Шветсийә уйғур маарип уюшмиси шветсийә парламентида иптарлиқ бәрди

Маарип уюшмисиниң уюштуруши вә шветсийә парламенти уйғур достлуқ гурупписиниң һәмкарлишиши билән 15-авғуст күни шветсийә парламентида назу-ниммәт тәйярлап һәр саһә кишилиригә иптарлиқ бәрди.
Ихтиярий мухбиримиз ялқун
2012.08.16
memet-qaplan-soz-qilmaqat-shwetsiye-305.jpg Шветсийә уйғур маарип уюшмиси шветсийә парламентида уюштурған иптар паалийитигә мәмәт қаплан әпәнди риясәтчилик қилди. 2012-Йили 15-авғуст.
RFA/Yaqun

Иптар дастихиниға шветсийә парламент әзалири, сиясий әрбаблар, инсан һәқлири тәшкилатлириниң вәкиллири, диний затлар вә әдиб, профессорлар болуп, 100 дин артуқ киши дахил болди.

Иптар паалийитигә парламент әзаси, шветсийә парламенти уйғур достлуқ гурупписиниң рәһбәрлириниң бири болған мәмәт қаплан әпәнди риясәтчилик қилған болуп, у башлаш сөзидә уйғурларни қисқичә чүшәндүргәндин кейин, хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән уйғур панаһлиқ тилигүчиләрниң әһвалини парламентқа сунуп вә көчмәнләр идариси билән көп қетим сөһбәтлишиш арқилиқ уларни хитайға қайтурулуш хәвпидин сақлап қалғанлиқини баян қилди.

Шветсийә уйғур маарип уюшмиси шветсийә парламентида уюштурған иптар паалийитидин көрүнүш. 2012-Йили 15-авғуст.
Шветсийә уйғур маарип уюшмиси шветсийә парламентида уюштурған иптар паалийитидин көрүнүш. 2012-Йили 15-авғуст.
RFA/Yalqun

Иптар паалийитигә йәнә шветсийә парламентидики 3-чоң партийә һесабланған йешиллар партийисиниң рәиси гостав фридолинму иштирак қилған болуп, у сөзидә уйғурлар билән учрашқанлиқидин вә уйғурлар һәққидә учурларға игә болғанлиқидин хушал икәнликини билдүргәндин сирт, йешиллар партийиси инсан һәқлиригә әһмийәт беридиған бир партийә болуш сүпити билән хитайниң бесимға дуч келиватқан шәрқи түркистанниң әһвалиниму пәләстин мәсилиси қатарида диққитигә алидиғанлиқини билдүрди.

Тамақ арилиқида зияритимизни қобул қилған анвар шаннан ханим мусулманлар үчүн әркинлик вә баравәрлик җәмийитигә вакалитән сөз қилип, бүгүн бу йәрдә уйғурлар билән тунҗи қетим учрашқанлиқидин наһайити хушал икәнликини, өзлириниң мусулманларниң инсан һәқлири үчүн күрәш қиливатқан бир тәшкилат болуш сүпити билән уйғурларниңму инсан һәқлири әһвалиға йеқиндин диққәт қилидиғанлиқини вә уйғурлар билән һәмкарлишип ишләшни халайдиғанлиқини билдүрди.

Шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң бу қетимқи шветсийә парламентида иптарлиқ паалийәт елип бериши 2-қетимлиқи болуп, җәмийәт рәиси ниҗат турғун әпәнди зияритимизни қобул қилип, парламентта иптар паалийити өткүзүшниң әһмийити һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.