" Алтә империйиниң елишиши, шинҗаң үчүн җәң " (2)
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.05.28
2008.05.28
Иккинчи җаһан уруши башланғандин кейин, атом қоралиға игә болуш вәзийәтниң тәқаззасиға айланған болуп, совет иттипақи, германийә вә америка мәзкур қоралға игә болуш қәдими тезләтти. Мәзкур қоралниң алди билән кимниң қолида болуши әйни вақиттики дуня вәзийити вә тәртипини бәлгиләштики үстүнлүккә бағлинишлиқ мәсилә иди.
1940 - Йили өктәбир ейида совет иттипақи компартийиси мәркизий комитети мәзкур мәсилә бойичә йиғин чақирған болуп, әйни вақиттики совет иттипақи хәлқ ички ишлар комиссариятиниң комиссари лавренти берия доклат берип, әнгилийиниң мәзкур қоралға игә болуш үчүн уран пилани түзгәнлики , америкиниң болса атом бомбисини ясашқа җиддий тутуш қиливатқанлиқини разветка арқилиқ игилигәнликини мәлум қилған.
Нәтиҗидә, 1940 - йили 26 - өктәбирдә совет иттипақи компартийиси мәркизий комитети вә совет иттипақи хәлқ комиссарлири кеңиши " шинҗаңда кәм учрайдиған йәр асти байлиқлирини издәш һәм қезиш " дәп аталған бир қарарни қобул қилинған болуп, мәзкур қарар "мутләқ мәхпий" дәп бекитилгән һәмдә русийә дөләтлик архипханисидики "сталинниң алаһидә папкиси" да сақланған болуп, һазир мәзкур һөҗҗәт тәтқиқатчиларниң пайдилиниши үчүн ечилған.
Қазақистанлиқ тарихчи вадим обуховниң " алтә империйиниң елишиши , шинҗаң үчүн җәң" мавзулуқ йеқинда елан қилинған китабида оттуриға қоюлушичә, совет иттипақи сталинниң биваситә орунлаштуруши бойичә, 1941 - йилидин 1943 - йиллириғичә уйғур диярида атом бомбиси ясаш үчүн ишлитидиған уран қатарлиқ кәм учрайдиған радиоактип маддиларни издәш һәрикити елип барған һәм униң мәнбәлирини тапқан болуп, 1944 - йили, шәрқий түркистан җумһурийити қурулғандин кейин таки 1949 - йилиғичә бу җайда уран қезишқа мувәппәқ болған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтә өз мухбиримиз үмидварниң тәпсили тонуштурушни аңлайсиз.