Киснгер: хитайға шинҗаңни мустәмликә қилип бериш-сталиниң төһписидур

Японийә бирләшмә агентлиқиниң мәсуллиридин сика гөши, накагава қатарлиқ бәш нәпәр кишиниң тәрҗимә вә тәһрирликидә түзүлгән “киснгерниң хитай зияритидин әслимә вә хатириләр” намлиқ икки қисимлиқ чоң һәҗимлик һөҗҗәтлик тәрҗимә китаб, японийә иванами нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған.
Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2013.01.08
kisnger-xitay-ziyariti-kitab-305.jpg “киснгерниң хитай зияритидин әслимә вә хатириләр” намлиқ китабниң муқависи.
RFA/Qutluq Haji

Мәзкур китаб, сабиқ америка дөләт ишлири катипи киснгерниң хитайға қилған көп қетимлиқ зиярити җәрянида өзиниң көргән, аңлиғанлириға асасән язған хатирилиридур. Китабқа киснгерниң хитайдики зиярити җәрянида хитай дөләт рәиси мав зедуңдин тартип таки җяң земинғичә болған хитай дөләт рәислири, хитай баш министирлири билән елип барған сөһбәтлири киргүзүлгән. Икки қисимлиқ китаб 604 бәттин тәркиб тапқан. Киснгер хитай дөләт рәислири билән елип барған сөһбәт хатирисигә йәнә, совет иттипақиниң рәһбәрлиридин сталин, хирошиф қатарлиқларниң мав зедуң билән елип барған сөһбәтлириниму пайдилиниш материяли сүпитидә қошумчә қилип бәргән.

Китабта 1958-йили бейҗиңда совет иттипақиниң рәһбири хрошиф билән мав зедуңниң елип барған сөһбәт хатириси қисқичә берилгән. Мав зедуң билән хрошифниң сөһбәт хатирисидә,илгири җяң җеши һөкүмити билән имзаланған “җуңго -совет шәртнамиси”гә аит учурлар берилгән.

1945-Йилидики хитай билән совет арисида түзүлгән “җуңго-сөвет шәртнамиси” тоғрисида түркийә һаҗи тепә университетиниң мутәхәссиси доктор әркин қисқичә өзиниң қарашлирини баян қилип өтти.

Китабниң 180-бетидин 182-бетигичә, мавзедуң билән хрошиф арисидики сөһбәттә шәрқий түркистан мәсилисигә аит учур мундақ шәкилдә баян қилинған:

Сөһбәт 1958-йили, бейҗиңда елип берилди.

Мав зедуң: бизниң инқилабимизниң ғәлибисидин кейин, сталин гуманланди. Бәлким бу униң характеридур. У җуңгони башқа бир югославийә дәп ишинип қалған охшайду.

Хрошиф: һә, бәлким шундақ дәп ойлашқа болиду.

Мав зедуң: мән 1949-йили москваға барған чеғимда,сталин биз билән достлуқ келишими түзүшни вә шундақла илгирики гоминдаң билән түзгән шәртнамиләрни бикар қилишни халимиди. Совет иттипақи тәрипидин бәлгиләнгән тәрҗиман николай федоренко, алаһидә вәкили иван ковалефлар маңа һәмраһ болуп, мени бу дөләтни екскурсийә қилдурушқа елип маңғанда, мән әтрапқа қарап туруп мундақ дедим: “мениң бу йәрдә үчла вәзипәм бар: йейиш, ухлаш, чечиш. Мән москваға пәқәтла сталинниң туғулған күни хатирисигила кәлмидим. Шуниң үчүн әгәр силәр достлуқ шәртнамиси түзүшни халимисаңлар, мән юқирида дегән үч вәзипәм билән қанаәтлинимән.

Мавзедуң билән хрошифниң юқириқи сөһбитидин кейин, америка дөләт ишлири катипи киснгер төвәндики қисқичә сиясий тәһлилини оттуриға қойған:
“өз-ара бир-биригә йиңнә санҗишлар тарихниң нерисида қелип, һазирқи муназиригә айланди. Хрошиф мав зедуңдин әгәр җуңго һәқиқәтән сөветләрни қизил җаһангир дәп ойлиса, икки дөләт оттурисида түзүлгән шәртнамиләргә қарап, мушу аччиқлинишида мавзедуң өзи ойлап буниңға қандақ җаваб берәр. Мәйли қизил җаһангир болсун, мәйли ақ җаһангир болсун, һечқиси йоқ, бу йәрдә пәқәт бирла адәм бар. Йәни сталин исимлик, у лушүн портини елип, аталмиш шинҗаңни вә манҗурийини мустәмликә қилип бәргән. Төт ширкәт қурған. Бу пүтүнләй сталинниң төһписидур.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.