Георги вашингтон университетида “шинҗаң яки шәрқий түркистан” темисида муһакимә йиғини өткүзүлди

“шинҗаң яки шәрқий түркистан” темисидики муһакимә йиғини йеқиндин буян америка пайтәхтидики университетларда уюштурулған уйғур мәсилисигә аит муһим муһакимә йиғинлириниң бири.
Мухбиримиз үмидвар
2011.04.13
george-washington-university-elliott-binasi-305.jpg Георги вашингтон университетиниң еллиот хәлқара мунасивәтләр институт мәктәп бинаси. 2009-Йили 19-июн.
wikipedia.org
13-Апрел күни америкидики даңлиқ университетлардин бири, америка пайтәхти вашингтон шәһиригә җайлашқан георги вашингтон университетиниң еллиот хәлқара мунасивәтләр институтида “шинҗаң яки шәрқий түркистан” темисида бир юмилақ үстәл шәклидики муһакимә йиғини болуп өтти. Йиғинни уюштурушта мәзкур университетниң дотсенти, хәлқара мунасивәтләр вә ярдәмләр программисиниң мудири шон робертс әпәнди муһим рол ойниған.

Бу йеқиндин буян америка пайтәхтидики университетларда уюштурулған уйғур мәсилисигә аит муһим муһакимә йиғинлириниң бири болуп, шон робертс узундин буян уйғур мәсилиси, уйғур һазирқи заман тарихи вә милләтпәрвәрлик мәсилилири үстидә тәтқиқат елип бериватқан америка алимидур. Йиғинда уйғур мутәххәсислиридин америка уйғурлири җәмийитиниң сабиқ рәиси, адвокат нури түркәл, америка уйғурлири җәмийитиниң рәиси алим сейитоф қатарлиқларму өз қарашлирини баян қилди.

Йиғинға мәзкур университет вә башқа мәктәпләрдә докторлуқ вә магистирлиқ унванлири үчүн оқуватқан бир қисим оқуғучилар, профессорлар һәм бир қисим уйғур зиялийлири қатнашқан болуп, соал-җаваб вә муһакимә елип берилип, шон робертс, алим сейитоф вә нури түркәл аңлиғучиларниң соаллириға җаваб бәрди. Мәзкур әрбабларниң тохталған темиси бир қәдәр кәңри болуп, уйғур елиниң қисқичә тарихи вә намлириниң келип чиқиш арқа көрүнүши, хитайниң нөвәттики сиясити, уйғур ели вә уйғурлар мәсилисиниң хәлқара мунасивәтләрдики тутқан орни, терроризм мәсилиси вә хитайниң уйғурларниң сиясий һәрикәтлирини террорчилиқ билән бағлашқа урунуши, уйғур мәсилисиниң америка-хитай мунасивәтлиридики орни қатарлиқ кәң нуқтиларға қаритилди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.