1937 -1938Йиллири уйғурлар үчүнму паҗиәлик болған иди
2007.10.31

30 -Өктәбир күни сабиқ совет иттипақи рәһбири сталин йүргүзгән кәң көләмлик тазилаш-тәқипләш һәрикитиниң 70 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән русийиниң һәр қайси җайлирида вә сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлиридә сталинниң тәқиплишигә учриғанларни хатириләш паалийәтлири өткүзүлди.
30-Өктәбир күни русийә президенти владимир путин москва йенидики бутова дегән җайға берип, 1938-1937- йиллири бутова җазалаш орнида өлтүрүлгән 20 миңдин артуқ адәм үчүн орнитилған хатирә киристиға гүл чәмбирәк қойди һәмдә нутуқ сөзләп, сталин рәһбәрликидики коммунистик түзүмниң вәһшиликлирини әйиблиди. Путин сөзидә "сталинниң җазасиға учриған бу кишиләрниң һәммиси мустәқил пикир қилидиған адәмләр иди, улар өзлириниң көз қарашлирини оттуриға қоюштин қорқмиған, уларниң һәммиси рус дөлити вә миллитиниң җәвһәрлири вә гүллири иди," дәп тәкитлиди.
Совет иттипақидики һәммә хәлқләр қатарида уйғурларму сталинниң тәқипләшлиригә учриған.
Сталинниң тәқипләш һәрикити сабиқ совет иттипақиниң һәммила йеридә йүз бәргән
Сталин 1925-йили, ленин өлгәндин кейин совет иттипақи компартийиси вә һөкүмитиниң алий рәһбәрлик һоқуқини қолға алғандин кейин, қисқиғина 10 он нәччә йил ичидә совет иттипақида бир қатар иқтисадий-ислаһатларни елип барди шуниңдәк шәхскә сеғиниш тәшвиқатини күчәйтиш билән биргә өзигә вә коммунистик партийигә нарази болған вә яки қарши пикир қилған һәр қандақ адәмни қаттиқ җазалиди. У, 1934-йилидин кейин, алди билән әйни вақитта совет һакимийитиниң тиклиниши үчүн һәссә қошқан юқири дәриҗилик коммунист рәһбәрлирини тазилаш тәйярлиқи һәм һәрикәтлирини башлиди. 1937-Йили 8-айда ички совет ишлар комиссарлиқи 00447 -номурлуқ вә компартийә мәркизий комитети 863-номурлуқ мәхпий буйруқ чүшүрүп, хәлқ дүшмәнлирини тазилаш һәрикитини рәсмий башлиди.
Русийиниң "нәвсру. Ком" учур торидики мәлуматларға қариғанда, 1937-1938-йиллири бир милйон 300 миң әтрапида адәм " хәлқ дүшмини", "әксилинқилабчи" дегәндәк җинайәтләр билән тутқун қилинған болуп, буларниң йеримидин көп қисими етилған, қалғанлири сибирийә вә башқа җайлардики "гулах" дәп аталған әмгәк лагирлириға һәйдәлгән вә түрмиләрдә тутулған. "Гулах" дәп аталған әмгәк лагирлириға һәйдәлгәнләр таки 1954-йилиғичә шу йәрдә турушқа мәҗбур болған. Бирақ, уларниң көпинчиси "голахлар"да өлүп түгигән. Йәнә бәзи санлиқ мәлуматларда сталинниң тәқиплишигә учриғанларниң саниниң үч милйон, һәтта униңдин көп болушиму оттуриға қоюлмақта.
Һазир русийиниң һәр қайси өлкилири вә җумһурийәтлири шуниңдәк йәнә совет иттипақидин айрилип мустәқил болған һәр қайси дөләтләр 1937-1938-йиллиридики сталинниң тәқиплишиниң қурбанлири һәққидә мәхсус "матәм китаблири" ни тәйярлимақта, буларниң бәзилири нәччә қисимларға бөлүп, нәшир қилинмақта, бу китабларға барлиқ өлтүрүлгән кишиләр вә қолға елинғанларниң тизимлики киргүзүлгән.
Уйғурларму сталинниң қурбанлири
Сталинниң 1937-1938-йиллиридики тазилаш һәрикәтлиридә өзбекистан, қазақистан, қирғизистан вә башқа җумһурийәтләрдә яшайдиған уйғурларму еғир ақивәтләргә учриди. Уйғур зиялийлири, һөкүмәт, партийә вә җамаәт һәм мәдәнийәт әрбаблири бирдәк һалда сталинниң зәрбә бериш обйекти болди.
Қазақистан җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизи кеңишиниң әзаси, мәзкур мәсилиләр бойичә көп издинип, бир қанчә әсәрләрни елан қилған филологийә пәнлири доктори рабик исмайилоп әпәндиниң ейтишичә, уйғурларниң әшу дәврдә йетишип чиққан әң илғар кишилири сталин тәрипидин өлтүрүлди. Мәсилән, уйғурларниң биринчи профессори бурһан қасимоф, биринчи қетим уйғур елипбәсини түзгән абдулһәй муһәммәди вә башқа нурғунлиған намайәндиләр.
