Президент обама сиясий мәһбуслар мәсилисидә хитайға бесим ишлитишкә чақирилди

Америка дөләт мәҗлиси алдинқи күни мәхсус гуваһлиқ бериш йиғини чақирип, хитайдин лю шявбони өз ичигә алған барлиқ виҗдан мәһбуслирини қоюп беришни, америка һөкүмитиниң хитайға бесим ишлитишини тәләп қилди.
Мухбиримиз әркин
2012.12.13
lyu-shya-lyu-shyawbo-305.jpg Нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шявбониң нәзәрбәнд қилған аяли лю шя олтурушлуқ қоруда, сақчилар мухбирларниң сүрәткә елишини тосуватқан көрүнүш. 2010-Йили 28-декабир, бейҗиң.
AFP

Қамақтики нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шявбо вә униң нәзәрбәнд астидики аяли лю шя қатарлиқ хитай виҗдан мәһбуслириниң мәсилиси һәққидә чақирилған гуваһлиқ бериш йиғинини америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң ортақ башқурушидики хитай ишлар комитети уюштурған.

Йиғинда гуваһлиқ бәргән америка “демократийә шуан” намлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатиниң вәкили патрик грифисниң илгири сүрүшичә, лю шявбо мәсилиси ноқул хитайниң әдлийә игилик һоқуқ даирисидики мәсилә әмәс, бәлки у бир хәлқара кишилик һоқуқ мәсилисидур.

Патрик грифис: доктор лю шявбони җазалаш пикир әркинликини тинч йоллар билән ипадиләшни қоғдаш тоғрисидики хәлқара қанунға пүтүнләй хилап. Хитай ички қануни тинч сиясий һәрикәтләрни ағдурмичилиқ билән әйибләп бастурған тәқдирдиму, бу хил хәлқара қоғдаш йәнила күчкә игә. Хитай һөкүмити “лю шявбони җинайи ишлар қануни бойичә җазалидуқ” дәп көрсәтсиму, бирақ бу пут тирәп туралмайду. Шуниң билән биргә, хәлқара қоғдашқа еришкән һоқуқларға бузғунчилиқ қилиш хәлқара җамаәтчилик көңүл бөлидиған мәсилидур. Бу һәргизму ноқул бир дөләтниң әдлийә вә игилик һоқуқ даирисидики мәсилә әмәс, дәп көрсәтти.

Лю шявбо 2008‏-йили хитай өктичилириниң демократик ислаһат елип бериш, кишилик һоқуқ, ахбарат әркинлики, әдлийә мустәқиллиқи вә аз санлиқ милләтләр һоқуқи қатарлиқ мәзмунлардики “2008‏-низамнамиси” намлиқ һөҗҗәтни түзүшкә йетәкчилик қилған.

Бирақ хитай һөкүмити 2009-йили лю шявбони қолға елип, 11 йиллиқ қамақ җазасиға буйруған. Аяли лю шяни аилисигә нәзәрбәнд қилған. Һалбуки, нобел комитети лю шявбониң “узун мәзгил тинч йоллар билән асасий кишилик һоқуқ үчүн күрәш қилғанлиқи” ни илгири сүрүп, униңға 2010‏-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати бәргән.

Чаршәнбә күнки гуваһлиқ бериш йиғинида патрик грифис лю шявбониң аялиниң нәзәрбәнд қилиниши һәққидә тохтилип: һәрқандақ бир ички яки хәлқара қанун, һечқандақ җинайәт билән әйибләнмигән бир кишини қәрәлсиз тутуп турушқа вә яки нобел мукапати саһибиниң аяли болғанлиқи үчүн әйибләшкә һоқуқлуқ әмәс, дәп көрсәтти.

Униң илгири сүрүшичә, б д т қанунсиз тутқун қилишқа қарши туруш хизмәт гурупписи уларни давамлиқ тутуп туруш хәлқара қанунға хилап, дәп елан қилған болсиму, бирақ лю шявбо вә униң аялиниң әһвалида һечқандақ өзгириш болмиған.

Америка демократийини алға сүрүш фонди җәмийитиниң рәиси карл гершман йиғинда гуваһлиқ бәргән шәхсләрниң бири. У, хитайда муқимсизлиқниң күчийиватқанлиқини агаһландуруп, лекин бу хил муқимсизлиқни системидики қанунсизлиқ кәлтүрүп чиқириватқанлиқини билдүрди.

