Уйғурлар хитай җинайәтчилиригә әмәс, уйғур сиясий мәһбуслириниң тәқдиригә көңүл бөлиду
2012.11.06
Болупму 2009-йилидин башлап уйғур диярида җамаәт хәвпсизлик, сот, тәптиш, әдлийә тармақлириниң һәр хил йиғинлири үзүлмәй ечилип турмақта. Хитай қанунини биваситә иҗра қилидиған бу органлар һәмдә униң тармиқидики актип аталған хизмәтчиләр һәрхил намларда мукапатланмақта. Бу хилдики йиғин вә мукапат мурасиминиң хәвәрлири кәң тәшвиқ қилинмақта. Әмма, уйғур сиясий мәһбуслириға мунасивәтлик йиғин һәмдә улар садир қилған вәқә-һадисиләр тоғрисидики учурлар изчил мәхпий тутулмақта. Уларниң сани болса әзәлдин ашкарилинип баққан әмәс.
Шинхуа агентлиқиниң 6-өктәбирдики хәвиригә асасланғанда, 5-өктәбир күни уйғур аптоном районлуқ тәптиш мәһкимиси чоң йиғин чақирип, 2009-йилидин буянқи мәмури җинайәткә мунасивәтлик тәптиш хизмити тоғрисида хуласә қилған. Хуласидин мәлум болушичә, 2009-йилидин буян 2113 қетим һоқуқидин пайдилинип чериклик, парихорлуқ билән шуғуллиниш җинайи делоси йүз бәргән вә бу делоға четишлиқ 2342 һөкүмәт әмәлдари паш қилинған. Буларниң ичидә наһийә, башқарма дәриҗиликтин юқири әмәлдарларниң сани 121 киши болуп, иқтисадий зиян 316 милйон сомға йәткән.
Чәтәлдики уйғур сиясий паалийәтчиләрниң диққитини бәкрәк җәлп қиливатқини, уйғур дияридики һөкүмәт әмәлдарлириниң чериклик, парихорлуқ мәсилиси әмәс, бәлки уйғур сиясий мәһбуслириниң тәқдири болмақта. Җаза муддити тошқан болсиму, нәдилики һелиғичә мәлум болмиған абдуғени мәмтимин, мәһбубә абләшкә охшаш сиясий мәһбуслар, җаза муддити тошуп қоюп берилгән тохти туняз, җаза муддити үзлүксиз узартиливатқан керәм абдувәли кәби миңлиған уйғур сиясий мәһбуслириниң ақивити әндишә қозғимақта. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, д у қ ға охшаш инсан һәқлири тәшкилатлири улар тоғрисида ишәнчлик мәлуматқа еришиш йолида тиришчанлиқ көрсәтмәктә вә хитай һөкүмитидин учур тәләп қилмақта.
Д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди бу тоғрисида пикир баян қилип, шәрқий түркистанға аяқ басқан хитайларниң мәқситиниң булап-талаштин башқа нәрсә әмәсликини тәкитлиди. Д у қ ниң явропадики вәкили әнвәрҗан әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур сиясий мәһбуслириниң санини мәхпий тутушиниң сәвәби һәққидә тохталди. У сөзидә, хитай уйғур миллий һәрикитини террорлуқ билән қарилашқа урунған болсиму, дуняниң етирапиға еришәлмигәнликини әскәртти.