Сидиқһаҗи рози әпәнди японийидә доклат бәрмәкчи

Йеқинқи йиллардин бери дуняда уйғур мәсилисигә болған қизиқиш барғансери күчәймәктә. Болупму японийидики һәр қайси университетларда арқа арқидин доклат бериш йиғинлири уюштуруп уйғур мәсилисини күнтәртипкә елип кәлмәктә.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.06.11
Sidik-Haji-Rozi-ependi-Yapnda-likisye-305 Сүрәт, обзорчи, сийасийон сидиқһаҗи рози әпәндиниң 6 - айниң 16 - күнидин 28 - күнигичә йапонийиниң бир қанчә университетида доклат беридиғанлиқи тоғрисидики тәшвиқат еланидики көрүнүшлиридин.
RFA Photo / Erkin Tarim

Обзорчи, сиясийон сидиқһаҗи рози әпәнди 6 - айниң 16 - күнидин 28 - күнигичә японийиниң бир қанчә университетида доклат беридикән. У, японийидә "5 - июл үрүмчи вәқәсини унтумаң", "сетиветилгән шәрқий түркистан" дегән икки темида доклат беридикән.

Бу паалийәтни уюштурғучи комитетниң әзалиридин бири болған японийә кагошима хәлқара университети оқутқучиси доктур һаҗи қутлуқ қадириниң ейтишичә, бу паалийәт японийиниң иқтисадий ярдими билән өткүзилидикән. Паалийәттә өктичи хитай мутәхәссисләр, тәйвәнлик мутәхәссисләрму доклат беридикән.

Бу паалийәт һәр йили өткүзүлүп келиниватқан болуп, бу йилқиси уйғур мәсилисигә аталған. 2008 - Йилидики паалийәт, "2008 бейҗиң олимпики вә тибәт мәсилиси" темисида өткүзүлгән. Бу паалийәт 6 - айниң 16 - күни, японийиниң пайтәхти токйода өткүзүлидиған доклат бериш йиғини билән башлинип, 28 - чеслағичә давамлишидикән. 6 - Айниң 18 - күни тибәтләрниң диний даһийси далай ламаму рәсмий зиярәт үчүн японийигә баридикән.

Обзорчи сидиқһаҗи рози әпәнди 1944 - йили 6 - айниң 15 - күни атушта дуняға кәлгән. Мәдәнийәт зор инқилаби мәзгилидә 1969 - йилидин 1977 - йилиғичә түрмидә ятқан. 1978 - Йили рабийә ханим билән той қилған. 1982 - Йили үрүмчидики маарип институтида оқутқучилиқ қилишқа башлиған. 1996 - Йили америкиға чиқип кәткән. 1999 - Йили аяли рабийә қадир ханим хитай түрмисигә ташланған. Обзорчи сидиқһаҗи рози һазир америкиниң вирҗинийә шитатида яшимақта.

Японийидә өткүзүлидиған мәзкур паалийәт һәққидә японийә кагошима хәлқара университети оқутқучиси һаҗи қутлуқ қадири әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.