Стокһолимда елип берилған илмий муһакимә йиғинида уйғур мәсилиси музакирә қилинди
2010.12.27

Йиғинға шималий явропада яшаватқан мусулманлар һәмдә мисир,күвәйт, сүрийә, әнглийә, австралийә вә башқа явропа дөләтлиридин бир қисим диний алимлар вә мутәхәссисләр тәклип қилинған болуп, уйғурларға вакалитән австралийидин диний зат абдусалам қарим тәклип қилинған.
Уйғурлар өткән йилдин башлап бу йиғинда уйғур мәсилиси бойичә пикир баян қилиш һоқуқиға еришкән болуп, бу йил уйғур мәсилиси йиғинниң рәсмий муһакимә түригә киргүзүлгән. Йиғинниң күн тәртипи бойичә, уйғурларға бир саәтлик вақит аҗритилған болуп, абдусалам қарим уйғур мәсилиси бойичә әрәб тилида доклат бәрди вә шәрқи түркистан һәққидә тәйярлиған филимни көрсәтти.
Униңдин кейин сөзгә чиққан қаһирә университетиниң лектори доктор рағеп әл сарҗаний уйғурлар һәққидә әсләтмә бәрди вә уйғурларға ярдәм беришниң 11 түрлүк тәшәббусини оттуриға қойди.
Абдусалам қарим паалийәт давамида зияритимизни қобул қилип сориған соаллиримизға җаваб бәрди. Бу қетимқи йиғинға җәмий 2500 дин 3000 ғичә адәм қатнашқан болуп, уйғурлардинму түркийә, голландийә, норвегийә, финландийидин кәлгән уйғурлар болуп 100гә йеқин уйғур қатнашқан.
Йиғинниң рәһбәрлик һәйити көргәзмә вә тәшвиқат залидин уйғурлар үчүн һәқсиз орун вә мәхсус йиғин зали аҗритип бәргән болуп, бу уйғурларниң өзини тонуштуруши вә өз - ара пикир алмаштуруши үчүн яхши пурсәт яритип бәргән.