Сиясий ирадиси қәтий болған җяңсулуқ сотчилар уйғур райониға ярдәмгә кәлмәкчи

Җяңсу қанунчилиқ гезитиниң хәвәр қилишичә, җяңсуниң җүнән сот мәһкимиси 2011 ‏- йил ичидә, сиясий ирадиси қәтий болған бир түркүм сотчиларни, уйғур райониға ярдәмгә әвәтмәкчи. 5 ‏-Июл вәқәсидин кейин, хитай өлкилиридин уйғур райониға йөткәлгәнликигә аит хитай мәтбуатлирида бир қисим хәвәрләр берилгән. Әмма уйғур райониға келидиған сотчиларға сиясий ираидиси қәтий болуш шәртини қоюши уйғур көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.12.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
uyghur-tutqun-305.jpg Үрүмчидики 15 уйғурни тутуш буйруқи. 2009-Йили 31-июл хитай күндилик гезитидин тартилған.
AFP
Бу йилниң бешида ечилған шинҗаң хизмәт йиғинидин кейин, түрлүк шәкилдики аталмиш шинҗаңға ярдәм бериш һәрикәтлири давамлашмақта. Гәрчә, бу һәрикәтләр, шинҗаңниң һалқима тәрәққияти вә узун муддәтлик әминлики үчүн дейиливатқан болсиму, әмма ярдәм бериш һәрикәтлириниң конкрет мәзмуни, болупму бир қисим шоарлири, әсли ғайиниң башқа икәнликини охшимиған нуқтилардин көрситип бәрмәктә.
 
Ярдәм долқунлири арисида, уйғур көзәткүчиләрниң диққитини тартиватқан нуқтилардин бири, уйғур райониниң әдлийә системисиға бериливатқан ярдәмдур. Болупму, хитай өлкилиридин уйғур райониға сотчиларниң йөткилиши вә буниңға алақидар вә учур вә инкаслардур.

Җяңсу қанунчилиқ гезитиниң хәвәр қилишичә, җяңсуниң җүнән сот мәһкимисиму шинҗаңға ярдәм бериш долқуниға қетилиш үчүн һәрикәткә кәлгән. Хәвәрдә билдүрүлүшичә, җүнән сот мәһкимиси 2011 ‏-йилидин 2012 ‏-йилиғичә сиясий ирадиси қәтий болған сотчиларни, уйғур райониниң әдлийә сепигә ярдәмгә әвәтмәкчи. Хәвәрдә уйғур районидики қандақ бир зөрүрийәткә асасән яки қандақ бир бошлуқни толдуруш үчүн, бу сотчиларни уйғур елиға әвәтилмәкчи икәнлики һәққидә һечнемә дейилмигән. Пәқәт уларниң вәзипә өтәш давамида, йәрлик сотчиларни тәрбийиләйдиғанлиқи, йетәкләйдиғанлиқи, муһим делоларни тәң музакирә қилип бирликтә қарар чиқиридиғанлиқи билдүрүлгән.
 
Уйғур көзәткүчиләр алди билән уйғур райониға сотчи әвәтиш долқуниниң, келип чиқиш зөрүрийитигә диққәт қилмақта.

Аңлиғиниңлар, норвегийидә яшаватқан уйғур зиялийлиридин, сабиқ адвокат бәхтияр әпәндиниң сөзлири. Униң қаришичә, уйғур райониға сотчи әвәтиш уйғур районида бесилип ятқан делоларниң көплүки вә униң мурәккәплики билән мунасивәтликтур. Униң қаришичә, 5 ‏-июл делолири шуниң үчүн мурәккәпки, әгәр делолар тиз бир тәрәп қилинмиса, 5 ‏-июлда өлгән хитай пуқралириниң аилә тавабиатлири һөкүмәткә қарши исян күтүрүши мумкин; әгәр делоларни һәддидин зиядә тиз вә қаттиқ бир тәрәп қиливәтсә, тутқунларниң аилә тавабиатлири нарази болуп вәқә туғдуруп қоюши мумкин. Шуңа, хитай даирилири һәм хитай пуқралирини рази қилиш, йәнә бир тәрәптин уйғурларниң исян көтүрүп, қайта вәқә туғдуруп қоюшиниң алдини елиш йолини тутмақта.

