Сабиқ совет иттипақидики сиясий тәқибләшләрниң ақивәтлири
Ихтияри мухбиримиз ойған
2012.01.27
2012.01.27
www.google.com
Йүз миңлиған аһалә қаттиқ зәрдаб чәкти. Бир нәччә йилларға созулған бу тәқибләшләр әлниң иқтисадий вә мәдәний тәрәққиятиға чоң зиян йәткүзди, хәлққә еғир җудалиқлар, хорлуқлар, мәнивий чүшкүнлүкләр елип кәлди. Тарихчи вә анализчилар сиясий тәқибләшләрниң 1917 - йилқи октәбир һакимийәт бурулушидин тартип давам қилғанғанлиқини илгири сүрмәктә.
Мәлуматларға қариғанда, 1937 - йилниң 23 - февралидин 5 - мартқичә болған арилиқта болшевикләрниң пүткүл иттипақлиқ коммунистик партийиси мәркизий комитетиниң йиғини болуп, униңда “партийә ишиниң камчилиқлири вә тротскийчи вә башқа икки йүзлимичиләрни йоқитиш һәрикити һәққидә” мавзусида доклат билән сөзгә чиққан сталин синипий күрәшниң кәскинләшкәнликини йәнә бир қетим тәкитләп, совет дөлитиниң тәрәққиятиға “тосқунлуқ қилип келиватқан” һәр қандақ “чәтәллик разведкиларға ялланған зиянкәшләрни, җасусларни, қатилларни” вә башқиларни йилтизи билән йоқ қилиш вә тар - мар етиш усуллири қоллинишқа чақирған иди. У мәмликәтниң ички ишлар хәлқ комиссариятиға нәқ вәзипиләрни артип, шу йилниң 5 - март күни болған хуласә йиғинда 30 миң әтрапида хәлқ дүшмәнлириниң мәвҗут икәнликини оттуриға қойған. Мәзкур партийә йиғини һарписида у 18 миң адәм қамаққа елинип, йәнә 12 миң адәмни тәқибләш вәзиписиниң турғанлиқини ашкара елан қилған иди. Ички ишлар хәлқ комиссариятиниң шу вақиттики башлиқи николай йежоф болса 3 - мартта “япон, немис, тротскийчи агентлириниң зиянкәшликиниң, бузғунчилиқиниң вә җасуслуқиниң савақлири” дегән доклат билән сөзгә чиқип, мәркизий комитетниң совет мәмликити дүшмәнлиригә қарши һәрикәтлирини толуқи билән қоллиди.
Әнә шу йиғин вә униңдин кейин, пүткүл мәмликәт бойичә қолға елишлар күчәйди. Шу йилниң май ейида қизил армийиниң алий қоманданлиқидики бир нәччә адәм қамаққа елинип етилди, һәтта мәзкур йиғинда сөзгә чиққан 72 адәмниң 52 си қолға елинип, етип ташланди, иккиси болса өзини - өзи өлтүрди. Буларниң барлиқи дегидәк сталинниң шу йиғиндики “хәлқ дүшмәнлири” ни йоқитиш тәклиплирини қоллиғанлардин иди. Буниңдин ташқири шу йили мәркизий комитетниң сиясий бюроси җазалашларни техиму күчәйтиш мәқситидә “ички ишлар хәлқ комиссарияти мәсилиси”, “тротскийчилар вә оңчиллар аилилирини палаш һәққидә”, “советкә қарши елементлар һәққидә” қатарлиқ йәнә бир нәччә қарарларни қобул қилиду. Улардин кейин мәмликәттики тәқибләшләр йеңи басқучқа чиқип, һәдди - һисабсиз қирғинчилиқ һәрикәтлири әлниң барлиқ җумһурийәтлирини қаплап алиду.
Сот - сорақсиз җазалаш һәрикәтлирини елип барған ички ишлар хәлқ комиссарияти өзиниң буйруқлириға асаслинип, партийә, мудапиә, мәдәнийәт, хәлқ игиликиниң барлиқ саһәлири бойичә қанлиқ террорлуқ һәрикәтлирини елип бариду, партийә һәм дөләткә, хәлққә җанпидалиқ билән хизмәт қилип келиватқан барлиқ “гумандарлар” ни чәттики түрмиләргә, лагерларға ташлайду, тәргәвсиз атиду. Тәқибләшләр икки дәриҗидә әмәлгә ашурулған болуп, биринчиси бойичә етиш қарари, иккинчиси бойичә 8 йилдин 10 йилғичә лагерға қамаш қарари елинди. Пәқәт 5 - авғусттин ноябир ейиниң оттурисиғичә болған арилиқтила 800 миң адәм сотлинип, уларниң йерими өлүм җазасиға һөкүм қилинди.
Мәлум болушичә, җазаланғанлар тизими сиясий бюру йиғинлирида тәстиқләнмәйтти һәм бирәр қарар бойичә рәсмийләштүрүлмәйтти. Тизимға көпинчә сталин һәм униң әтрапидики молотоф, каганович, ворошилоф, жданоф қатарлиқлар қол қоятти, бәзидә бу тизимлар сталинниң язлиқ өйидиму шу шәхсләр тәрипидин тәстиқлинәтти.
Мундақ тәқибләшләр “хәлқ дүшмәнлири” дин ташқири уларниң аилилириниң, уруқ - туғқанлириниң, сәпдаш - достлириниңму бешиға кәлгән иди. Барлиқ сотланғанларниң аяллири кам дегәндә 5 йилдин 8 йилғичә әмгәк лагерлириға паланған болуп, уларниң балилири маарип хәлқ комиисариятиниң қармиқидики балилар өйлиригә вә йепиқ ятақлиқ мәктәпләргә өткүзүләтти. Бу һәқтики буйруқтин кейин пәқәт алтә айниң ичидила 43 миң “хәлқ дүшмәнлири” ниң аяллири вә балилири тәқибләнди.
Сиясий тәқибләшләр нәтиҗисидә мәмликәт бойичә 1937 - вә 1938 - йиллири бир йерим милйонға йеқин адәм сотлинип, уларниң йеримидин көпирәки етилған, йүз миңлиған адәм түрмиләрдә, әмгәк лагерлирида азаб чәккән. Башқа мәлуматлар бойичә сотланғанлар вә етилғанларниң сани буниңдинму көп болған. Сиясий тәқибләшләр қурбанлирини ениқлаш ишлири таки һазирғичә давам қилмақта.