Шветсийидики 'мәһмут қәшқири ана тил мәктипи' оқутуш хизмәтлирини җанландурмақта

Шветсийә явропадики уйғурлар бир қәдәр көп яшайдиған вә оқуш йешидики уйғур балилириниң сани тиз көпийиватқан дөләтләрниң бири болуп, балиларниң ана тил муһитини бәрпа қилиш вә уларни өз мәдәнийитини тонуш имканиға игә қилиш үчүн шветсийидики уйғурлар йиллардин буян һәр хил хизмәтләрни ишләп кәлмәктә.
Мухбиримиз йалқун
2010.05.25
Shiwetsiye-Uyghur-mektep-oqughuchiliri-derste-305.jpg Сүрәт, шветсийидики 'мәһмут қәшқири ана тил мәктипи' уйғур өсмүр оқуғучилириниң дәрстики көрүнүши.
Сүрәтни шветсийә мәһмут қәшқири ана тил мәктипи тәминлигән.

Уйғурлар башқурушидики "мәһмут қәшқири мәктипи" ишләнгән ашу хизмәтләрниң нәтиҗилириниң биридур. "Мәһмут қәшқири мәктипи" 2006 - йили 5 - айда стокһолимда қурулған болуп, 2007 - йили шветсийә маарип министирлиқи тәрипидин рәсмий тәстиқтин өткән.

Мәктәп қурулғандин бири уйғур балилириниң ата тилида сөзләш, уйғур тарихи, мәдәнийитини тонуш вә диний билимләрни өгиниш җәһәтләрдә көзгә көрүнәрлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән.

Мәктәп қурулғиниға 4 йил толған мушу күнләрдә, "мәһмут қәшқири мәктипи"ниң қурғучилириниң вә башқурғучилириниң бири болған абдулла әпәнди билән мәктәпниң әһвали тоғрисида сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.