Чәтәлләрдики уйғур зиялилириниң сичүәндә апәткә учриған балилар вә уйғур балилири һәққидики көз қариши
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.05.26
2008.05.26
Өзи бурун оқутқучи болған һүсән әпәнди бу вақитта, сичүәндә йүз бәргән йәр тәврәш апитидә һаятидин айрилған оқуғучи балиларға чуңқур һесдашлиқ билдүргән. Һүсән әпәндиниң қаришичә, апәткә учриған балиларниң көпләп өлүп кетишидә хитай коммунист һөкүмитиниң мәсулийитини бар.
Һүсән әпәнди сичуәндики оқуғучи балиларниң әһвали һәққидә ойланғанда, уйғур балилириниң һазирға қәдәр байлиқи мол земиндә туруп намратлишип, яхши маарип шараитигә игә болалмайватқанилиқини әслигән, бу һәқтиму ойланған. Униң қаришичә, өз миллитиниң пәрзәнтлиригә шунчилик мәсулийәтсизлик қиливатқан коммунист һөкүмитидин уйғур балилириға һечқандақ шапаәт кәлмәйду.