Шималий корийә әмди йәнә хитай билән русийини урушқа сөрәп кирәмду?
Мухбиримиз вәли
2010.05.28
2010.05.28

AFP Photo
Б б с баян қилишичә, җәнубий корийиниң 'чонән' бәлгилик һәрбий парахоти чөкүрүлгән вәқә һәққидә елип берилған хәлқаралиқ тәкшүрүш нәтиҗиси елан қилинғандин кейин, шималий корийә уруш һалитигә кирди. Җәнубий корийә хәлқара җәмийәттин шималий корийигә бирликтә җаза қоллинишни тәләп қилди. японийә, америка, явропа бирлики б д т ниң шималий корийигә җаза қоллиниш қарарини күчәйтишни тәвсийә қилди.
Шинхуа агентлиқиниң баян қилишичә, җәнубий корийә 'шималий корийиниң һәрбий парахотимизни чөкүривәткәнлики очуқ -ашкара уруш елан қилғанлиқ' дәп җакарлиди. Шималий корийә болса 'ядро қораллиримиз көргәзмигә тизип қоюлған сәнәт буюми әмәс' дәп җакарлиди. Икки корийә мунасивитидә җиддийлик йүз бериватқан бундақ әһвал астида, русийә бу районда һәрбий мәшқ өткүзүшкә башлиди.
Америка авазиниң баян қилишичә, җәнубий корийини зиярәт қиливатқан хитай баш министири вен җябав, икки корийә оттурисида йүз бериватқан җиддийликкә қарита йәнила мүҗимәл инкас қайтурмақта. Гәрчә у, хәлқаралиқ тәкшүрүш доклатидики йәкүнни рәт қилмиған болсиму, әмма йәнила б д т ниң шималий корийини җазалаш қарарини суслаштуруп, шималий корийини 'қоғдап өткәлдин өткүзүш' үчүн, һәр икки тәрәп өзини тутувелиши керәк, мәсилини дипломатийә арқилиқ һәл қилиш керәк, дегәндәк гәпләрни тәкрарлашни давамлаштурмақта.
'Бошүн тор гезити', 'сумруқ телевизийиси', 'хитайға нәзәр тор гезити' қатарлиқ учур вастилири бир нәччә күндин буян 'шималий корийә әмди йәнә хитай билән русийини урушқа сөрәп кирәмду?' дегән темида елип берилған мулаһизиләрни елан қиливатиду.
Бошүн тор гезитиниң баян қилишичә, шималий корийә 1950 - йили 'дөләтни бирликкә кәлтүрүш' дегән нам билән җәнубий корийигә қарита уруш қозғиған иди. Үч йил давам қилған бу урушта бир милйондин артуқ хәлқ өлди. Җәнубий корийиниң 140 миңдин артуқ әскири өлди. Шималий корийини қоллаш үчүн хитай әвәткән пидаий қисимлардин 50 миңдин артуқ әскәр өлди. Шималий корийә билән җәнобий корийә оттурисида йүз бәргән урушни тохтитиш үчүн корийигә киргән б д т қисимлириниң 36 миң америка әскири өлди. Әмма бу уруштин кейин, икки корийиниң вәзийитидә һечқандақ йеңилиқ пәйда болмиди.
Шуниңдин кейин, та һазирға қәдәр, хәлқни иқтисадий җәһәттә ач - ялаңачлиқта қалдуруп келиватқан шималий корийә, иқтисадни тәрәққи қилдуруп, хәлқини баяшат турмушқа ериштүргән җәнубий корийигә қарита уруш қилиш нийитидин янмиди. Хитай билән русийиму шималий корийини қоллашни тохтатмиди. Шималий корийә билән җәнубий корийә оттурисидики җиддийлик пәсәймиди. Тоғрисини ейтқанда, хитайниң бу районға қолланған 'муқимлиқни сақлаш' сиясити ақмиди.
Бошүн тор гезитиниң баян қилишичә, шималий корийә йеқинда йәнә хәтәрлик йолға қәдәм басмақта. Бундақ әһвал астида, 1950 - йили шималий корийә тәрипидин урушқа сөрәп керип, өзини тинч тәрәққи қилдуруш пурситидин мәһрум қалған хитай үчүн һазир талливалидиған үч йол бар. Униң бири, җәнубий корийә, японийә, америка вә хәлқара җәмийәт тәрәптә туруп, шималий корийигә җаза қоллиниш. Бу, шималий корийиниң гумран болушини тезлитиши мумкин, әмма хитайниң мәнпәәтигә уйғун әмәс.
Иккинчиси, б д т ниң шималий корийини җазалаш қарариға тосқунлуқ қилип, шималий корийидин ибарәт бундақ мирасхор сиясий лүкчәкләр һакимийитигә ян бесиш. Бу, хәлқарада хитайниң образини сәлбийләштүриду, дуняға көрситидиған тәсирини аҗизлаштуриду. Хитайға дөләт ичидиму хәлқиниң наразилиқи ешип, хитай һөкүмитиниң өз -өзидин тармар болушини тезлитиду.
Үчинчи, давамлиқ муҗимәл гәп қилип, хәлқара җәмийәтни дилғула қилип, б д т ниң җаза қоллиниш вақтини кечиктүрүш. Әмма бу, шималий корийини ички зиддийәтләрдин вә һәрхил кризисләрдин сақлап қалалмайду. Шималий корийә бундақ шәкилдә гумран болса, хитай дуняда әхлақий җәһәттин чоң мәғлубийәткә учрайду.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.