Дуня сода тәшкилати: серәк топа дәвасида америка қатарлиқ дөләтләр ғәлибә қилди, хитай мәғлуп болди

Дуня сода тәшкилати серәк топа дәваси үстидә һөкүм чиқарди: америка, явропа, мексика қатарлиқ дөләтләрни ғәлибә қилди дәп җакарлиди. Хитайни мәғлуп болди дәп җакарлиди.
Мухбиримиз вәли
2012.01.31
serek-topa-xitay-export-305.jpg Лйәнйүңаң портидики японийигә експорт қилинидиған серәк топа. 2009-Йили 5-сентәбир, хитай җяңсу.
Imaginechina

Дуня сода тәшкилати 1‏-айниң 30-күни серәк топа дәваси үстидә қайтидин һөкүм чиқарди. Һөкүмдә америка, явропа иттипақи, мексика қатарлиқ дөләтләрни ғәлибә қазанди, хитайни мәғлуп болди дәп җакарлиди. “нйорк таймис” гезитиниң баян қилишичә, дуня сода тәшкилати чиқарған һөкүмидә хитайға, дуня сода тәшкилатиниң бәлгилимилиригә бой сунуп, серәк топа експорт қилишқа қойған чәклимини вә експорт беҗини өстүрүш һәққидики бәлгилимини әмәлдин қалдуруши керәк дәп буйруқ чүшүрди.

Дуня сода тәшкилатниң бу һөкүмнамиси елан қилинғандин кейинла, америкиниң дуня сода тәшкилатида турушлуқ вәкили рон кирк “пайтәхт теғи” тор гезитидә дәрһал баянат елан қилип, америкиниң бу ғәлибисини тәбриклиди. явропа бирлики қатарлиқ әлләрниң дуня сода тәшкилатида турушлуқ вәкиллириму, йәрлик гезитләрдә кәйни-кәйнидин баянат елан қилип, өзлириниң хитай үстидин ғәлибә қилғанлиқини тәбриклиди.

Учур архиплириға қариғанда, явропа бирлики, америка, канада, түркийә, мексика қатарлиқ дөләтләр 2009‏-йили хитай үстидин дуня сода тәшкилатиға әрз йоллап, хитайни теббий-доригәрлик санаитидә, полат санаитидә, шундақла һесаблаш машинисиниң ядроси, телевизор, тоңлатқу, аптомобил сәплимилирини ишләштиму кәм болса болмайдиған серәк топа (аз учрайдиған мәдән) материяллирини експорт қилишта һәрхил чәклимә чиқирип, хәлқарада алий техника мәһсулатлири камлашқа вә баһаси өрләп кетишкә сәвәбчи болди дәп шикайәт қилған иди. Шундақла, хитай башқа дөләтләр билән дигвар түзүп болғандин кейин, тосаттин таможна беҗини өстүрүвалғанлиқи---дуня сода тәшкилатиниң бәлгилимилиригә әмәл қилмиғанлиқи болупла қалмай, бәлки чәтәл ширкәтлирини кәмситкәнлики, дәп көрсәткән иди.

Дуня сода тәшкилати әйни вақитта бу делони тәкшүрүп-ениқлап һөкүм чиқириш үчүн, бир мәхсус гуруппа тәшкил қилған иди. Дуня сода тәшкилати бу гуруппиниң тәкшүрүш доклатиға асасән 2011‏-йили 7-айда, хитайниң серәк топа експортиға чәклимә қойғанлиқи дуня сода тәшкилатиниң бәлгилимилиригә хилап дәп һөкүм чиқарған иди. Хитай бу һөкүмгә тән бәрмәй, әрзгә қарши шикайәт йоллиди. Дуня сода тәшкилати түнүгүн қайтидин чиқарған һөкүмидә йәнә, бурунқи һөкүмниң күчкә игә икәнликини көрситипла қалмай, бәлки хитайниң әрзгә қарши йоллиған шикайитидә, серәк топа қезиш муһитниң булғинишни кәлтүрүп чиқириватиду дәп көрсәткән сәвәблириниң илмийликиниму етирап қилмиди.

Учурлардин мәлум болушичә, серәк топа дуняниң һәммә йеридин чиқиду, әмма хитай өзи санаити тәрәққий қилған дөләтләрниң көпинчиси билән серәк топа дигвари түзүп, дуняниң серәк топиға болған еһтияҗиниң көп қисмини хитай тәминләшкә башлиған иди.

Бүгүн с н н телевизийә бу һәқтә елан қилған хәвиридә, “малийә гезити” дин нәқил елип, хитайниң дуня сода тәшкилатиниң бәлгилимилирини бузғанлиқини, һазир йәнә дуня сода тәшкилатниң чиқарған һөкүмини көзгә илмайватқанлиқини әйиблиди.

“нйорк таймис” гезити бүгүн бу һәқтә елан қилған мақалисидә, дуня сода тәшкилатиниң хитайға серәк топиниң експорт беҗини тохтитиш керәк дәп буйруқ чүшүргәнлики, ғәрб дөләтлириниң содидики ғәлибиси дәп көрсәтти.

Франсийә хәлқара радио истансиси, б б с қатарлиқ учур васитилириму бүгүн бу һәқтә елан қилған хәвәрлиридә, хитайниң дуня сода тәшкилатниң бәлгилимиригә хилаплиқ қилғанлиқини шәрһләп көрсәтти.

Хитайниң “шинхуа агентлиқи” серәк топа дәвасида хитайниң мәғлуп болғанлиқини хәвәр қилмиди. Әмма франсийә хәлқара радио истансисиниң баян қилишичә, хитайниң сода министирлиқи дуня сода тәшкилатиниң бу һөкүмигә әпсусланғанлиқини, дуня сода тәшкилатиниң бу һөкүмини қайтидин ойлинип көридиғанлиқини, әмма һазирчә дуня сода тәшкилатниң дегини бойичә иҗра қилидиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.