Мәмәт тохти әпәнди шиветсийә көчмәнләр министирлиқиниң мәсуллири билән көрүшти

Йеқинқи 2 йил мабәйнидә явропаға чиқип сиясий панаһлиқ тилигән уйғурларниң бир қисминиң илтимаси рәт қилинған иди. Рәт қилинишиға асаслиқи панаһланғучиларниң өз әһвалини тоғра вә толуқ ипадиләп берәлмәслики сәвәб болған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.12.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
memet-toxti-shwetsiye-305.jpg Мәмәт тохти әпәнди шиветсийә көчмәнләр министирлиқиниң мәсуллири билән көрүшти. 2011-Йили декабир.
RFA/Shohret Hoshur

Дуня уйғур қурултийиниң явропа бирликидики иш беҗиргүчиси мәмәт тохти әпәнди, өткән айлардики икки қетимлиқ сәпиридә шиветсийә көчмән ишлири министири вә б д т инсан һәқлири комисйонини зиярәт қилған иди. Ү бүгүн, йәни 3-нөвәтлик сәпиридә , шиветсийә көчмәнләр ишлири министирлиқиниң әдлийә ишлири директори билән көрүшти. Мәмәт тохти әпәнди директор билән көрүшкәндә, уйғурларниң узун мәзгил ташқи дунядин хәвәрсиз қалдурулғанлиқини, бу сәвәблик, сиясий панаһлиққа алақидар қанун-тәртипләрни толуқ билмәйдиғанлиқини вә буниң ақивитидә уларниң өз әһвалини сиясий панаһлиқ илтимасида тоғра вә толуқ ипадиләп берәлмигәнликини мисал вә пакитлар билән оттуриға қойған.

Мәмәт тохти әпәнди йәнә, хитайниң нөвәттики вәзийитидә уйғурларниң вәтәндин айрилғанда өз әһвалиға мунасивәтлик пакитларни, җүмлидин рәсим, һөҗҗәт, уқтуруш, һәтта кинишка қатарлиқ нәрсиләрни чеградин елип чиқишиниң мумкинсизликини чүшәндүргән. Шуңа у мәсул хадимлардин уйғур панаһланғучиларниң илтимасини көзәткән вә униң үстидин һөкүм чиқарғанда, уларниң бу түр әмәлий әһвалини нәзәрдин сақит қилмаслиқини тәләп қилған. Мәсул хадимлар, бу чүшәндүрүшләрдин өзлириниң бәлгилик дәриҗидә қанаәт һасил қилғанлиқини билдүрүшкән.

Мәмәт тохти әпәнди зияритимизниң ахирида, өзиниң 3 қетимлиқ шиветсийә сәпиридә шиветсийә маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң алаһидә роли барлиқини билдүрди. Униң билдүрүшичә, мәзкур җәмийәт шиветсийә парламентидики бир қисим парламент әзалириниң һимайисини қолға кәлтүрүш вә һәрикәтләндүрүш арқилиқ, һөкүмәттики алақидар мәсул хадимларниң уйғур панаһланғучилар мәсилисигә қарита диққәт-етибарини ашурған. Мәмәт тохти әпәндиниң билдүрүшичә, нөвәттә шиветсийәдә сиясий панаһлиқи рәт қилинған 50 нәччә киши болуп, буларниң илтимаси алдимиздики 1-2 ай ичидә қайтидин қарап чиқилиши яки тәстиқлиниши мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.