Швет тилидин уйғур тилиға бивастә тәрҗимә қилинған тунҗи тиббий китаб : “илмий тәбиәт”

20 - Әсирниң башлирида уйғур елиға барған швет миссйонерлири қәшқәрдә басма завути қуруп бир қисим диний китабларни нәшр қилғандин сирт, әдәбият, тарихқа мунасивәтлик китабларни вә бир қисим дәрислик китабларниму нәшр қилған иди.

2013.01.11
shiwetsiye-uyghur-karvan-kitab-305.png 1935 - Йили стокһолимда уйғурларға аит нәшир қилинған “карван” дегән китабниң муқависи
RFA/Yalqun


Бу китабларниң көпинчиси швет апторлар тәрипидин йезилип, шветсийидә нәшр қилинған китаблар болуп, буларни швет миссйонерлири швет тилидин бивастә уйғур тилиға тәрҗимә қилған. Дәрислик китабларниң ичидә “уйғур тили гираматкиси”, “анатомийә”, “илмий тәбиәт” дегән китаблар бар.

“илимий тәбиәт” дегән бу китабниң әсли нусқиси - 1902йили шветсийидә нәшр қилинған “тәбиий пән оқушлиқи” дегән китаб болуп, бу китаб әслидә шветсийидә бәлгилик тәсиргә игә пәнни омумлаштуруш характеридики яш - өсмүрләр оқушлиқи иди.

Қәшқәрдә турған швет мисйонерлириниң ичидә гуннар ярриңға устаз болған гостав ракеттәк уйғур тилиға пухта уйғуршунаслар болғандин сирт йәнә, бир түркүм уйғур тилида тәрҗимә ишлири билән шуғуллиналайдиған уйғур тили тәрҗимә гурупписи бар иди. Бу китабни әнә шу тәрҗимә гурупписидики оскар һермансон вә гостав албертлар бирликтә швет тилидин бивастә уйғур тилиға тәрҗимә қилип чиққан. Һабил, әхмәт нияз қатарлиқ уйғурлар тәһрирлик хизмитини ишлигән. Һабил әсли йәкәнлик уйғур болуп, хотән қошунлири йәкәнни алғанда әмир абдулла тәрипидин қәтли қилинған.

Бу китаб - 1933йили қәшқәр басмиханисида миң данә бесилип җәмийәткә тарқитилған болсиму, әмма уйғур елида пүтүнләй йоқулуп кәткән, таки һазирғичә бирәр нусқиму байқалмиған. Бу китабниң һазир шветсийидә бирқанчә нусқиси болуп, буларни лунд университети кутупханисидики “гуннар ярриң қолязма сақланмилири”, стокһолим оуиверситети “гуннар ярриң кутупханиси” вә “шветсийә миссийонер архипханиси”дин учратқили болиду.

“илмий тәбиәт” намлиқ бу китаб җәми икки бөләктин түзүлгән болуп, биринчи бөлики адәмләргә, иккинчи бөлики һайванларға беғишланған. Китабта адәм анатомийисигә алақидар учурлар тәпсилий бирилгән болуп, адәм бәдинидики һәрқайси әзаларниң түзүлүши, һәрикити, иқтидари вә уларниң уйғур тилидики атилиши хели мүкәммәл сәвийидә изаһланған. Болупму бу китабта бүгүнки күндә уйғур тилиниң луғәт тәркипидә кам учрайдиған, әмма уйғур тилиниң гүзәл вә ихчамлиқини ипадиләйдиған бир қисим қиммәтлик тиббий аталғулар учрайду.

Илгири уйғур елидә хотән уйғур тибабәт мәктипидә оқуған абдушүкүр самсақ әпәнди бу китабниң әһмийити һәққидә тохтилип мундақ дәйду:

Китаб бәдиий ноқтидин алғанда баян, тәсвирлири мукәммәл, тили гүзәл, конкрет, ихчам вә чүшинишлик болуп, алдинқи әсирниң башлиридики тббий илим һәққидә мәлум чүшәнчигә игә қилғандин сирт, шу дәвирдики уйғур тилини тәтқиқ қилиштиму муһим әһмийәткә игә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.