“шәрқий түркистан меһри - шәпқәт вә һәмкарлиқ җәмийити”ни тонуштуруш паалийити өткүзүлди

2011 - Йили 11 - айниң 25 - күни истанбулда қурулған“шәрқий түркистан меһри - шәпқәт вә һәмкарлиқ җәмийити”ни тонуштуруш паалийити истанбулниң фатиһ районидики әли әмри мәдәнийәт мәркизиниң йиғин залида өткүзүлди.
Ихтияри мухбиримиз арслан
2011.11.28
sherqiy-turkistan-305.png Шәрқий туркистан меһри-шәпқәт вә һәмкарлиқ җәмийитини тонуштуру паалийитидин көрүнүшләр
Photo: RFA

Бу паалийәткә түркийә хәлқ авази партийисиниң муавин рәиси, сабиқ парламент әзаси муқәддәр башәгмәс, хәлқ авази партийисиниң зәйтинбурну вә фатиһ районлуқ шөбә мәсуллири, истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан вәхпи, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан яшлар җәмийити қатарлиқ аммиви тәшкилатларниң мәсуллири вә вәкиллири шундақла истанбулда яшаватқан уйғурлардин әр - аял болуп көп санда киши қатнашти.

Паалийәт шәрқий түркистан истиқлал марши оқуш билән башланди. Паалийәттә шәрқий түркистан меһри - шәпқәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи йүсүп йүсүпоғли ечилиш нутуқи сөзлиди. Кейин мәһмут қәшқириниң һаяти тонуштурулған һөҗҗәтлик филим көрситилди. Паалийәттә йәнә шәрқий түркистан аммиви тәшкилат мәсуллири, вә түркийиниң сабиқ парламент әзаси муқәддәр башәгмәс әпәнди сөз қилди.

Муқәддәр башәгмәс әпәнди йиғин иштиракчиларға хитап қилип мундақ деди: қериндашлирим, түркийә силәрниң вәтиниңлар, силәр бу йәргә меһман әмәс, бу йәр силәрниң өз вәтиниңлар, бу йәрниң игиси силәр. Әмма силәрниң йәнә алаһидликлар бар, у болсиму силәрниң узақ бир йәрдә йәнә бир вәтинңлар бар. У йәрни түркийидики аммиви тәшкилатларға түрк хәлқигә тунутуш керәк. Шуниң үчүн һәммиңлар бирлишип, тонушуп өз ара бир - бириңлар билән һәмкарлишишиңлар керәк. Бир - бириңларға игә чиқишиңлар керәк.

Муқәддәр башәгмәс әпәнди сөзидә йәнә шәрқий түркистан аммиви тәшкилатларға хитап қилип мундақ деди: түркийидә көпләп паалийәт қилиш керәк, шәрқий түркистанни инсанларға тонутуш керәк. Чүнки шәрқий түркистанниң байриқини көтүривалған уйғурларни көргән бәзи түркләр билмигәнлики үчүн булар бизниң байрақниң рәңгини көк рәң билән бояп немә иш қилиду, дегәндәк соал сориғанлар болди. Демәк түркийидә шәрқий түркистан байриқини билмәйдиған нурғун кишиләр бар, демәк әң әқәллиси шәрқий түркистан байриқини қошнилиримизға, өз қериндашлиримизға йетәрлик тонуталмиған кәмчилликимиз бар. Шуниң үчүн өз ара һәмкарлишип шәрқий түркистанни көпләп тәшвиқ қилиш, тонутуш паалийити қилишиңлар керәк. Силәрниң һәр бириңлар бир тәшвиқатчиға охшаш, бир пидакар болуп, өз вәтиниңларни, миллитиңларни, мәдәнийәтлириңларни тонутуш, нәдин кәлгәнликни, ғайә - мәқсәтлириңлар немә, қандақ дәрт - әләмлириңләр бар, буларни башқиларға билдүрүш һәммиңларниң хизмәт мәҗбурийити.

Муқәддәр башәгмәс әпәнди сөзидә йәнә хитай қатарлиқ дөләтләргә хитап қилип мундақ деди: әй дуня бизни һәргизму ялғуз дәп хам хиял қилмаңлар, биз қан қериндаш. Бизни ялғуз көрүп, ялғуз дәп билип бир бирләп қурбан қилмаңлар. Бизни алдимаңлар, биз ялғуз әмәс бизниң имани қериндашлиқ бирликимиз бар. Биз һеч кимгә дүшмәнлик қилмаймиз. Бизгә һеч ким зулум қилмиса биз униңға һеч чеқилмаймиз. Бизгә ким зулум қилидикән биз униңға қарши чиқимиз. Биз хитайларни хитай болғанлиқи үчүн әйблимәймиз. Русларни рус болғанлиқи үчүн әйблимәймиз, улар зулум қилғанлиқи үчүн әйбләймиз. Тәнқид қилимиз, қарши чиқимиз. Чүнки иманимизниң шәрти бу, чүнки адаләт зулумға қарши туруш демәктур.

