Ловисаниң хәтлири -- ловиса билән тохтахун һәққидә аңлимиған һекайиләр
Мухбиримиз йалқун
2010.06.07
2010.06.07

"Ловисаниң хәтлири" намлиқ китабдин елинди.
Китабқа материял болған бу хәтләр һазир ловисаниң сиңлиси кирстийнаниң нәврилириниң қолида сақлиниватқан болуп, бу хәтләрниң көчүрүлмә нусхиси шветсийә дөләтлик архипханисиниң "шәрқи түркистан" бөлүмидә сақланмақта.
Ловиса иңвал шветсийиниң карилског наһийисидин болуп, 1900 - йили шветсийә миссийонерлири тәркибидә қәшқәргә кәлгән. У қәшқәргә кәлгән вақтида 35 яшта болуп, техи той қилмиған қиз иди. У 1906 - йили шветсийигә қайтип кетип, 1908 - йили қәшқәргә қайта кәлгән. Униң бу қетим қәшқәргә қайтип келиши униң һаятида зор өзгириш пәйда қилған болуп, у миссионерлар ачқан дохтурханида ишләйдиған уйғур йигити тохтахунни яхши көрүп қалған. Ловисаниң бу һәрикити шивет миссйонерлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған, улар лувисани шветсийигә мәҗбурий кәткүзүвәтмәкчи болған.
Әмма ловиса 1912 - йили тохтахун билән чегридин оғрилиқчә өтүп, һазирқи қирғизистанниң ош шәһиригә қечип барған вә шу йәрдә тохтахун билән той қилған. Аридин узақ өтмәй улар оштин қәшқәргә бирликтә қайтип кәлгән, әмма улар қәшқәрдә узақ турмай, удул кучаға кәткән. Улар кучада таки 1935 - йили сентәбир айлириғичә турған.
Ловиса уйғур йигити тохтахун билән кучада турған бу 23 йил җәрянида куча вә униң әтрапидики наһийиләрдики уйғурларниң әһвали һәққидә пишшиқ мәлуматларға игә болған, уйғурларниң мәдәнийитини чүшәнгән, у йәрләрдә йүз бәргән вәқәләрни аңлиған вә өз көзи билән көргән. Болупму, маҗуңйиң әскәрлириниң у йәрләрдә елип барған қирғинчилиқ вә булаң - талаңлириға, хоҗа нияз һаҗиниң елип барған инқилаблириға шаһид болған. Ловиса шветсийидики сиңлиси кирстийнаға язған хәтлиридә булар һәққидиму мәлуматлар бәргән.
Ловисаниң сиңлисиға язған хәтлири 1900 - йили терәкдаванда язған тунҗи хети билән башлинип, 1935 - йили қәшқәрдә язған ахирқи хети билән ахирлашқан. Ловиса һәр қетим сиңлисиға хәт салғанда хәт билән биргә бир қанчә парчә рәсим салған болуп, рәсимләрдә кучаға мунасивәтлик көрүнүшләрниң әкс әткәнлики мәлум, бирақ бу рәсимләрниң һазир қәйәрдә икәнлики һәққидә учур қалдурулмиған.
Ловиса қәшқәрдин сирт районларда турған бирдин - бир шивет миссйонери болуп, униң башқа миссйонерларға қариғанда уйғурлар билән болған мунасивити наһайити йеқин болған, һәтта уйғур тилиниму пухта өгәнгән. У кучада турған мәзгиллиридә дохтурхана ечип кесәл давалиғандин сирт, туғут аниси болуп, кечә - күндүз демәй йеза - қишлақларғичә берип аниларниң туғутиға ярдәмдә болған. Шуңа униң уйғурларни чүшиниши, билиши бир қәдәр чуңқур болған. Бирақ китаб ловисаниң язған хәтлири асасида башқилар тәрипидин йезилғанлиқи үчүн китабтики уйғурларға вә кучаға мунасивәтлик учурлар ловисаниң көргән вә билгәнлиридин көп аз болған. Ловиса шаһит болған тарихи вәқәләргә қариғанда, ушшақ турмуш тәсвирлири көп болған.
Ловиса вәзийәтниң бесими вә өзиниң қерип қалғанлиқи сәвәбидин 1935 - йили күз айлирида ана вәтини шветсийигә қайтип кетиш қарариға кәлгән. Тохтахун ловиса билән чеграғичә биргә кәлгән. Әслидә тохтахун ловиса билән биргә шветсийигә кетиш нийитидә болсиму, әмма қолида қанунлуқ паспорт болмиғанлиқи үчүн ловиса билән чегрида хошлишишқа мәҗбур болған. Улар бир - биригә қиймиған һалда көзлиригә яш елип чегра сизиқиниң икки тәрипидә ахирқи қетим бир - бири билән видалашқан. Ловиса мушу қетимлиқ сәпиридә москваға йеқин қалған бир йезида 70 яшқа толидиғанға икки күн қалғанда вапат болған. Әмма тохтахунниң кейинки һаяти һәққидә башқа миссйонерларниң материяллиридиму һечбир учур қалдурулмиған.
Гәрчә, бу ловисаниң хәтлири асасида башқилар тәрипидин йезилған әсәр болсиму, йәнила 20 - әсириниң башлиридики уйғурларниң турмуш риаллиқи әкис әттүрүлгән қиммәтлик әсәр һесаблиниду.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.