У мундақ дәйду: паалийәтчи чен гуаңчиңни һәммимиз билимиз. Биз униң билән бу йил 10-айда бу йәрдә гуваһлиқ бәргән. Бу йилниң башлири униң бихәтәрлик органлириниң назаритидин батурлуқ билән қечип чиқиши, хитайда бастурушниң еғирлиқини паш қилипла қалмай, хитай системисидики қанунсизлиқни ашкарилап қойди. Бу хил қанунсизлиқ хитай җәмийитидики муқимсизлиқниң йилтизи. Хитайда аммиви наразилиқ һәрикити давамлиқ көпийип, 1993‏-йили 9 миң700 қетим наразилиқ вәқәси йүз бәргән болса, 2006‏-йили 90 миң қетимға чиққан. 2011-Йили 200 миң қетимға йетип, һәр күни 500 қетим наразилиқ вәқәси йүз бәргән.

У йәнә мундақ дәйду: һөкүмәтниң тибәттики қаттиқ контроллуқини уруш райониға селиштуруш мумкин. Наразилиқни диний, сиясий әркинликниң йоқлуқи кәлтүрүп чиқириватиду. 2009-Йилдин буян әр-аял болуп 95 тибәтлик өзини көйдүрди. Уйғур мәдәнийитигә қаритилған изчил бастуруш, пурсәт берилмәслик, уйғурларни ашкара кәмситишкә охшаш һәрикәтләр наразилиқни күчәйтип, миллий зиддийәтни өткүрләштүрмәктә.

Гуваһлиқ бериш йиғиниға җумһурийәтчи авам палата әзаси, хитай ишлар комитети рәиси кирстофер симис риясәтчилик қилған. Кирстофер симис хитайниң пиланлиқ туғут, кишилик һоқуқ, уйғур, тибәт сиясити вә обама һөкүмитиниң хитай кишилик һоқуқ мәсилисидики позитсийисини изчил тәнқид қилип келиватқан шәхсләрниң бири.

У йиғинда обаманиң кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға қаттиқ қол вә очуқ-ашкара болмиғанлиқини тәнқидләп: мән чин дилимдин шуни үмид қилимән. Президентниң лю шявбо һәққидә йүрәктики сөзни қилишини күтимән. Мән президентниң бу тоғрулуқ сөз қилишини күткән, бирақ кишилик һоқуқ күни келип өтүп кәткән болсиму, униңдин һечқандақ сада чиқмиди. Бүгүн буни силәр тәләп қиливатисиләр. Биз буни ақ сарайға йәткүзимиз вә ақ сарайниң бейҗиң билән очуқ сөзлишишини күтимиз, дәп көрсәтти.

Йиғинда хитай өктичи язғучиси йү җйе гуваһлиқ берип, президент обаманиң хитайға лю шявбони қоюп бериш тоғрулуқ бесим ишлитишни тәләп қилған. Униң илгири сүрүшичә, җуңгониң демократийилишиши җуңго хәлқиниң ноқул компартийә истибдатлиқиға хатимә берип, әркинликкә чиқиш мәсилиси әмәс, бәлки у бир хәлқара мәсилә.

Йү җйе мундақ дәйду: җуңгониң демократийилишиши бир милярд 300 милйон аһалиниң ноқул компартийә истибдатлиқиға хатимә берип, асасий кишилик һоқуқ вә қануни һоқуқиниң капаләткә игә қилиш мәсилиси әмәс. Униң демократийилишиши йәр шари демократийә еқимини улғайтип, шималий корийә, иран, вә куба қатарлиқ диктатор дөләтләрниң өзгиришигә түрткә болиду. Шуңа бу нуқтидин лю шявбониң тарихий роли җәнубий африқилиқ манделла, чехийилик хавел, җәнубий корийилик ким даҗуң вә бермилиқ аңсән сукийларниң ролидин қелишмайду. Шуңа у юқириқи шәхсләргә охшаш пүтүн дуняниң қоллишиға еришиши керәк. Мән америка сиясий рәһбәрлириниң вә президент обаманиң уни қоллап-қуввәтлишини үмид қилимән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.