Шветсарийә һөкүмити гуантанамодики 2 ака - ука уйғурни қобул қилиш қарари алди
Мухбиримиз җүмә
2010.02.03
2010.02.03

AFP Photo
Шветсарийә һөкүмити 3 - феврал елан қилған бу һәқтики баянатта мундақ дейилиду: "Бүгүн федератсийә кеңиши америкиниң гүәнтанамо түрмисидә бигунаһ һалда йиллап тутуп турулған икки нәпәр хитай пуқраси уйғурни инсанпәрвәрлик вәҗидин қобул қилишини қарар қилдуқ."
Бу уйғурлар гүәнтанамода 2001 - йилдин буян қамалған ака - ука мәһбус бәхтияр мәһмут вә әркин мәһмутлар иди.
Юқириқи қериндашларниң адвокати елизабит гилсон ханим мәзкур қарардин интайин мәнму болған болсиму, қарар чиққучә болған арилиқта зор үмид күтүп кетишни халимиған. У мундақ дәйду: "мән бәк үмидлинип кетиштин әндишә қилған идим. Йолдишим бу күнниң өмридики әң хушаллиқ күн икәнликини билдүрди. Мәнчә биз той қилған күн биз әң хушал күнимиз болса керәк. Әмма мән һаяҗанландим. Кейин бу қарардин интайин мәмнун болдум."
Гилсон ханимниң билдүрүшичә, нөвәттә америка вә шветсарийә даирилири бу ака - укиларни шветсарийигә йәрләштүрүшкә алақидар өз - ара чүшиниш келишимнамисини тәйярлаветипту. У мундақ деди: " әмма мән шветсарийә даирилириниң бу балиларни өз туприқиға бир ай ичидә әкитип болушини күтимән вә бу балиларниң бир ай ичидә шветсарийигә йөткилишини үмид қилимән."
Шветсарийә даирилириниң бу икки ака - ука мәһбусларни қобул қилидиғанлиқи оттуриға чиққандин кейин, хитай даирилири шветсарийә даирилирини мәзкур қараридин ваз кечишкә көп қетим қистиған иди. Мәлум болушичә, шветсарийә сода министири шветсарийә - хитай сода мунасивәтлирини көздә тутуп бу икки нәпәр уйғурни шветсарийигә қобул қилишқа қарши чиққан.
Һалбуки, шветсарийә даирилири бүгүн бу һәқтә елип берилған авазға қоюшта бу ака - укиларни қобул қилишини қарар қилди.
Бу һәқтә тохталған шветсарийиниң америка пайтәхти вашингтондики әлчихана хадими мунуларни билдүрди: "нөвәттә биз хитай тәрәп билән әркин сода келишими сөһбити елип бериватимиз. Бу сода министиримизниң бу уйғурларни елишқа қарши турушидики сәвәб. Чүнки хитайму, буларни қобул қилсақ хапа болидиғанлиқини очуқ билдүргән иди. Биз гүәнтанамониң тезрәк тақилишиға төһпә қошалиғанлиқимиздин хушалмиз. Хитай даирилириниң бу қарарни чиқиришимизға тәсир көрсәтмәкчи болғанлиқи ениқ. Бәлким улар бу иштин хапа болғанду."
Хитай һөкүмити гүәнтанамодики уйғурларни һәр қандақ бир дөләтниң қобул қилишиға изчил қарши туруп кәлмәктә иди. Дәрвәқә хитай даирилири шветсарийиниң бу һәқтики қарариға нарази икәнликини билдүрмәктә.
Хитайниң вашингтонда турушлуқ әлчихана хадими хитайниң дөләт мәйданини ипадиләп мундақ деди: "хитай һөкүмитиниң бу мәсилә һәққидики мәйдани изчил вә рошән. Америка даирилири тәрипидин гүәнтанамода тутуп турулуватқан бу террор гумандарлири, афғанистанда террорлуққа қарши урушта тутулған. Уйғур гумандарлар хитай пуқраси. Улар хитайға қайтурулуп хитай қануни бойичә бир тәрәп қилиниши керәк."
Хитай даирилири бу хилдики пикирләрни, бу уйғурлар гүәнтанамоға қамалған 8 йилдин буян, изчил тәкрарлап кәлмәктә иди.
