Шветсийидә ечилған уйғур фото көргәзмиси давамлишиватиду

Уйғур қәләмкәшләр җәмийитиниң әзаси, һазир шиветсийидә туруватқан һаҗи абдуришит кериминиң баян қилишичә, шиветсийидә 8 ‏- айниң 22 ‏- күни уйғур фото сүрәт көргәзмиси башланған иди, шуниңдин буян йәрлик шиветләр бу көргәзмини көрүватиду.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.09.08

 Хитай һөкүмитиниң тәшвиқатлири билән бу көргәзмигә қоюлған рәсимлик пакитларниң немә үчүн охшимайдиғанлиқи һәққидә һәр хил соалларни қоюватиду. Йәрлик шиветләрниң уйғурлар һәққидә оттуриға қойған соаллириға уйғур қәләмкәшләр җәмийитиниң әзалирила әмәс, шиветсийә тәтқиқатчилириму испат көрситип җаваб бәргән.

'Заманимиз 21 ‏- әсиргә кәлгәндиму уйғур диярида мушундақ һаят мәвҗутму?'

Һаҗи абдуришит кериминиң баян қилишичә, уйғур фото көргәзмисини көргән шиветләр 'заманимиз 21 ‏- әсиргә кәлгәндиму уйғур диярида мушундақ һаят мәвҗутму?' дәп соал сориған. Уйғур қәләмкәшләр җәмийити бу соалларға җаваб бәргән.

'Хитай сақчилири миниң кәйнимгә киривалди, лекин маңа йеқинлишишқа батурлуқ қилған уйғурларму көп болди'

‏-‏Шәрқий түркистанлиқ көрәш күсән, қәйсәр абдурусул миниң ғәрбкә вә дуняниң башқа җайлириға таза тонуш болмиған, әмма наһайити көп мәсилә сақлиниватқан шәрқий түркистанға берип һәқиқий әһвални уқуп келишкә бәл бағлишимға илһам болди, - дәйду шиветсийидә оқуватқан тәтқиқатчи пер әпәнди көргәзмә көргән кишиләрниң соаллириға җаваб берип, - мән бу җайға бардим, фото сүрәтләрни тарттим, хитай сақчилири миниң кәйнимгә киривалди, өзигә хийим-хәтәр келидиғанлиқиға қаримай маңа ярдәмләшкән уйғурларму көп болди.

Шу сәвәбтин мән сақчи понкитлири тәрипидин чақиртилдим. Мини нәччә-нәччә саәт тутуп қалди. Мән йәрлик хәлқни хәтәргә юлуқтурмай дәп улардин көп ярдәм соримидим. Әмма батурлуқ қилғанлар болди. Йүз бәргән начар ишларни сөзләп бәрди. Мән нәгә барсам, сақчилар һәр вақит миниң кәйнимгә киривелип кәйпимни бузди, хәлқниң пикир әркинликини боғуш үчүн хитайниң җасуслуқ органлири қанчилик адәмни яллап ишқа селиватқанлиқини көрдүм.

-Көпинчә қәшқәрдә болдум, - дәйду пер әпәнди, - йеңисар, йәкән, қағилиқ, атушларға, һәтта бәзи кичик мәһәллиләрдики базарларғиму бардим, һәммила җайда әһвал охшашкән.

'Силәрниң тилиңлар барму?'

Һаҗи абдуришит кериминиң баян қилишичә, фото көргәзмисини көргән шиветләрдин бәзи кишиләр 'силәрниң тилиңлар барму?' дәп соал сориған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.