Дуняниң сирәк топиға болған еһтияҗи һәм тиҗарәт, һәм истратегийә мәсилиси
Мухбиримиз вәли
2010.10.28
2010.10.28
AFP Photo
Һеларий клинтон: хитай әмди сирәк топа експорт қилиш сияситини дуняға ениқ җакарлиши керәк
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, америка ташқи ишлар министири һеларий клинтон ханим түнүгүн һонолулуда, японийә ташқи ишлар вәзири сейҗи майихара билән көрүшкәндә, хитай әмди сирәк топа експорт қилиш сияситини дуняға ениқ җакарлиши керәк, дуняниң сирәк топиға болған еһтияҗи һәм тиҗарәт, һәм истратегийә мәсилиси, хитай әмди японийигә, америкиға вә явропа дөләтлиригә сирәк топа експорт қилишни козурға айландурувалса болмайду дәп җакарлиған иди.Сейҗи майихара: хитайниң сирәк топа експорт қилишқа чәклимә қойғанлиқи дунядики санаәтләшкән дөләтләргә берилгән ойғиниш сигнали
японийә ташқи ишлар вәзири сейҗи майихараму 'хитайниң сирәк топа експорт қилишқа чәклимә қойғанлиқи дунядики санаәтләшкән дөләтләргә берилгән ойғиниш сигнали' дәп көрсәткән иди. Униң баян қилишичә, японийигә һәр йили 32 миң тонна сирәк топа керәк иди, һазир 10 миң тонна кам. Хитай қәстән камлатқан бу санни башқа дөләтләрдики мәнбәләрдин толдурушқа тоғра келиду. Әң яхшиси, дуня әмди хитайдин башқа җайларда сирәк топа мәнбәлирини ечиш керәк.Җу хуңрен: җуңго сирәк топа експорт қилишта сирәк топа ечиш билән байлиқ мәнбәлирини қоғдашни тәң йолға қойиду
Бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, хитай санаәт - учур министирлиқиниң баянатчиси җу хоңрен бүгүнки баянатида 'җуңго сирәк топа експорт қилишни башқа дөләтләр билән муамилә қилиштики козурға айландурувалғини йоқ. Җуңго пәқәт йәр шарида кам учрайдиған сирәк топа мәнбәлиридин пайдилиниш билән байлиқ мәнбәлирини қоғдашни тәң йолға қоюватиду дәп җакарлиди.Хитайниң дуняға сирәк топа експорт қилишни козурға айландурувалғанлиқи хитайда елан қилинған мақалиләрдә баян қилинған пакит
Б б с ниң баян қилишичә, хитайниң дуняға сирәк топа експорт қилишни козурға айландурувалғанлиқи, хитайда йеқинда елан қилинған 'сирәк топа експорт қилишта җуңго яқ дейәләйду' , ' пул - муамилә урушиниң ис - түтәклири бесилмай туруп, йәнә сирәк топа уруши башланди' дегән мақалиләрдә аллиқачан ениқ баян қилинип болди. Бу мақалиләрдә, хитайда һазирға қәдәр ениқлинип болған сирәк топа записи пүтүн дунядики сирәк топа записиниң 55% ни тәшкил қилсиму, әмма пүтүн дуняниң сирәк топиға болған еһтияҗиниң 97% ни хитай қамдаватиду, пәқәт 2010 - йилиға кәлгәндила, хитай тосаттинла сирәк топа екиспортини 40% кемәйтти, дәп баян қилинған иди.Уйғур юртлиридики сирәк топини хитайлар дуняға әрзан сетип пул тепиватиду
Гугул арқилиқ сирәк топа байлиқлири һәққидики учурларни изләп көрсиңиз , йәр шарида кам учрайдиған сирәк топа менераллири дуняниң көпүнчә җайлирида бар икәнлики, сирәк топа менераллири дәл кампутер, янфон, т в икрани, аптомобилниң електронлуқ чатмилири қатарлиқларни ишләпчиқириш үчүн қоллинилидиған, айропилан, башқурулидиған бомба вә аләм бошлуқида қоллинидиған башқа юқири техникилиқ қоралларни ишләштиму кам болса болмайдиған материял икәнликигә даир нурғун учурларни тапалайсиз.Үрүмчидики интернет бәтлиридә, йәр шарида кам учрайдиған сирәк топа менераллири уйғур юртлирида көп икәнликини тонуштуридиған учурлар турупту. Униңда йәнә, хитайлар үрүмчигә келип ечивалған һәрхил чоң - кечик ширкәтләрниң нами, адриси, телефон нумурлири, һәтта 'сирәк тупини дуняға әң әрзан сатимиз' дәп чиқарған еланлириму бар.
Бай наһийсиниң шимал тәрипидә 80 миң тонна ниобюм записи бар, мушуниң өзила 130 милярд юән пулға ярайду
Бу җәһәттики бир учурда ейтилишичә, хитай гиологийә академийиси кан байлиқлири башқармисиниң башлиқи шү хәймиң, бай наһийсиниң шимал тәрипидики тағ қапталлирида, йәр шарида кам учрайдиған мәдәнләрдин 80 миң тонна ниобюм записи бар, мушуниң өзила 130 милярд юән пулға ярайду. Буниңдин башқа йәнә 100 миң тонна танталум записи бар. Бу сирәк топиларни ечиш интайин асан һәм әрзан дегән. Йәнә бир учурда, қумулдики вә лопнур чоллиридики сирәк топа байлиқлири тонуштурулған.Җаң әпәнди даванчиңдики сирәк топа завути билән йилда 2 милюн юән пул тапқан
Үрүмчидики 'шәрқ байлиқи' дегән интернет торида, җаң фамилилик бир хитайниң сирәк топа завути тонуштурулған. Униңдин мәлум болушичә, йәр - земин содиси қиливатқан бу хитай, бәш йиллиқ кан ечиш рухсити елип, даванчиңдики көлими 0.21 Квадирад километер келидиған бир дөңдин қазған сирәк топини експорт қилишқа тәйярлайдиған бир завут қурған.Бу үсти очуқ кан қатнаш йолиниң буйида болғачқа, мәһсулатлириниң тәннәрқи интайин әзран тохтиған. Дәсләпқи бәш йил ичидә, йилда 2 милюн юәндин нәқ кирим болуп турған. Шуниңдин кейин, йиллиқ киримини 60 милйон юәнгә йәткүзүш үчүн кенишкисини йеңилап, ичкиридин йәнә завут үскүнилирини йөткәп кәлгән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.