Муқәддәр башәгмәс әпәнди сөзидә йәнә йиғинға қатнашқан уйғурларға хитап қилип мундақ деди: һәр бириңлар вәтиниңларни, миллитиңларни, мәдәнйәтлириңларни башқиларға билдүрүш керәк. Буни бир вәзипә дәп билиши керәк. Йиғин - мурасимларға чоқум қатнишиңлар, мән кәлмисәмму болиду, дәп қараш бәк хата иш, чүнки бир ким қатнашимисму йиғин - мурасимлар ечилиду, өткүзилиду. Әмма қатнашмиған киши йиғинға қатнашмиғанлиқ, умумидин айрилип қалған болиду. Шуниң үчүн чоқум биз қатнашмисақ болмайду, дегән қарашқа келиш керәк. Йиғинға қатнашқан кишиниң йениға пул кирмәйду, әмма меһри муһәббәтни, қизғинлиқни вә аң - сәвийәсини, иманни күчәйтиду. Имани, аң - сәвийиси, хизмәткә болған қизғинлиқи ашқан инсан кисәлликтин хали болған болиду. Биз қиммәтлик шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға көңүл бөлимиз, һал - әһвал соришип учришип туришимиз керәк. Мән түркийидә 3 қетим парламент әзаси болуп хизмәт қилдим. Әйса йүсүп алиптекин әпәндини тонушқа охшаш шәрәпкә мувапиқ болдум. Биз силәрниң дәрд - әләмлириңларни һис қилимиз. "Бир мөминниң путиға тикән кирип кәтсә башқа бир мусулман униң азабини һис қилмиса қандақ мөмин мусулман болалайду? қандақ иман ейтқан болимиз? учришип сөһбәтлишип турайли, һал - әһвал ейтишип, дәрдлиримизгә дәрман болайли. Өз - ара меһри - шәпқәт вә қериндашлиқни күчәйтәйли.

Муқәддәр әпәнди сөзидә йәнә хитайларға хитап қилип мундақ деди: биз силәрниң дүшминиңлар әмәс, биз силәрниң җениңларға, мелиңларға көз тикмидуқ, әмма биз, әй инсанийәт, әй руслар, әй хитайлар бизгә зулум қилмаңлар, аллаһниң мәхлуқлирини раһәт яшиғили қоюңлар, дәймиз. Бу бир пәряд, бу бир нида, бу бир дуадур. Бу бир инсанийәтниң арзу - истәклири, бу арзу вә тиләкләргә, мәйли хитайлар болсун мәйли руслар болсун қулақ селиши керәк. Инсанларға зулум вә бесим қилишни тохтитиш керәк.

Паалийәт җәрянда йәнә муһәммәд имин буғраниң һаят иш - излири тонуштурулған һөҗҗәтлик филим көрситилди. Униңдин башқа йәнә уйғур оқуғучилар шеир декламатсийә қилди. Паалийәт җәрянида шәрқий түркистан меһри шәпқәт җәмийитиниң тәшвиқат вә мәдәнийәт ишлар мәсули әкбәрҗанниң орунлишида уйғурчә вә түркчә нахша тәқдим қилинди. Ахирида йүсүп йүсүпоғли сөз қилип җәмийәтниң ғайә мәқсәтлири вә паалийәтлири тоғрисида тохталди.

Биз шәрқий түркистан меһри - шәпқәт вә һәмкарлиқ җәмийити тоғрисида мәлуматқа еришиш үчүн җәмийәт башлиқи йүсүп йүсүпоғли билән сөһбәт елип бардуқ. Йүсүп йүсүпоғли әпәнди җәмийитиниң ғайә - мәқсәтлирини тоғрисида тохтилип, бирлик баравәрлик ичидә шәрқий түркистан мәсилисини түркийигә шундақла дуняға аңлитиш үчүн һәр хил түрдә хизмәт - паалийәт қилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Nov 28, 2011 09:08 PM

Әссаламу әләйкум ,қоштиллиқ марипни әмилләштургәндин буян дияримидики 3-орта,8-орта вә 9-ортилада уйғур оқуғучилар билән хәнзу оқуғучила урушуш юз бәрдң буәун чуштин кийин йәнә 9- ортида йәнә урушуш юз бәрди хиттай һөкумити бу мәсилигә сәлқараватамду ,қандақ уйғурларниң ата-анилири нимишқа сукуттә туруду, силәрниң алди билән кузутуп биқишиңлани умут қилимән