Шветсийә телевизийисидә тарқитилған “хитайда туруп хитай һәққидә сөзләш” программисида уйғурлар
2012.11.19
Шветсийә телевизийисиниң 2-қанили йеқинда “хитайда туруп хитай һәққидә сөзләш” намида чатма программа ишләшкә башлиған болуп, һазирғичә “драматик тарих”, “һоқуқ вә хәлқ” намлиқ қисимлири тарқитилди. Телевизийә тор бетидә, бу программини ишләштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ дәп язиду:
- Бизниң мәқситимиз, дунядики иккинчи чоң иқтисадий гәвдә аталған хитайдики хәлқләрниң күндилик һаяти, уларниң сиясийға болған чүшәнчиси, муһитниң булғиниши, әдәбият вә аялларниң һаяти, шәһәр билән йезилар арисидики бай- кәмбәғәллик пәрқи қатарлиқ мәсилиләрни тарихий нуқтидин көзитип баһа бериштур.
Программиниң иккинчи қисми болған “һоқуқ вә хәлқ” дегән бөликиниң уйғурларға беғишланған қисми уйғур елини тонуштуруштин башлиниду. “шинҗаң хитайдики 5 аптоном районниң бири болуп, хитайлар билән уйғурларниң тоқунуш нуқтисидур” дәп тәсвирләйду программа риясәтчиси. Программида мундақ дейилгән:
- 2009 - Йили июл ейида уйғур мустәқилчилири билән хитай көчмәнлири арисида зор тоқунуш йүз берип 200 дин артуқ адәм өлгән иди. Тоқунуштин кейин хитай һөкүмити бир қисим уйғурларға өлүм җазаси бәргән болса, бир қисимни түрмигә ташлиди. Бир қисим уйғурлар чәтәлгә қечишқа мәҗбур болди. Бирақ, дилнар абдулла уйғурларниң мустәқиллиқ арзусидин ваз кәчти.
Программида уссулчи дилнар абдуллани зиярәт қилип, дилнар абдулланиң уйғурларниң һазирқи турмуши вә 5-июл вәқәсигә болған позитсийиси қатарлиқ мәсилиләрдики көз қаришини алиду. Дилнар абдулла 5-июл вәқәсини бир қисим әски адәмләр кәлтүрүп чиқарған бузғунчилиқ һәрикәт дәп тәсвирләйду.Биз дилнар абдулланиң бу сөзигә шветсийидә яшаватқан уйғурларниң қандақ инкаси барлиқини билип беқиш үчүн шветсийә уйғур комитетиниң рәиси абдушүкүр самсақни зиярәт қилдуқ.
Программида дилнар абдуллани “гәрчә, дилнар абдулла хитай коммунистик партийисиниң әзаси болмисиму, лекин у хитайниң һазирқи сияситини вә иқтисади сияситини актип қоллиғучиларниң биридур” дәп тонуштуриду. Уйғур сиясий паалийәтчилириниң инкасиға қариғанда, дилнар абдулла уйғурлар арисида көзгә көрүнгән уссулчи болсиму, әмма униң көз қариши пүтүн уйғурларға вәкиллик қилалмайду һәм униң зиярәт давамида дегән сөзлириму униң һәқиқий қәлб сөзи болуши натайин. Чүнки 5-июл вәқәсидин кейин пүтүн уйғур хәлқи хитай һөкүмитиниң пәқәт хитай хәлқиниңла һөкүмити икәнликини билип йәткән.