Рабийә қадирханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи вәкилләр өмики шветсийидә зиярәттә болди
2011.01.31

Улар шу күни чүштин бурун шветсийә парламентида қурулған “шветсийә парламенти уйғур достлуқ гурупписи ” ниң тәклипи билән шветсийә парламентида сөһбәттә болди. Сөһбәттә бу гуруппиниң мәсуллиридин бири болған мәмәт қаплан әпәнди достлуқ гурупписиниң қурулғандин буян ишлигән хизмәтлири вә кәлгүси пиланлирини тонуштурди. Рабийә қадир ханим болса, уйғур дәвасиниң һазирқи вәзийити вә достлуқ гурупписидин күтидиған үмидлирини тонуштурди. Учришиштин кийин, рабийә қадир ханим шветсийә парламентини зиярәт қилди.
Чүштин кейин, шветсийә уйғур комитетиниң икки йилда бир қетим елип берилидиған сайлими болуп өтти вә җәмийәтниң йеңи рәһбәрлик аппаратлири сайлап чиқилди. Сайламдин кейин рабийә қадир ханим башчилиқидики вәкилләр өмики көрүшүшкә кәлгән уйғур җамаитиниң қизғин чаваклири вә мәрһум күрәш күсән иҗрасидики “рабийә ана” дегән нахшиниң садаси ичидә залға кирип кәлди.
Залдики уйғур җамаити орунлиридин турушуп қизғин чаваклири билән күтүвалди. Рабийә қадир ханим дуня уйғур қурултийиниң 6 йилдин бири ишлигән хизмәтлири вә қолға кәлтүргән нәтиҗилирини тонуштурди. Ахирида дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит тумтүрк әпәнди бәзи муһим мәсилиләр һәққидә сөз қилди.