Хитай қурған шинҗаң телевизийә истансиси 40 йилдин буян немә қилди?

Қурбан һейтниң һарпа күни, уйғур аптоном райони вә биңтуән даирилири уйғур елидә шинҗаң телевизийә истансиси қурғанлиқиниң 40 йиллиқини тәбриклиди. Хитай рәһбәрлири шинҗаң телевизийә истансиси 40 йил мабәйнидә шинҗаңниң образ тәшвиқат көзники ,хәлқниң идийә йетәкчиси, партийә, һөкүмәтниң лаяқәтлик тәшвиқатчиси болди дәп баһа бәрди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.11.18
Urumchi-Uyghur-ayallar-namayishi-305.jpg Сүрәт, 7 - ийул, үрүмчи ат - бәйгиси мәйдани районидики уйғур айаллириниң хитайниң әрлирини вә балилирини тутуп кәткәнликигә қарши намйишидин бир көрүнүш.
YouTube Дин елинди.

Шундақла, бу тәшвиқат оргининиң буниңдин кейинму һәр милләт хәлқини партийиниң фаңҗен, сиясәтлири бойичә йетәкләп җәмийәттә вәтәнни қизғин сөйүп, партийә, һөкүмәткә миннәтдарлиқ билдүрүп, гүзәл макан қуруш кәйпиятини яритишқа йәниму зор төһпә қошушини вәзипә қилди.

Чәтәлләрдики уйғур зиялийлар вә илгири бу истансисида хизмәт қилиш тәҗрибисигә игә бәзи уйғурлар, шинҗаң теливизийисигә пүтүнләй башқичә баһалар бериду.

Хитай коммунистик партийисиниң уйғур аптоном районида қурған әң чоң тәшвиқат оргини, болған шинҗаң телевизийә истансиси бу йил 40 яшқа тошти. Уйғур аптоном районидики хитай партийә, һөкүмәт кадирлири шундақла биңтуән әмәлдарлири бирликтә шинҗаң теливизийисиниң 40 йиллиқ тойини алаһидә катта өткүзгән болуп , теливизийидә тарқитилған мәхсус тәбрикләш сәнәт кечилики вә башқа паалийәтләргә алаһидә зор мәбләғ аҗратқан.
 
Шинҗаң теливизийисиниң 40 йиллиқ алаһидә зор көләмлик сәнәт кечиликигә "шинҗаң яхши җай" дегән тәшвиқат намини қойған болуп , 14 - ноябир үрүмчи вақти 21 дә хитайниң 19 өлкилик теливиз-йә қаналлирида бирла вақитта тәң тарқитилған. Йәни, шинҗаң теливизийә истансиси 1970 ‏- йили 1 - өктәбирдә , хитай коммунист дөлити қурулғанлиқиниң 21 йиллиқини тәбрикләп тарқитишини башлиған . У уйғур вә хитай тилини өз ичигә алған бәш хил тилда, 15 симсиз теливизийә қанили, йәнә 3 симлиқ қанили вә йәнә 9 кәспи қаналлири арқилиқ күнигә 260 саәтлик программа тарқитиду.

Уйғур елидики тәшвиқат васитилириниң бу һәқтә тарқатқан хәвәрлиридин мәлум болушичә,хитайниң уйғур елигә қойған партком секретари шинҗаң телевизийә истансиға, "40 йил җәрянида компартийә вә һөкүмәтниң үмидини йәрдә қоймай, тәрәққият вә муқимлиқ ишлирида хәлққә актип идийә йетәкчилик ролини ойнап , фаңҗен, сиясәтлириниң яхши тәшвиқатчиси, шинҗаңниң образ көзники болди" дәп баһа бәргән.

Хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном райониға қойған рәиси нур бәкри болса шинҗаң теливизийисиниң 5 - июл вәқәсидә хәлқни идийә җәһәттин йетәкләш, турақлаштурушта вақтида интайин һалқилиқ тәшвиқат ролини ойниғанлиқини муәййәнләштүргән вә буниңдин кейинму партийә, һөкүмәтниң тәшвиқат тәлипигә изчил маслишип , коммунистик ахбаратчилиқни йүксәк бурч дәп билишни тәләп қилған.
 
Хитай даирилири шинҗаң теливизийисиниң 40 йиллиқини байрам сүпитидә тәбрикләватқан бир пәйттә, чәтәлләрдики уйғурлар болса шинҗаң теливизийә истансисиниң һечқачан уйғурларға һәқиқий мәнсуп болуп бақмиғанлиқини ейтиду вә охшимиған баһаларни бериду .

Илгири шинҗаң телевизийидә уюштурулған сәнәт кечиликлиридә көп қетим етот номурлирини орундап уйғурлар арисида тонулған хәлқ күлдүргә артиси , нөвәттә германийидә яшаватқан аблимит турсун әпәнди шинҗаң теливизийисиниң характерини ечип мундақ дәйду.

Германийидә яшап турғучи язғучи күрәш атихан әпәнди шинҗаң теливизийисиниң 40 йиллиқ мусаписидә уйғурларға йәткүзгән мәнпәәтидин зиянлири көп дәп баһа бәрди.
 
Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати уйғур мәркизиниң мәсуллиридин қәйсәр әпәнди , чәтәлгә чиқип кетиштин илгири шинҗаң симлиқ теливизийисиниң асаслиқ реҗисорлириниң бири болған болуп , у, "шинҗаң теливизийиси хәлққә ахбарат әркинликини, қәләмкәшләрниң әркинликини бәрмәй туруп, һечқачан һәқиқий ахбарат оргиниға яки хәлқниң авазиға айлиналмайду" дәп көрсәтти.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.