Шветсарийә һөкүмити гүәнтанамодики ака - укилар үстидә 3 - феврал биләт ташлайду
Мухбиримиз җүмә
2010.02.02
2010.02.02

AFP Photo
Мәзкур ака - укиларниң адвокатиниң ейтишичә 3 - феврал шветсарийә дөләт кеңиши бу һәқтә рәсимий қарар алидикән.
Әркин вә бәхтиярниң адвокати гилсон ханимниң билдүрүшичә, юра штатида ташланған беләт, пәқәт бу балиларни орунлаштуруштики тәйярлиқ әһвали үстигә мәркәзләшкән.
Юра штати җәнвә шәһиригә йеқин җайлашқан. Бу штатта өткүзүлгән биләт ташлаш һәққидә тохталған гилсон ханим мундақ деди: " юра штати һазир пәқәт бу кишиләргә туралғу, хизмәт тепиш вә шветсарийә җәмийитигә йүзләндүрүш муәссәсилири җәһәтләрдики һазирлиқ әһвали һәққидә беләт ташлиди. Әмма буниңдики әң муһим нуқта әтә федератсийә кеңишидә елип берилидиған биләт ташлаштур ".
Шветсарийә федератсийиси президентлиқ дөләт болсиму, президент пәқәт 7 кишилик федератсийә кеңишиниң риясәтчиси сүпитидә һәр йили бир қетим сайлинидикән. Шветсарийиниң дөләт ишлирини мәзкур 7 кишилик федератсийә кеңиши биләт ташлап башқуридикән.
Гилсон ханимниң билдүрүшичә, булар 3 - февралдики беләтни шветсарийиниң дөләт мәнпәәтини муһим орунға қойған асаста ташлайдикән.
Мәзкур ака - ука мәһбусларниң һекайиси толиму тәсирлик болуп, булар 2001 - йили айрим - айрим һалда афғанистан вә пакистанда қолға чүшкән вә гүәнтанамоға йөткәлгән иди.
Шветсарийә әдлийә министирлиқи гүәнтанамодики ака - ука уйғурларни елишини ойлиғандин кейин, шветсарийә әдлийә министирлиқи хадимлири өткән йили авғустта гүәнтанамоға берип, буларниң саламәтлик әһвалини тәкшүрүш билән биргә бармақ изи вә DNA әвришкилири алған.
Шветсарийиниң мәзкур ака - укиларни қобул қилидиғанлиқи оттуриға чиққандин кейин, хитай һөкүмити шветсарийә даирилиригә бесим ишлитип уларни қараридин ваз кечишкә қистиған.
Гилсон ханим бу һәқтә тохтилип мундақ деди: "хитай шветсарийә һөкүмитигә интайин җиддий хәтләрни йоллап, бу уйғурларни алсаңлар болмайду. Бу бизниң ички ишимиз дейишни тохтатмиди. Шветсарийә һазир хитай билән әркин сода келишими үстидә сөһбәт өткүзмәкчи болуватиду. явропадиму шундақ. Шуңлашқа шветсарийә сода министири бу уйғурларни қобул қилишқа бәкму қариши".
Гилсон ханимниң билдүрүшичә йәнә, шветсарийә мусапирларни орунлаштуруш җәһәттә чоңқур вә мол әнәнигә игә дөләт болуп, булар өзлириниң бу җәһәттики артуқчилиқидин интайин пәхирлинидикән. Бу нуқта, хитайниң юқириқи бесимлириға әкс тәсир көрситәләйдикән.
Гилсон ханим бу һәқтики сөзини давамлаштуруп мундақ деди: "улар йәнә, мәйли хитай, мәйли америкиниң бесим ишлитишни яқтуруп кәтмәйду. Шуңа бу җәһәттики артуқчилиқлар шветсарийигә қарита интайин чоң қизиқиш қозғимақта. Әтә бәк алаһидә күн болғуси."
Юра штати 29 - январ бу ака - ука мәһбусларни қобул қилиш үстидә бир қетим рәсмий беләт ташлиған иди. Гилсон ханимниң билдүрүшичә, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиму гүәнтанамо мәһбуслириниң әһвалиға йеқидин көңүл болуп келиватмақта икән. Гилсон ханим мәзкур тәшкилатиниң тәклипи билән 19 - январдин 26 - январғичә шветсарийидә болған вә ахбарат елан қилиш йиғинлириға қатнашқан. Униң билдүрүшичә, шветсарийә уйғур җәмийитиниң башлиқи әндәлин ахбарат елан қилиш йиғинлирида өз ролини интайин яхши җари қилдурған һәмдә уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә тәпсилий вә испатлиқ мәлуматларни бәргән.
Мәлум болушичә, гүәнтанамодики бу ака - ука мәһбусларни шветсарийә әдлийә министирлиқи таллиған болуп, гилсон ханим бу нөвәтлик шветсарийә зияритидә бу уйғурларниң мәсилиси үчүн бир қисим муһим һөкүмәт әрбаблири билән көрүшкән.
Гилсон ханим бу һәқтә тохтилип мундақ деди: "әдлийә министири, америкиниң шветсарийидә турушлуқ баш әлчиси вә юра штатиниң башлиқи биләнму көрүштүм. юра штати башлиқи бу уйғурларға бәкму һесдашлиқ қилидиғанлиқини билдүрди".
Юра штатлиқ һөкүмәт бүгүн елан қилған һөкүмәт баянатиға қариғанда, ака - ука мәһбусларниң материяллирини 21 - январ шветсарийә федератсийиси кеңәш әзаси евелйн видмер-шлумпф юра штати башлиқи чарлез җуиллардқа тапшурған вә шундин кейин штат бу уйғурларни қобул қилиш үстидә издәнгән.
Баянатта мундақ дейилгән: " федератсийидин алған учурлар бу икки кишини юрада орунлаштуруш тиришчанлиқимизни имкан билән тәмин әтти. Булар юрада инсаний муамилигә учрайду вә һөрмәт қилиниду".
Гүәнтанамода әсли 22 уйғур қамалған болуп, буларниң 15 нәпири илгири - кейин болуп бихәтәр дөләтләргә орунлаштурулған. Нөвәттә гүәнтанамода йәнә 7 нәпәр уйғур тутуп турулмақта.
Гилсон ханимниң ейтишичә, буларниң һәммиси интайин чүшкүн болуп, 8 йилдин бери ениқ җавабсиз тутуп турулуш уларни роһи җәһәттин чарчатқан икән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.