Японийидә уйғур мәсилисини қоллиғучилардин алтә нәпири министирлиққа тәйинләнди
2012.12.26

Шинзо абе башчилиқидики йеңи һөкүмәттә уйғур мәсилисини қоллиғучи йәни японийә уйғур парламент әзалири иттипақидин алтә нәпири министирлиқ вәзиписигә тәйинләнди. Мәзкур хәвәрдин вақипланған дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим шинзо абе башчилиқидики бу һөкүмәтни қутлиди.
2012 - Йили 4 - айниң 23 - күни японийә әркин демократчилар партийисиниң мәркизидә қурулған “японийә уйғур парламент әзалири иттипақи”ниң әзалиридин абе японийә баш вәзирликигә, фурия кәйҗи японийә дөләтлик җәмийәт аманлиқи комитетиниң рәисликигә, ито сеҗи баш вәзир ярдәмчиликигә, шимомура пән - мәдәнийәт министирлиқиға, мотеги иқтисад министирлиқиға, онодера дөләт мудапиә министирлиқиға,инада томомә мәмури ислаһат министирлиқиға тәйинләнди.
Шинзо абе уйғурларниң йеқин дости, “японийә уйғур парламент әзалири иттипақи”ниң баш мәслиһәтчиси. 4 - Нөвәтлик дуня уйғур қурултийиниң токйода ғәлибилик ечилишиға ярдәмдә болған, японийидики уйғур мәсилисини қоллаватқан сиясийонлардин биридур. Бу һәқтә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк өзиниң қарашлирини баян қилди.
Шинзо абениң иккинчи қетим баш вәзирликкә вә башқа уйғур мәсилисини қоллиғучиларниң министирлиққа тәйинләнгәнликини көплигән уйғурлар тәбриклиди. Ундин башқа дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси үмид агаһи өзиниң хушаллиқини билдүрди.
японийидики уйғур сиясий көзәткүчиләрдин доктор турмуһәммәт йеңи һакимийәтниң уйғур мәсилисигә техиму көп көңүл бөлүшини үмид қилидиғанлиқини баян қилди.
юқириқи улиништин тәпсилатини аңлиғайсиз.