Шималий корийә ядро синиқи вә сериқ деңиздики җиддийлик

Шималий корийә 5 ‏- айниң 25 ‏- күни әтигән саәт 9 дин 45 минут өткәндә бейдавҗи вилайитиниң феңши районидики бир тағ бағрида йәр асти ядро синиқи елип барғандин кейин, сериқ деңизда җиддийлик пәйда болушқа башлиди.
Мухбиримиз вәли
2009.05.30
Koriye-bomba-atom-sinaq-305 Шималий корийә 5‏ - йанварда елип барған ракета синиқидин бир көрүнүш.
AFP Photo

Шималий корийә мәсилисиниң вәзийәт тәррәққияти

Шималий корийә 5 ‏- айниң 25 ‏- күни ядро синиқи елип барғандин кейин, кәч саәт 5тин 3 минут өткәндә йәнә шәрқий деңизға қаритип қисқа мусапилиқ башқурулидиған бомба етишни снақ қилип икки бомба атти. Шуниңдин кейин 26 ‏- числа йәнә шәрқий деңизға қаритип йәр йүздин парахотларға атидиған қисқа мусапилиқ башқурулидиған бомба етишни синақ қилип 3 данә бомба атти. (Мәркизи агентлиқиниң хәвири)

Шималий корийә йәр асти ядро синиқи вә башқурулидиған бомба синиқи елип барғандин кейин, бир ләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бихәтәрлик кеңишигә әза 15 дөләтниң һәммиси бирдәкла шималий корийини әйиблиди. (Америка авазиниң хәвири)

Шималий корийидин тәһдит һес қилған җәнубий корийә америка тәшәббус қилған ядро қораллириниң тарқилп кетишиниң алдини елиш әһдинамисиға қатнашқанлиқини җакарлиди. Бундақ әһвал астида, японийә қаттиқ тәләппузда бир баянат елан қилип шималий корийигә қәтий қарши туридиғанлиқини җакарлиди. Хитайму шималий корийини әйибләп бир баянат елан қилди.

Шималий корийә болса, бир ләшкән дөләтләр әтшкилатиниң җаза қоллинишға вә мунасивәтлик дөләтләрниң қаршилиқиға тақабил туруш үчүн 1953 ‏- йилидики уруш тохтитиш келишимдин чиқип кәткәнликини җакарлиди. (Б б с ниң хәвири)

Буниңдин кейин, җәнубий корийә һәрбий җәһәттә шималий корийидин мудапиәлинидиған агаһландуруш сегналиниң дәриҗисини юқири көтүрди вә америка, японийиләр билән бирликтә, сериқ деңизда кәң көләмлик қирғинчилиқ қилишта қоллинидиған қораллар вә униңға даир сәплимиләрни тошушни чәкләйдиғанлиқини җакарлиди. Буниңдин кейин, 29 ‏- числа шималий корийә йәнә, шу йәрниң вақти кәч саәт 6 дин 12 минут өткәндә бир данә йеңи типлиқ қисқа мусапилиқ башқурулидиған бомба етишни синақ қилди. (Мәркизи агентлиқиниң хәвири)

Һазир сериқ деңизда җиддийлик пәйда болуватиду. Хитайниң 140 данә белиқчи парахоти түнүгүндин башлап шималий корийә билән чегрилинидиған деңиздин чекинишкә башлиди. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири җәмис стәйнбург шималий корийә кризиси түпәйли пәйда болған район характерлик мәсилиләр үстидә мунасивәтлик дөләтләр билән сөзлишиш үчүн асия кәлди. (Франсийә агентлиқиниң хәвири)

Америка дөләт мудапиә миниситири робрт гәйт бүгүн сингапорға кетиватқан айропиланда 'гәрчә шималий корийә һазир һуҗум қилиш тоғрисида тәһдит селиватсиму, әмма техичә униң нормал болмиған һәрбий йөткәш яки кәң көләмлик қирғинчилиқ үчүн қоллинидиған қорал яки сәплимиләрни тошуш аламәтлири көрүлмиди, бундақ әһвал астида, америкиниң җәнубий корийигә әскәр көпәйтиши һаҗәт әмәс' деди. (Бирләшмә агентлииқниң хәвири)

Хитайда 'мәңгу бузулмас достлуқ' һәққидә қайтидин тәһлил вә муназирә башланди

'Лос анҗиилис таймис' гезитиниң бейҗиңдики шөбисидин барбара демик 'хитайда шималий корийә билән иттипақдашлиқ һәққидә муназирә қозғалди' сәрләвһилик хәвиридә баян қилишичә, шималий корийә ядро синиқини пинйоң шәһиригә қариғанда хитайға техиму йеқин җайда елип барди. Синақ мәйданидин 50 километир йерақлиқитики хитай чегрисида җидийлик пәйда болди.

Бу районларда йәр тәврәштин әнсирәп бир мунчә мәктәпләр тақалди. Бундақ әһвал астида, хитай мутәхәссислири арисида, хитайниң шималий корийә билән болған 'мәңгу бузулмас достлуқи' қачанғичә давам қилиши мумкинлики һәққидә қайтидин тәһлил вә муназирә башланди.

Униң баян қилишичә йәнә, шималйи корийә иккинчи дуня урушидин кейин совет иттипақниң қоллиши билән қурулған дөләт иди. Совет иттипақи йемирилгәндин кейин, хитай униң бирдинбир қоллиғучиси вә тәмнилигучиси болуп қалди. Шималий корийә һазир хитайдин һәр йили 2 милярд америка доллирилиқ йеқилғу, хемийивий оғут, қонақ, зиннәт буюмлири, електир сайманлири, аяқ вә кейим қатарлиқ һәрхил әшя ярдәм елип ядро қораллирини тәрәққи қилдуриватиду.

Шималий корийә өзиниң хитай билән чегрилинидиған 850 километирлиқ районини дуняға чиқидиған бирдинбир ишики қилип туруп, җәнубий корийә билән һәрбий җәһәттә тиркишиватиду. Хитай һәтта шималий корийигә, зулумға чидимай қачқан пуқралирини хитай земинида қоғлап тутушиға рухсәт қиливатиду. Шималий корийә икки нәпәр америка мухбирини тутувалғандиму, хитай униңға қаршилиқ билдүрмиди.

Униң баян қилишичә, гәрчә хәлқарада хитайни шималий корийә мәсилисидә дуняға икки йүзлимилик қиливатиду, дәйдиған қараш болсиму, әмма хитайда корийини хитайға һуҗум қилиду дәп қарайдиған адәм йоқ иди. Хитайлар пәқәт шималий корийә мәсилиси җәнубий корийә, японийә вә тәйвән мәсилисини кәлтүрүп чиқиришидинла әнсирәтти. Әмма һазир хитайниң депломатийә саһәсидики юқири дәриҗилик тәтқиқатчиларниң бир қисми шималий корийигә җаза қоллинишни тәшәббус қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.