Шиветсийдики уйғурлар 6 нәпәр уйғур яшқа өлүм җазаси бирилгәнликигә қарши намайиш елип барди

Бүгүн, 10 - айниң 13 - күни, шиветсийидики уйғурлар шиветсийә парламентиниң алдиға йиғилип, хитай һөкүмитиниң 6 нәпәр уйғур яшқа өлүм җазаси бәргәнликигә қарши намайиш қилди.
Мухбиримиз йалқун
2009.10.13
Shiwetsiyide-6-Uyghur-olumi-uchun-namayish-305.jpg Сүрәт, 10 - айниң 13 - күни, шиветсийидики уйғурлар шиветсийә парламентиниң алдиға йиғилип, хитай һөкүмитиниң 6 нәпәр уйғур йашқа өлүм җазаси бәргәнликигә қарши намайиштин бир көрүнүш.
RFA Photo / Yalkun

Намайиш чүштин кийин саәт 2 дә башланди. Гәрчә сирт соғақ вә шамаллиқ болсиму, намайишчилар бар авази билән шуар товлаватиду. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бу мунасивәт билән нутуқ сөзлиди.

Бүгүнки бу намайишқа крист демократлар партийисидин болған парламент әзаси отто вон арнал әпәнди вә йешиллар партийисидин болған парламент әзаси мәһмәт каплан әпәндиләр қатнишип сөз қилди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.