Бу йил 3 ‏-айда уйғур райониниң рәиси нур бәкри бейҗиңда, 5 ‏-июл делолири һәққидә тохтилип, шу күнгә қәдәр, 97 делоға четишлиқ 198 кишини бир тәрәп қилғанлиқини, әмма техи делоларниң көп қисминиң буниңдин кейин бир тәрәп қилинидиғанлиқини билдүргән, әмма у, мухбирларниң шу күнгә қәдәр қанчә кишигә өлүм җазаси берилгәнлики һәққидики соалиға җаваб берәлмигән. Бу әһвал районниң вәзийитини көзитиватқанлар арисида һәйранлиқ пәйда қилиш билән биллә, 5 ‏-июл тутқунлириниң ақивити һәққидиму җиддий әндишиләрни пәйда қилған иди.
 
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити өткән йили 5 ‏-июл вәқәси йүз бәргән мәзгилдә, хитай өлкилиридин бир түркүм һәрбий қисимлирини үрүмчигә йөткигән болса, вәқәдин кейинки тутқун қилиш вә тутқунларни бир тәрәп қилиш мәзгилидә хитай өлкилиридин бир түркүм сотчиларни үрүмчигә йөткигән. Җәмийәттә тарқалған инкаслардин қариғанда, хитай өлкилиридин йеңидин кәлгән әскәр вә сотчилар билән, уйғур районида узундин бери вәзипә өтәватқан әскәр вә сотчилар арисида бир қисим ихтилаплар туғулған; бу ихтилап асаслиқи делоларни бир тәрәп қилиштики қаттиқлиқ дәриҗиси үстидә болған ; конилири йеңилириға нисбәтән техиму қаттиқ қол вә рәһимсиз болушни тәшәббус қилған. Бәхтияр әпәнди бу әһвални мундақ изаһлайду.

Шинҗаң хәвәрләр торида билдүрүлүшичә, бу йил 6 ‏-айда үрүмчидә уйғур райониниң әдлийә хизмәт йиғини ечилған, йиғинда, хитай өлкилиридин кәлгән сотчиларни уйғур районидики сотчиларға маслишишқа чақирған; вә шу қетимқи йиғинда " ичкиридин кәлгән сотчилар, шинҗаңдики сотчилар немигә алдириса, шуниңға алдираш, немигә җиддий қариса, шуниңға җиддий қараш шоари оттуриға қоюлған. Буниңдин қариғанда, хитай сотчиларниң конилири билән йеңилири арисида делони тиз бир тәрәп қилиш сүрити вә вә қануний тәртипи һәққидиму пикир ихтилапи туғулғанлиқи, конилириниң делони тиз бир тәрәп қилишни тәшәббус қилғанлиқи көрүлмәктә.

Җяңсу қанунчилиқ гезитиниң алдинқи күнидики хәвиридә, гәрчә уйғур райониға ярдәмгә келидиған сотчиларниң 2011 ‏-йил бир йил вәзипә өтәйдиғанлиқи билдүрүлгән болсиму, әмма хәвәрниң йәнә бәзи мәзмунлиридин қариғанда, уларниң уйғур районида аз дегәндә 3 йил вәзипә өтәйдиғанлиқи мәлум. Чүнки, хәвәрдә баян қилинишичә, ярдәмгә баридиған сотчиларға һәр йилда бир әмәлий иш қилиш, һәр йилда бир көрүнәрлик мәсилини бир тәрәп қилиш вә 3 йилда яхши нәтиҗә яритиш тәлипи оттуриға қоюлған.

Җяңсудин сиясий ирадиси қәтий болған сотчиларни уйғур райониға йөткәш пилани, уйғур районидики әдлийә системида, буниңдин кейинму давамлиқ түрдә, делоларниң йәнила сиясий қарар билән бир тәрәп қилинидиғанлиқи вә қарарларниң хитай милләтчилик идийиси вә һессиятниң түрткисидә берилидиғанлиқи мәлум болмақта.

Уйғур елидә 8 йил адвокатлиқ билән шуғулланған бәхтияр әпәнди сөзиниң ахирида, мәйли хитай өлкилиридин кәлгән сотчилар болсун, мәйли уйғур райониға маканлишип болған хитай сотчилири болсун, уйғур җәмийитигә адаләт елип келәлмәйдиғанлиқини, уйғур җәмийитидә уйғурлар тәрипидин түзүлгән қанун вә уйғурларға вәкиллик қилидиған қанун иҗра қилғучилар барлиққа кәлгәндила адаләттин сөз ечиш мумкин болидиғанлиқини билдүрди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.