Стокһолмдики уйғур мәдәнийәт көргәзмиси

6 - Айниң 14 - күни шветсийиниң пайтәхти стокһолм шәһридә уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлгән. Шветсийә уйғур маарип уюшмиси тәрипидин уюштурулған, бу паалийәттә шветсийиниң стокһолм шәһридә яшаватқан уйғурлар һәр хил уйғур тамақлирини, пишуруқлирини, уйғурларниң мәдәнийитини әкс әттүридиған рәсимләр кийим - кечәкләр, уйғур тарихи һәққидики кичик китабларни, уйғурларниң қол - санаәт буюмлирини уйғурларниң тил йезиқини әкс әттүридиған китаб - журналларни көргәзмә қилған.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.06.15
Shwetsiye-uyg-korgezme-305 7 - Феврал күни, пер еңистүрөм әпәнди малмө шәһәрлик мәдәнийәт сарийи билән һәмкарлишип уйуштурған уйғурларға даир учур бериш муһакимә йиғин залидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Yalqun

Көргәзмә җәрянида уйғур тамақлири наһайити көп сетилған. Бу көргәзмини шветсийиниң әң ават базирида өткүзгән болуп, бәхтигүл ханимниң ейтишичә икки үч миң киши зиярәт қилған вә уларниң көпи уйғур тамақлирини йегән.

Биз бу паалийәт һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип, шветсийә уйғур маарип уюшмиси башлиқи абдулла әхәт әпәнди вә көргәзмини зиярәт қиливатқан уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.