Шветсийидә 40 тин артуқ уйғур сиясий панаһланғучиларға мәңгүлүк олтурум берилди
2012.10.11
Бу хушхәвәр шветсийидики уйғур җамаәтчиликини қаттиқ һаяҗанға чөмдүрди. Бу мунасивәт билән 10-өктәбир күни чүштин кейин саәт 16 дә шветсийә парламентида тәбрикләш йиғини өткүзүлди. Йиғинни шветсийә уйғур достлуқ җәмийитиниң шветсийә парламентидики әзалири билән шветсийә уйғур маарип җәмийити бирликтә уюштурди. Тәбрикләш йиғиниға шветсийә парламент әзаси, йешиллар партийисиниң гуруппа башлиқи мәһмәт қаплан риясәтчилик қилди. Йиғинға шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң мәсуллири билән мәңгүлүк олтурумға еришкән көп сандики уйғурлар қатнашти. Сиясий паалийәтчи мәмәт тохти канададин сикайпе арқилиқ йиғин әһлигә сөз қилди.
Шветсийә явропа иттипақи ичидики уйғур көчмәнлири көпрәк олтурақлашқан дөләтләрниң бири. 2009-Йилидики “5-июл вәқәси” дин кейин шветсийигә келип сиясий панаһлиқ илтиҗаси тапшурған уйғурларниң сани җиддий рәвиштә көпәйгән. Уларниң бир қисмиға шветсийидә олтурақлишиш рухсити берилгән болсиму, лекин түрлүк сәвәбләр түпәйлидин көп сандики уйғурларниң панаһлиқ илтимаси рәт қилинип, улар чеградин чиқириветилиш һәтта хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгәниди.
2011-Йил өктәбирдин башлап шветсийә парламент әзалиридин мәһмәт қаплан һәмдә шветсийә уйғур маарип уюшмиси вә башқа мунасивәтлик тәшкилатларниң ортақ тиришчанлиқи арқисида уйғурлар мәсилиси тоғрилиқ шветсийә көчмәнләр идарисигә қайта-қайта доклат сунулиду. Мәмәт тохти шветсийигә келип парламент әзаси мәмәт қаплан қатарлиқлар билән бирликтә мунасивәтлик орунлар билән көрүшүп уйғурларниң нөвәттики әһвали һәққидә чүшәнчә бериду. Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйсаму шветсийә парламентида уйғур мәсилиси һәққидә доклат бериду. 2012-Йили 6-ай ичидә шветсийә дөләтлик радиосида уйғурлар һәққидә 5 қетим мәхсус хәвәр вә муһакимиләр берилип җамаәт пикри һазирлиниду. юқириқидәк бир қатар тиришчанлиқлар нәтиҗисидә шветсийә көчмәнләр идариси 2012-йили 7-айдин башлап уйғур илидин вә орта асия җумһурийәтлиридин келип шветсийигә панаһлиниватқан 70 тәк уйғурни чеградин чиқириветиш тоғрисидики қарарини әмәлдин қалдурғанлиқини елан қилиду. Аридин 3 ай өтмәйла, йәни 2012-йили 10-айниң биринчи һәптисидә 40 тин артуқ уйғурға бирақла мәңгүлүк олтурум бәргәнликини җакарлайду.
Биз бу мунасивәт билән шветсийә парламент әзаси мәһмәт қаплан, шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң рәиси ниҗат әпәнди һәмдә шветсийидә мәңгүлүк олтурумға еришкән уйғурлардин мунәввәр ханим қатарлиқларни зиярәт қилдуқ.
Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиз.