4 - Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғининиң тәйярлиқ хизмәтлири давам қилмақта

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән 2012 - йили 7 - айниң 8 - күнидин 14 - күнигичә, дуняниң һәр қайси җайлирида яшайдиған уйғурларниң қатнишиши билән 4 - нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши йиғини истанбулда өткүзүлиду.
Ихтияри мухбиримиз арслан
2012.06.25
sherqiy-turkistan-qerindashlar-kingesh-yeghini-305.png 4 - Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғининиң тәйярлиқ хизмәтлиридин бир көрүнүш
RFA/Arslan


2012 - Йили 6 - айниң 23 - күни шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәркизидә, 4 - нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар учришиш йиғининиң тәйярлиқ басқучлири тоғрисида йиғин өткүзүлди. Бу йиғинға шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң идарә һәйәт мәсуллири, сәфакөй, зәйтинбурну шөбә мәсуллири қатнашти.

Йиғинда асаслиқ бу қетимқи дуня шәрқий түркистанлқлар қериндашлиқ учришиши йиғининиң асасий мәқсити, йиғининиң мәзмуни, йиғинда оттуриға қоюлидиған темилар, йиғинниң тәйярлиқ басқучлирини қандақ елип бериш дегәнгә охшаш мәзмунларда тохталди.

Йиғинда алди билән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмйитиниң баш тәптиши абдулһәкимхан мәхсум сөз қилип, бу қетимқи йиғинни мувәппәқийәтлик өткүзүш үчүн хизмәт паалийәтләрда ортақ һәмкарлишиш, өз - ара хизмәтләрдә бир биригә маслишиш хизмәтләрни илгири сүрүш вә тәрәққи қилдуруш мәсулийәтчанлиқ һис - туйғусини ашуруш керәклики тоғрисида тохталди.

Дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини қачан? қәйәрдә? өткүзүлиду? бу йиғинниң тәйярлиқ басқучлири қандақ? бу қетимқи йиғинда қандақ мәсилиләр оттуриға қоюлиду? йәни немә мәзмунда тохталмақчи? бу йиғинниң асасий мәқсити немә? йәни немә мәқсәттә уюштурулмақчи? бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн биз, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд абдурахман әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.