Сталинниң тәқипләш сиясити нәтиҗисидә өзбекистандики 500 миңдин артуқ уйғур мәҗбурий түрдә өзиниң миллитини өзбеккә өзгәртишкә мәҗбур болди. Өзбекистанниң әнҗан, ташкәнт қатарлиқ шәһәрлиридики уйғур мәктәплири, драма тиятири, нәширият орунлири вә башқилар бирдәк тақалди һәтта қазақистандики уйғур мәктәплириму тақилип, пәқәт 1947-йилидин кейин қайтидин ечилишқа башлиди.
Абдулла розибақийеф қатарлиқларниң өлтүрүлүши
Бу йил 31-өктәбир күни йәттә су уйғурлири арисидин йетишип чиққан сабиқ совет иттипақиниң мәшһур сиясий әрбаблиридин бири, 1919-1937-йиллирида йәттә су вилайити, түркистан аптоном җумһурийити, қазақистан иттипақдаш җумһурийити қатарлиқ совет коммунистлири тәшкил қилған һөкүмәт бирликлиридә юқири вәзипиләрни өтигән абдулла розибақийеф туғулғанлиқиниң 110 йиллиқидур.
Доктор рабик исмайилофниң ейтишичә, абдулла розибақийеф, исмайил таһироф қатарлиқлар әйни вақитта өзлириниң юқири хизмәт орнидин пайдилинип, уйғурларниң сиясий һоқуқлирини қолға кәлтүрүш, шәрқий түркистан вә оттура асиядики уйғурларни бирләштүрүп, мустәқил уйғуристан җумһурийити қуруш үчүн һәрикәт қилған.
1921-Йилидики ташкәнт қурултийи әнә шу һәрикәтниң башлиниши иди. Лекин, 1937-1938-йили, абдулла розибақийеф, исмайил таһироф, музәппәр яруллабекоф, әлийеф, қурбаноф қатарлиқ оттура асия җумһурийәтлиридә һәр хил алий вәзипиләрни һәмдә һәр дәриҗилик рәһбирий хизмәтләрни өтигән йүзлигән уйғур коммунист кадирлириму өлтүрүлди.
1938-1937-Йиллири уйғурлар үчүн паҗиәлик йиллар иди
Тарихниң әң паҗиәлик йери шуки, 1937-1938-йиллири сталин оттура асиядики уйғур зиялийлири, милләтпәрвәрлири һәтта совет һакимийити үчүн актип ишлигән уйғур сиясий рәһбәрлирини рәһимсизләрчә тазилаватқанда, охшашла уйғур елидиму шең шисәй совет иттипақиниң вастичилиқи арқилиқ өзи билән иттипақлашқан уйғур милләтпәрвәрлири, зиялийлири һәм башқилар үстидин дәһшәтлик тазилаш елип барған болуп, хоҗа нияз һаҗим башлиқ шең билән иттипақлишип, сабит дамоллам қатарлиқларни тутуп, үрүмчидә һөкүмәт башқурушқа қатнашқан уйғур рәһбәрлири шең шисәйниң қолида өлди.
1937-Йили, генерал маһмут муһити қошунини ташлап, һиндистанға кәткәндин кейин, қайтидин миллий азадлиқ қозғилиңиға атланған абдунияз бәг рәһбәрликидики қозғилаң совет иттипақиниң һәрбий һуҗумлири астида мәғлуп болғандин кейин, шеңшисәй пүтүн өлкә бойичә тутқун қилишни башлиған иди. Әнә шу тутқунда хоҗа нияз һаҗим алди билән қолға елинған иди.
1938-1937-Йиллири, чегриниң һәр иккила тәрипидики уйғурлар үчүн паҗиәлик йиллар болуп, чегриниң һәр иккила тәрипидики уйғур миллитиниң әң ярамлиқ пәрзәнтлири, алимлири, мәдәнийәт -маарип һәм җамаәт әрбаблири, сиясийонлири, пидакар батурлири, һәқиқий диний өлималири, қисқиси, йүз миңлиған уйғур әвлади җаллатларниң қолида һаятидин айрилди. Рабик исмайилоф һәр иккила тәрәптики тәқипләшләр вә өлтүрүшләрниң баш җаллитиниң йәнила шу сталин икәнликини әсләтти.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Алматада нәшр қилинған " уйғур земинида" намлиқ китаб күчлүк инкас қозғиди
- Сталин хитай көчмәнлириниң қассипи
- 2008 - Йилидин кейинки русийини ким идарә қилиду?
- Хәлқни алдаштики васитә -ясалма қәһриманлар
- Давамлишиватқан икки чоң һәрбий маневир үч дөләт оттурисидики назук мәсилиләрни ашкарилимақта
- " Президент путин ғәрбкә қарши турушта ялғуз қилиши мумкин "
- Русийиниң таҗикистандики базисида реактип айропиланлирини көпәйтиштики истратегийилик мәқсити немә?
- Русийиниң мәхпий архиплири давамлиқ ашкариланмақта
- Буш -путин сөһбәтлири
- Буш- путин учришиши вә америка-русийә мунасивәтлири
- Шималий атлантик окян әһди тәшкилати русийә билән болған һәмкарлиқлирини күчәйтмәктә
- Совет қизил армийисиниң мәхпий архиплири ашкариланди
- Җорҗ буш путинни мудапиә системисидин қорқмаслиққа дәвәт қилди
- Сталинниң оғли қандақ өлди? (2)
- Сталинниң оғли қандақ өлди? (2)