә бир сәвәб, яш туркистан журнилиға биз исмини аңлап бақмиған шәрқий түркистан азадлиқ комитети намидин йезилған бир парчә мәтбуат баяннамиси кәлди. Бу баянат һәм шәкил һәмдә мәзмун җәһәттин бәк сәлбий тәсир қозғиди. Бу баянат шәрқий түркистан миллий инқилабиниң роһиға хилап. Бу аҗайип баянатниң мәзмуни һәққидә тохталмаймән. Баянат шәрқий түркистанлиқлар ишләткән тилда йезилмиған.

Баянатта хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанда елип барған қирғинчилиқлири баян қилинғандин кейин, хитай шәрқий түркистанлиқларниң хитайдин пәқәтла алий аптономийә тәләп қилидиғанлиқи тәкитләнгән. Мәтбуат баяннамисиниң 4 - маддисида хитай һөкүмити билән йезишидиған хәт - чәкләр хитай тилида болиду дейилгән. 10 - Маддисида шәрқий түркистан хәлқиниң разилиқини алмастин хитай көчмәнләр елип килиниду дейилгән. Йәни бу баянатта хитай тилиниң дөләт тили болидиғанлиқи қобул қилинған.

Шәрқий түркистанлиқларниң һәқиқий вәкиллириниң буни язидиғанлиқиға ишәнмәймән. Бу баянат шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилати тәрипидин тарқитилған болуп, бу тәшкилатниңму ойдурма бир тәшкилат икәнлики мәлум. Узун йиллардин бери хитайға қарши күрәшләрдә җенини пида қиливатқан шәрқий туркистанлиқларниң яврупада бундақ бир баянат тарқитиши мумкинму?

Мустафа чоқай әпәнди 1933 - йили яш туркистан журнилида елан қилған шәрқий туркистан һәққидә мавзулуқ мақалисини мундақ ахирлаштуриду:

Шәрқий туркистан мустәқиллиқ һәрикитиниң мәқситини алий аптономийини қолға кәлтуруш дәриҗисигә чүшүрүп қоюш, шәрқий түркистан хәлқиниң разилиқи болмай туруп шәрқий түркистан азадлиқ комитети намидин бундақ баянатларни елан қилиш тоғра әмәс. Бу шәрқий түркистан дәваси үчүн, түркий милләтләрниң қериндашлиқи үчүнму зиянлиқ. Биз шәрқий түркистан мәсилисигә өз мәсилимиз дәп қаришимиз керәк. Шәрқий түркистанни хитайдин қутулдуруштин бурун бу дәвани ялған баянат вә шәрқий түркистанлиқларға вәкиллик қилалмайдиған тәшкилат вә комитетлардин қутулдурушимиз кәрәк.

яш түркистан журнилиниң 1933 - йили 9 - айлиқ санида елан қилинған шәрқий түркистан һәққидә сәрләвһилик мақалини аңлидиңлар.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.