Канада баш министири стефен харперниң бейҗиң зиярити нәтиҗилик болдиму?
2012.02.21
Мутәхәссисләр хитай билән сода вә башқа келишимләрни түзүш җәһәтләрдә, стефен харперниң зияритиниң нәтиҗилик болғанлиқида һәмпикир. Лекин, кишилик һоқуқ мәсилисиниң оттуриға қоюлуш шәкли җәһәтләрдә муназириләр давам қилмақта.
Степһен харпер бу қетимқи хитай зияритидә, хитай тәрәп билән енергийә бихәтәрликини өз ичигә алған, 7 муһим мәсилидә сөзләшкән болуп, буниң 3-си кишилик һоқуқ мәсилисидур. Кишилик һоқуқниң тәркибидә уйғурлар вә тибәтликләрниң диний етиқад әркинлики мәсилисиму йәр алған болуп, кишилик һоқуқ канада-хитай мунасивитиниң муһим тәркиби қисми дейилгәниди.
Степһен харпер бейҗиңда, хитай әмәлдарлири билән болған йепиқ сөһбәтләрдә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилири һәққидики канаданиң әндишилирини вә үрүмчи баҗаху түрмисидә йетиватқан канада пуқраси һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойған болса, гуаңҗу шәһиридики зиярити мәзгилидә, хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисини аммиви сорунда ашкара тилға алған вә сода шерики болған хитай дөлитини кишилик һоқуққа, болупму пуқраларниң сөз-мәтбуат әркинлики вә йиғилиш өткүзүш һоқуқиға һөрмәт қилишқа чақирғаниди.
“йәршари почтиси” гезити стефен харперниң бейҗиңдики аммиви сорунларда, хитай үчүн назук болған кишилик һоқуқ мәсилисини ашкара тилға елиштин өзини тартқанлиқини тәнқид қилип:
-Хитайниң сиясий мәркизи болған бейҗиңда, кишилик һоқуқ мәсилисини хитай әмәлдарлириниң қулиқиға пичирлиған харпер, гуаңҗуда бу мәсилини ашкара оттуриға қоялиди” дәп язди.
“йәршари почтиси” гезитиниң бейҗиңда турушлуқ сабиқ мухбири хуаң меңҗән к б к телевизийисидики муназиридә, кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюшниң канада рәһбири стефен харперниң виҗданий бурчи икәнликини, лекин униңға хитайни көп партийилик демократик сайламларни өткүзүшкә үндимидиң дегәндәк тәләпләрдә болуш хитайниң һәқиқий әһвалини билмигәнлик болидиғанлиқини тәкитләп:
-Бир партийә һөкүмранлиқидики коммунист хитайни, нөвәттә көп партийилик демократик сайлам өткүзүшкә дәвәт қилиш мәнчә ошуқчә бир тәләп. Хитай иқтисадий җәһәттә йүксәлгән болсиму, лекин һазирға қәдәр сиясий ислаһат елип барғини йоқ. Демократик ислаһат елип беришни тәшәббус қилидиған мақалиләрни тор бәтлиридә елан қилған затлар, 9-10 йилдин қамақ җазасиға һөкүм қилиниватиду, суни сиңгән йәргә чечиш керәк,-дәйду.
Алберта университетиниң сиясәт пәнлири профессори җаң венрән консерватип һөкүмитиниң кишилик һоқуқ билән содиниң мунасивитидә, изчиллиққа игә болған хитай сияситидин йоқсун икәнликини, һакимийәт бешиға кәлгән дәсләпки үч йилда, стефен харперниң хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини ашкара сорунларда қаттиқ тәнқид қилғанлиқини,әмдиликтә болса, бу йолдин қайтқанлиқини, йәни бу мәсилидә бирдә қизип, бирдә совуш вәзийитиниң көрүлүватқанлиқини илгири сүрди.
Канада уйғур җәмийитиниң рәиси руқийә турдуш болса, стефен харперниң бу қетимқи зияритини, кишилик һоқуқ мәсилиси нуқтисидин елип ейтқанда, нәтиҗилик дәп қарайдиғанлиқини әскәртти.
Илгири либерал партийиси һөкүмитидә малийә вә ташқи ишлар министирлиқ вәзиписини атқурған җоһн манлей, ғәрб дөләтлириниң хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә мунасивәтлик тәнқидлиригә қандақ муамилә қилиш мәсилисидә хитай рәһбәрлириниң салмақ муамилә қилишқа башлиғанлиқини вә уларниң бу мәсилидә пишип йетилгәнликини, мундақчә ейтқанда, йүзини даптәк қиливелишни өгәнгәнликини оттуриға қойди.
Бу зиярәттин илгири, канададики кишилик һоқуқ тәшкилатлири стефен харперға нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән, хитай түрмисидики лю шавбо вә канада пуқраси һүсәйин җелил қатарлиқ хитай, уйғур вә тибәтликләрдин болуп 10 нәччә нәпәр сиясий җинайәтчиниң тизимликини тапшурғаниди. Канада мәтбуатлири стефен харпер бейҗиңға қарап учқанда, қолида бир тизимлик бар иди, қайтқанда болса қуруқ қол қайтти,әмма икки данә мүшүк ейиқи әкелишни һеч унтумиди дәп язди.
Хитай мәтбуатлири болса, харперниң хитай зиярити җәрянида кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойғанлиқини задила тилға алмиди.