Сибирийә хитай - русийә һәмкарлиқиниң қурбани
Сәуди әрәбистанида чиқидиған" иқтисад"гезитиниң 2008 - йили 10 - май санида, "сибирийә хитай - русийә һәмкарлиқиниң қурбани"дегән темида бир мақала елан қилинған.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти хәвири
2008.05.14
Мақалида мундақ дәп йезилған:" мәлумки, хитай - русийә һәмкарлиқи давамлашмақта. Русийәдин нефит вә газ қатарлиқ тәбиий байлиқларни хитайға йөткәш ишлири 2007 - йилдин башлап йеңи дәвригә киргән. Русийәдин хитайға йөткилидиған байлиқ нефит билән газла әмәс. Русийә рәиси виладимер путин хитай - русийә һәмкарлиқиниң русийәдин нефит вә тәбиий газ йөткәшкила қисқирип қалмайдиғанлиқини, бәлки хитайниң ядро енергийә муәссәсәлиригә керәклик хам әшяларму елип берилидиғанлиқини сөзлигән иди. 2001 - Йилидин 2007 - йилиниң ахириғичә хитай - русийә икки дөләт оттурисидики сода көлими 68 милйонға йәткән. Хитай вә русийә мәсуллириниң баянатиға көрә, 2010 - йилиға қәдәр 80 милярт долларға йетиши күтүлмәктә. Хитай - русийә икки дөләт һәмкарлиқи билән русийә земинида қурулған муәссәсә сани 657гә йәткән. Хитайниң русийәдин алған пайдиси 320 милйон долларға йәткән."
Русийә хитайларниң шәрқий сибирийә районлиридики кеңийишидин раһәтсиз
Мақалида йәнә мундақ дейилгән:" русийә тәбиий газни сетиш мәқсити билән хитайларға ишикини кәң ечип кәлмәктә. Униң үстигә русийә хитай билән түзгән келишимидә, русийиниң явропаға чиқиридиған нефит миқдариниң йеримини хитайға беридиғанлиқини имзалиған. Лекин русийә тәрәп хитайларниң шәрқий сибирийә районлирида кеңийишини халимайду вә буниң хәтиридин һәмишә әндишә қилип кәлмәктә. Сабиқ совет иттипақи йимирилгәндин кейин, шәрқий сибирийә районларниң нопус сани йүздә 50 пирсәнт төвәнләп кәткән. Буниңға әгишип бу районлардики ишләпчиқиришму төвәнлигән. Бу пурсәтни ғәнимәт билгән хитай ишчилири русийә - хитай икки дөләт сода келишимлиридин пайдилинип, шәрқий сибирийә районлириға интайин кәң көләмдә тарқилишқа башлиған. Русийә буниңдин қаттиқ биарам болмақта вә шәрқий сибирийә районлиридин өзлири пайдилиниш, байлиқлирини өзлири чиқириш үчүн йеңи пиланлирини лайиһәлимәктә."
Немә үчүн хитайлар шәрқий сибирийә районлириға кеңийиду?
Мақалида йәнә мундақ дейилгән: " хитайларниң шәрқий сибирийә районлириға кеңийиши худди уларниң африқа дөләтлиригә кеңәйгинигә охшаш байлиқ издәш вә нефиткә еришиш үчүндур. Мана бу хитайниң турмастин башқиларниң йеригә кеңийишигә түрткә болған алдинқи амил. Хитайларниң бу районларға кеңийишидин русийиликләр биарамлиқ һес қилғинидәк, уларниң африқиға кеңийишидин ғәрб дөләтлири биарам болмақта. Әрәб дөләтлиридиму әһвал бир хилдур. Чүнки хитайларниң әрәб бирләшмә хәлипиликигә, хусусән дубәйгә кеңийиши, хитай базарлириниң бу җайларға толуп кәткәнлики әлвәттә район әһлини биарам қилмақта."
Русийиниң асалиқ байлиқи сибирийә районлиридин чиқиду
Қатарниң " әл җәзирә" телевизийә қанилида елип берилған бир сөһбәттә, кувейтлиқ иқтисадшунас доктор ибраһим бәдран хитайниң шәрқий сибирийә районлиридики кеңийиши үстидә тохтулуп мундақ деди:" хитайларни шәрқий сибирийә районлириға елип кәлгән нәрсә тәбиий байлиқтур. Чүнки русийә тәбиий гезиниң йүздә 90 пирсәнти, нефит вә көмүрниң йүздә 70 пирсәнти шәрқий сибирийә районлиридин чиқиду. Шундақла русийә нефитиниң йүздә 14 пирсәнти бу районлардин чиқиду. Демәк, шәрқий сибирийә районлири русийә үчүн толиму муһим вә истратегийилик районлардур. Русийә мундақ бир районниң байлиқлирини хитайларға тутқузуп қоймаслиқ вә өзлири пайдилиниш үчүн тиришмақта ."