Ху җинтав америка дөләт мәҗлисидики зияритидә мәҗлис рәһбәрлириниң соғуқ муамилисигә учриди

Америка президенти барак обама чаршәнбә күни ақсарайда кәчлик зияпәт берип, вашингтонда зиярәттики хитай дөләт рәиси ху җинтавни қизғин күтүвалди. Бу ху җинтавниң америка зияритиниң әң юқири пәллисидур.
Мухбиримиз әркин
2011.01.20
hu-jintao-america-ziyariti-305 Ху җинтав америка дөләт мәҗлисидики зияритидә мәҗлис рәһбәрлириниң соғуқ муамилисигә учриди. 2011-Йили 19-январ.
AFP

Икки дөләт рәһбири кишилик һоқуқ мәсилисидики көз қараш пәрқини бир чәткә қайрип қоюп, икки тәрәп һәмкарлишалайдиған ортақ нуқтилардики һәмкарлиқни күчәйтишкә келишкәнликини билдүргән иди. Лекин, америка мәтбуатлириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, ху җинтав пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлисини зиярәт қилип, мәҗлис рәһбәрлири билән көрүшкәндә, у ақсарайда еришкән қизғинлиққа еришәлмигән. Ху җинтавниң пәйшәнбә күнлүк зиярәт күнтәртипидики әң муһим паалийәтләрниң бири дөләт мәҗлисини зиярәт қилип, мәҗлис рәһбәрлири билән сөһбәт елип бериш иди.

Америка президенти барак обаманиң чаршәнбә күни ақсарайда кәчлик зияпәт берип, хитай дөләт рәиси ху җинтавни күтүвелиши униң талаш-тартиштики 4 күнлүк америка зияритиниң әң юқири пәллисидур. Ху җинтавниң түнүгүнки паалийити ақсарайдики мурасим, икки дөләт рәһбириниң сөһбити, бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини вә ақсарайдики кәчлик зияпәтни асас қилған иди. Ху җинтавниң америка зияритиниң 3-күни йәни пәйшәнбә күнидики паалийәт күнтәртипи асаслиқи әтигәндә америка дөләт мәҗлиси рәһбәрлирини зиярәт қилип, улар билән сөһбәт елип бериш вә америка-хитай сода кеңишиниң чүшлүк зияпитигә қатнишиш иди. Ху җинтав бүгүн әтигәндә дөләт мәҗлисиниң авам вә кеңәш палатасини айрим-айрим зиярәт қилип, дөләт мәҗлисиниң авам вә кеңәш палатасидики җумһурийәтчи һәм демократик рәһбәрләр билән сөһбәт елип барди.

У авам палата рәиси җон боер, авам палата демократик аз санлиқлар рәһбири нәнси пәлуси, кеңәш палата демократик көп санлиқлар рәһбири харрий рейид вә шундақла кеңәш палата ташқи ишлар комитети рәиси җон кәррий, демократик кеңәш палата әзаси ричард лугар, җумһурийәтчи кеңәш палата әзаси җон микейин қатарлиқ затлар билән көрүшкән болуп, бу кишиләр америка кеңәш вә авам палатасиниң хитайни изчил тәнқид қилип келиватқан рәһбәрлиридур.

Ху җинтав авам вә кеңәш палата рәһбәрлирини зиярәт қилғанда, улар хитайда кишилик һоқуқниң дәпсәндә қилиниватқанлиқини тәнқид қилған. Авам палата рәиси җон бонер ху җинтав билән өткүзүлгән сөһбәт тоғрисида мәлумат берип, "хитайда кишилик һоқуқниң дәпсәндә қилиниватқанлиқи, диний әркинликниң рәт қилинип, мәҗбурий бала чүшүрүлүватқанлиқиға даир мәсилиләрдики әндишимизни күчлүк түрдә оттуриға қойдуқ" дәп көрсәтти. Ху җинтав пәйшәнбә күни әтигәндә зиярәт қилип, сөһбәт елип барған җумһурийәтчи авам палата рәиси җон бонер билән кеңәш палатасиниң демократик көп санлиқлар рәһбири харрий рейид президент обаманиң чаршәнбә күни ху җинтавниң шәрипигә бәргән кәчлик зияпәткә қатнишишни рәт қилған мәҗлис рәһбәрлиридур. Харрий рейид лас вегастики америка йәрлик мәтбуатлириға бәргән ху җинтавниң зиярити һәққидики баянатида хитай рәһбирини "диктатор" дәп тәриплигән һәм бир диктаторниң шәрипигә берилгән зияпәткә қатнашмайдиғанлиқини билдүргән. Гәрчә, харрий рейид кейинрәк ху җинтавни "диктатор" дәп атимаслиқи керәкликини билдүргән болсиму, лекин у хитайниң америка һөкүмитидин башқичирәк бир һөкүмәт икәнликини тәкитлигән иди. У ху җинтав пәйшәнбә күни дөләт мәҗлисини зиярәт қилип, сөһбәт елип барған кеңәш палата рәһбәрлириниң биридур.

Авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәиси елина рус летинант ханим хитай кишилик һоқуқ хатириси вә хитайниң бәзи хәлқара мәсилиләрдә америка билән зитлишиш позитсийиси тутуватқанлиқини шиддәтлик тәнқид қилип келиватқан америка дөләт мәҗлис әзаси. У, ху җинтав америка дөләт мәҗлиси рәһбәрлирини зиярәт қилишниң бир күн алдида мәхсус испат бериш йиғини чақирип, "хитайниң характери вә униң америка мәнпәитигә көрситиватқан тәсири" гә даир мәсилиләрдә мутәхәссис вә паалийәтчиләрниң пикрини алған иди. У йәнә, обамаға язған ху җинтавниң зиярити һәққидики бир мәктупида обамани ху җинтавниң " бихәтәрлик, кишилик һоқуқ вә иқтисади мәсилиләрдә бәргән ясалма вәдисигә ишинип кәтмәслик" кә үндигән. Летинант ханим ташқи ишлар комитетидики испат бериш йиғинида ху җинтавни қәдимки хитай импираторлириға охшитип, "хитайда йәрлик бейҗиңдики мәркизи һакимийәт билән қаршилишип қелиштин сақланмақчи болғанда ейтилидиған мундақ бир мақалә бар: тағлар егиз, император йирақларда. Әпәндиләр, ханимлар бүгүн әтигән бизгә қалқан болидиған тағлар қалмиди. Хитайниң йеңи императори техи һазирла вашингтонға қонди" дегән иди.

hu-jintao-america-ziyariti2-385
Президент обама вә униң рәпиқиси хитай дөләт рәиси ху җинтавни қизғин күтүвалди. 2011-Йили 19-январ.
AFP

Ху җинтавниң дөләт мәҗлиси рәһбәрлирини зиярәт қилип, улар билән елип барған сөһбитиниң мәзмуни ахбарат васитилиригә ашкариланмиди. Елина рус летинант ханим әгәр ху җинтав билән көрүшсә, өзиниң президент обамаға язған мәктупиниң бир нусхисини униңға беридиғанлиқини билдүргән иди. Америка мәтбуатлириниң пәйшәнбә күни елан қилған мәзкур учришиш һәққидики хәвәрлиридин мәлум болушичә, ху җинтавниң президент обаманиң кәчлик зияпәт берип, қизғин күтүвелишиға еришкән тәнтәнилик кәйпияти, униң америка дөләт мәҗлисигә қилған зияритидә әкс әтмәслики мумкин. Бу һәқтики хәвәрлиридә дөләт мәҗлиси рәһбәрлириниң ху җинтавға соғуқ муамилә қилишидики сәвәбләр чүшәндүрүлүп, буниңда хитайниң иқтисади-сода сиясити, хәлқ пулиниң курси, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә шималий корийә мәсилисидики позитсийиси қатарлиқ амилларниң роли барлиқи, дөләт мәҗлиси әзалириниң бу мәсилиләрдә хитайға тәнқиди позитсийә тутуватқанлиқи вә бу уларниң ху җинтавни соғуқ күтүвелишиға сәвәб болидиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Авам палатаси ташқи ишлар комитетидики испат бериш йиғинида җумһурийәтчи авам палата әзаси кристофир симит президент обаманиң ху җинтавни юқири илтипат билән күтүвалғанлиқини тәнқидләп, хитай рәһбириниң милйонлиған тинчлиқпәрвәр хитай, тибәт вә уйғурларни сестиматик қолға елиш вә уларға тән җазаси бериш қилмишида биваситә мәсулийити барлиқини билдүрди. У мундақ дегән: "биз өзимизгә мундақ бир җиддий соални қоюп беқишимиз керәк. Ху җинтав дегән ким? шуни унтуп қалмаслиқ керәк, 1989-йили тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән қирғинчилиқтин бир қанчә ай бурун ху җинтав бейҗиңниң тибәттики төмүр муштуми иди. У тибәт раһиблирини, раһиблирини һәтта балиларни қийин-қистаққа елишқа буйруған адәм. Гуваһчиларниң ейтишичә, балилар өлүмгә тәрк етилип, йүзлигән кишиниң өлүшигә сәвәб болған. Ху җинтав әмгәк лагерлирини тәшәббус қилған типик диктатор. Униң милйонлиған хитай, тибәт вә уйғурларниң системилиқ тутқун қилиниши вә тән җазасиға учришида биваситә мәсулийити бар". Кристофер симит испат бериш йиғинидики сөзидә йәнә, президент обаманиң бир диктаторни зор илтипат билән күтүвалғанлиқини тәнқидләп, обама вә дөләт ишлар министири һелари клинтонниң кишилик һоқуққа мунасивәтлик мәсилиләрдә наһайити конкрет болушини, ху җинтавни ақсарайда күтүвелиш әмәс, бәлки униң гаагадики хәлқара сот мәһкимисигә чиқирилиши керәкликини билдүргән.

Америка мәтбуатлириниң бу һәқтики хәвәрлиридә ху җинтавниң америка дөләт мәҗлиси рәһбәрлирини зиярәт қилип, улар билән елип барған сөһбитидә бәзи җумһурийәтчи дөләт мәҗлис әзалириниң хитайниң һәрбий ишлардики йеқинқи паракәндичилик һәрикити, униң пул-муамилә истратегийиси вә қорал-ярақ содисиға даир мәсилиләрни оттуриға қойғанлиқини илгири сүргән. Лекин, ху җинтав шу күни америка-хитай сода кеңишиниң чүшлүк зияпитидә сөзлигән нутқида, хитайниң америкилиқлар йеқиндин көңүл бөлидиған сода, тәйвән вә тибәт мәсилисидики мәйданини шәрһләп, америкилиқларни хитайниң тәйвән вә тибәттики игилик һоқуқиға һөрмәт қилишқа чақирған вә шундақла хитайниң һәрбий һазирлиқлар мусабиқисигә қизиқмайдиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.