Шветсарийә даирилири бу уйғурларни қобул қилиш қарариниң сиясийни чиқиш нуқтиси қилмиғанлиқини илгири сүрмәктә.
Ройтериста нәқил қилинишичә, шветсарийә әдлийә министири шлумпф ханим шветсарийиниң хитай билән яхши мунасивәтни сақлап қелишини үмид қилидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: " ахирида, һәл қилғуч амил иқтисади вә дипломатик мунасивәт. Биз бу қарарни шветсарийиниң инсанпәрвәрлик әнәнисигә асасән алдуқ."
Һалбуки, америка даирилири хитайниң бу хилдики тәләп вә наразилиқлирини бир чәткә қайрип қоюп, һазирғичә әслидики 22 нәпәр уйғурниң 15 нәпирини бихәтәр дөләтләргә орунлаштуруп болди.
Шветсарийиниң бу уйғурларни қобул қилиш қараридин мәмнун болғанлиқини билдүргән америка әдлийә министирлиқи дөләт хәвпсизлики бөлүминиң баянатчиси даеан бойд:" биз шветсарийә һөкүмити вә юра штатиниң гүәнтанамони тақаш ишлиримизға ярдәмдә болғанлиқидин миннәтдармиз. Шветсарийигә охшаш йеқин иттипақдашлиримизниң ярдими, гүәнтанамони тақаш хизмитимизгә нисбәтән интайин муһим."
Шветсарийә һөкүмитиниң мәзкур қарари илинғандин кейин, америкиға җайлашқан қануний һоқуқни қоғдаш мәркизи баянат елан қилип, мәзкур қарарға апирин оқиди вә 5 йилдин буян бу ака - укиларни қутулдуруш йолида тохтавсиз издәнгән гилсон ханимниң әмгикини тәриплиди.
Гилсон ханиниң билдүрүшичә, у бүгүн гүәнтанамоға телефон қилип, өз дәвагәрлиригә хошхәвәрни йәткүзидикән. У, "мән бүгүн уларға телефон қилишни орунлаштурдум. Биз телефон қилишқа тиришсақму, һәрбий даириләрниң тәстиқини алмақ бәк тәс. Әмма мән уларға бу хәвәрни йәткүзүш учун җиддий телефон икәнликини билдүрүп рухсәт алдим," деди.
Дуня уйғур қурултийи йәткүзгән мәлуматларға қариғанда, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң тапилиши билән муавин рәис әсқәрҗан вә баш катип долқун әйсалар бу ака - укиларни шветсарийигә алдуруш йолида көп тиришчанлиқ көрсәткән иди. Алдиниқи һәптә рабийә қадир ханим йетәкчиликидә долқун әйса қатарлиқ бир һәйәт шветсарийигә келип, ахбарат елан қилиш вә сиясий рәһбәрләр билән көрүшүш қатарлиқ паалийәтләрни елип барған иди.
Өткән йили бермудиға 4 нәпәр уйғур йәрләштүрүлгәндин кейин, гүәнтанамода йәнә 13 уйғур ешип қалған. 2009 - Йили июнда, палав даирилири гүәнтанамода қелип қалған 13 уйғурниң 12 нәпиригә панаһлиқ беридиғанлиқи, қалған бир нәпирини қобул қилалмайдиғанлиқини билдүргән иди.
Кейин ашкарилинишичә, палав даирилири қобул қилмиған уйғур әсли әркин мәһмут болуп, бу хәвәрни уққандин кейин униң иниси бәхтияр мәһмутму палавға беришини рәт қилип, акисиға һәмраһ болуп гүәнтанамода қелишни таллиған. Бу иккийләнниң һекайиси нурғун кишиләрни тәсирләндүргән.
Әгәр бу нөвәт бу икки қериндаш сақ - саламәт шветсарийигә йәрләштүрүлсә, гүәнтанамодин җәмий 17 нәпәр уйғур башқа дөләтләргә йәрләштүрүлгән болиду. Шуниң билән, гүәнтанамода йәнә 5 нәпәр уйғур қелип қалди, әмма буларниң кейинки тәқдири һазирчә намәлум.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.