Шяңгаңда “шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикити” намлиқ китаб нәшр қилинди
2013.01.18
Мәзкур китабниң хитайдәк уйғур мустәқилчилирини қаттиқ бастуруватқан дөләттә нәшр қилиниши нурғунлиған кишиләрниң диққитини қозғиған. Биз бу мунасивәт билән һазир тәйвәндә яшаватқан хитай язғучиси лин бавхуа әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Лин бавхуа: “шяңгаң җуңвен университети нәшрияти тәрипидин буниңдин башқа хитайға қарши “қизил қуяш” дегәндәк китабларму нәшир қилинған. Шяңгаңда китаб нәшр қилиш,хитайниң башқа йәрлиригә қариғанда көп әркин” деди.
Мәзкур китаб җәмий 332 бәт, он баптин тәркип тапқан. Китабқа хоҗа нияз һаҗим, әхмәтҗан қасим, илихан төрә қатарлиқ нурғунлиған рәһбәрләрниң вә қәһриманларниң сүрәтлири киргузулгән. Ваң ке кириш сөз қисмида, өзиниң бу әсириниң 1995 - йили японийә токйо университети нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған “шәрқий түркистан җумһурийити тәтқиқати” намлиқ китабиға асасән өзгәртип язғанлиқини баян қилған. Әйни чағда японийидә нәшр қилинған ваң кениң әсириниң японлар арисида болған тәсири тоғрисида дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам маһмут өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.
Аптор әсириниң кириш сөз қисмини 2009 - йили 5 - июл үрүмчидә йүз бәргән намайиштин башлиған болуп,намайишта өлгәнләрниң омумий санини 197 нәпәр киши икәнликини, буниң 134 нәпири хитай, 11 и хуйзу, бир нәпири манҗу икәнликини, яридар болған кишиләрниң җәмий икки миңдин ошуқ икәнликини көрситип, бу қетимқи вәқәни үч хил күчләрниң бирликтә пиланлиқ һалда елип барғанлиқини көрсәткән. Аптор бундин илгирики 1981 - йили 10 - айниң 30 - күни қәшқәрдә йүз бәргән хитай пуқралириға уйғурларниң һуҗум қилиши арқисида хитай пуқралиридин икки киши өлүп,267 нәпириниң яриланғанлиқини,1997 - йили2 - айниң 7 - күни илида йүз бәргән намайишта хитай пуқрасидин йәттә кишиниң өлгәнликини санлиқ мәлуматлар билән көрситип, уйғур елиниң қәшқәр, или районида хитайларға қарши уйғур мустәқилчилириниң һәрикитиниң көп болушиниң сәвәбини төвәндикидәк баян қилған:
“шәрқий түркистан мустәқилчилириниң нишани шинҗаңда уйғурларни асас қилған һалда дөләт қуруштур. 1933 - Йили шәрқий түркистан мустәқилчилири җәнубий шинҗаңдики қәшқәрдә қозғилаң көтүрүп, шу йили 11 - айниң 12 - күни қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қурди.Лекин ислам җумһурийити елан қилинип, пәқәтла 85 кун мәвҗут болуп туралиди. Чүнки бу, мукәммәл дөләт күчи, сүпити вә тәшкиллиниш системиси болмиған һөкүмәт иди. 1944 - Йили шәрқий түркистан мустәқилчилири йәнә қозғалди. Шу йили 11 - айниң 12 - күни шималий шинҗаңдики илида иккинчи қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитини қурди. Бу қетимқи қурулған шәрқий түркистан җумһурийити тәшкили вә башқа җәһәттин болсун, мукәммәл қурулған җумһурийәт болуп, бу җумһурийәтниң вақти биринчи җумһурийәткә қариғанда узун болди. Бу дәл фашизмға қарши уруш дәвридә қурулған җумһурийәт болғанлиқи үчүн хәлқарадики тәсириму зор болди. Әмма, бу җумһурийәт совет иттипақиниң түрткиси билән қурулған җумһурийәт болғанлиқи үчүн, совет иттипақиниң күчлүк бесими билән мустәқиллиқ нишанидин йенип, хитай компартийисиниң байриқи астида қилишни халиди. Икки қетим шәрқий түркистан җумһурийити қурулған қәшқәр билән илида шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикитиниң көп болуши, бу икки район шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикитиниң уруқи териветилгән тупрақлардур.
Һазирғичә давам қиливатқан шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикитиниң тарихий атмиш йилдин ашиду. Мав зедуң заманисида қисмән йоқ қилинған болсиму, әмма 1980 - йилидн башлап шәрқий түркситан мустәқилчилири баш көтүрүшкә башлиди. Бәлки бу мав зедуңдин кейин сиясәт йүргүзгәнләрниң юмшақ қоллуқ сияситиниң хаталиқи болуши мумкин. Бундақ болушиға, әйни вақиттики хәлқара ислам һәрикитиниң әвҗ елиши,1990 - йилидин башлап советниң парчилиниши сәвәб болди. Һәммидин бәкрәки, шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикитини қайтидин от алдурғучи болған уйғур язғучиси турғун алмасниң 1989 - йили 10 - айда нәшр қилинған “уйғурлар” намлиқ китабидур. язғучи өзиниң аңлиғанлириға асасән уйғурларни сәккиз миң йиллиқ тарихқа игә дәп һөкүм қилған.”
Аптор китабқа гәрчә шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикити дәп нам бәргән болсиму, уйғурларниң икки қетимлиқ өз тарихида қурған җумһурийәтлирини мустәқиллиқ һәрикити әмәс, бәлки диний инқилаб, радикал мусулманларниң қозғилиңи дегәндәк көз қарашларни оттуриға қоюш билән биргә, өзигә хас чоң хитай милләтчилик идийисидин хали болалмиған.