Шветсийидики парламент сайлимида уйғурларму аваз бәрди
Мухбиримиз йалқун
2010.09.22
2010.09.22

RFA Photo / Shohret Hoshur
Шветсийидә яшаватқан уйғурларниң сани шветсийә парламент сайлимиға тәсир көрсәткүдәк көп әмәс. Һалбуки, бу қетимқи сайламда уйғурларға нисбәтән бир йеңилиқ шуки, йүзлигән уйғурлар аваз бериш салаһийитини һазирлиғандин сирт, парламенттики уйғур мәсилисигә қизиқидиған вә уйғурларға изчил көңүл бөлүп келиватқан бир қисим партийиләрниң һәмкарлишиш обйекти болуп қалди.
Уйғур вәкиллири сайлам һарписидики партийиләрниң һәмкарлиқ йиғинлириға қатнашти, тәшвиқат хизмәтлиригә ярдәмдә болди.
Шветсийә парламентиға 349 орун тәсис қилинған болуп, бу орунни сайламға қатнишиш қануний салаһийитигә еришкән партийиләр сайлам арқилиқ талишиду. Алдинқи қетимлиқ парламент сайлимида бу орунни шветсийидики 7 партийә игилигән. Буларниң арисидики мудратерлар дәп аталған партийә һөкүмәт тәшкилләшкә муйәссәр болуп, шветсийидә 100 йилдин буян һөкүмәтни контрол қилип келиватқан сотсиял демократлар партийисиниң һакимийитигә хатимә бәргән иди.
Бу қетимлиқ парламент сайлимида парламенттики бу 349 орунни 8партийә игилигән болуп, һечқайси партийә өз алдиға мустәқил һөкүмәт тәшкилләш салаһийитигә еришәлмигән. Әмма шветсийидики радикал милләтчиләр дәп қарилип келиватқан шветсийә демократчилири намидики партийиниң бу қетимқи сайламда парламенттики 20 орунға игә болуши бу қетимқи сайламниң әң қизиқ нохтисиға айланди.
Дүшәнбә күни, шветсийиниң стокһолм, йөтеборий, малмө қатарлиқ чоң шәһәрлиридә онмиңлиған кишиләр намайиш уюштуруп, шветсийә милләтчилири дәп қариливатқан шветсийә демократчилириниң һөкүмәт тәркибигә киришигә қариши турди.
1991 - Йили"йеңи демократчилар" намидики милләтчи партийә көчмәнләргә қарши аваз билән дағдуғилиқ һалда парламентқа кирип, 3 йилдин кийин парламенттин чүшүп қалған, һәтта партийә болуш салаһийитидин айрилип, йоқалған иди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.