Шветсийидики уйғурлар қурбан һейтни тәбрикләш паалийити өткүзди

Шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң тәшкиллиши билән 29-өктәбир күни стокһолмниң тениста районида қурбан һейтни тәбрикләш паалийити өткүзүлди.
Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2012.10.31
mehmet-qaplan-qurban-heyt-uyghur-305.jpg Шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң рәиси ниҗат әпәнди парламент әзаси мәһмәт қапланниң уйғур муһаҗирлири үчүн көрсәткән тиришчанлиқлириға миннәтдарлиқ билдүрүп, хатирә буюм тәқдим қилмақта. 2012-Йили өктәбир, шветсийә.
RFA/Qutlan

Бу паалийәткә стокһолмда яшиғучи уйғур җамаәтчиликидин башқа шветсийиниң һәрқайси җайлирида вә қошна дөләтләрдә яшиғучи бир қисим уйғурларму қатнашти. 200 Дин артуқ киши қатнашқан бу тәбрикләш паалийити наһайити юқири кәйпиятта, мол мәзмунлар билән давамлашти. Шветсийә парламентиниң йешиллар партийисидин болған әзаси мәһмәт қаплан әпәнди тәклип билән қатнашти һәмдә сөз қилди.

Биз бу қетимқи қурбан һейтни тәбрикләш паалийити һәққидә шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң рәиси ниҗат әпәнди вә шветсийә парламентиниң рәиси мәһмәт қаплан әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.