Архип
2008-10-17
Хитай коммунист партийисиниң 'йәр түзүми ислаһати'ни мәхсус музакирә қилиду дәп аталған үчинчи омумйиғини аяқлашқанда, деһқанларниң йәргә болған игидарчилиқ һоқуқи мәсилисидә қандақ қарар чиқирилғанлиқи тилға елинмиди.
2008-10-16
Хитайда йеқинқи 10 йил ичидә өй - мүлүк базирида касатчилиқ йүз бәрмигән; әмма пат арида йүз бериш еһтималлиқидин аламәтләр көрүлгән. Бу вәзийәтниң буниңдин кейин хитай иқтисадиға һәтта дуня иқтисадиға еғир тәсир көрситидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.
2008-10-16
Һәр қандақ бир хәлқ өзиниң қәһриман оғул - қизлирини сөйиду, әсләйду вә бешида көтүриду. Зулумға қарши турушта өзиниң һаятини қурбан қилиштин қилчә иккиләнмәй өлүмгә тәвәккүл қилған шәхисләр хәлқ тәрипидин әң сөйүлгән шәхсләрдур. Ундақ шәхсләр тарих сәһиписигә алтун һәл билән йезилиду.
2008-10-16
Гуәнтанамо уйғур мәһбуслири мәсилиси америка һөкүмәт тармақлири арисида ихтилап пәйда қилғанлиқи мәлум болуп, нюйорк вақит гезитидә бу һәқтә берилгән бир парчә мақалидә көрситилишичә, шу сәвәбидин бир нәпәр америка дипломати, гуәнтанамо уйғурлириға мунасивәтлик хәлқаралиқ дипломатийә сәпирини бикар қилишқа мәҗбур болған.
2008-10-16
Хитай һөкүмити 2008 - йили 1 - айниң 1 - күнидин башлап, хитайдики чәтәллик мухбирларниң олимпик мәзгилидә ахбарат хизмити билән шуғуллиниш қаидисини елан қилған иди. Мәзкур қаидиниң вақит чәклимиси әтә йәни 17 - өктәбир күни толиду.
2008-10-16
Америкида мушу йилниң бешидин етибарән давамлишиватқан президент сайлимида кимниң ғәлибә қилғанлиқи 11 - айниң 4 - күни мәлум болиду, мушу ахирқи күнгә 19 күн қалғанда, йәни 10 айниң 15 - күни кәчтә, нюйорк шәһириниң лоң айланд арилидики хофстра университетида демократлар партийисиниң президент кандидати барак обама билән җумһурийәтчиләр партийисиниң президент кандидати җоһн миккейин оттурисида әң ахирқи қетимлиқ муназирә болуп өтти.
2008-10-16
1991 - Йили совет иттипақи парчиланғандин кейин көп санда түркий милләтләр мустәқиллиққа еришти. Бу түркий милләтләр мустәқил болғандин кейин түркий милләтләр арисидики сиясий, иқтисадий вә мәдәний мунасивәтләрни тәрәққий қилдуруш үчүн көп санда аммиви тәшкилатлар қурулди.
2008-10-16
Йеқинда қирғизистанниң бишкәк қатарлиқ җайлирида сайлам паалийәтлири елип берилған болуп, бишкәк шәһәрлик мәҗлискә бир қанчә нәпәр уйғур өзини намзатлиққа көрсәткән.
2008-10-16
Биз "ақ алвасти" дәп атаватқан зәһәрлик чекимликниң нәқәдәр хәтәрлик бир балайи апәт икәнликини һәммә яхши билип йәтмәктә. Һәрким униңдин йирақ турушни халайду. Һечким уни истемал қилишқа көнүп қелишни яқтурмайду. Пәқәт бәзи кишиләр адимий шәйтанларниң һәр түрлүк тозақлири түпәйли билмәстин бу туяқ йолға кирип қалиду.
2008-10-15
Канада пуқраси һүсәйин җелил әпәнди 2006 - йили туғқан йоқлаш мунасивити билән канададин өзбекистанға барғанда қолға елинип хитайға өткүзүп берилгән, шундақла хитай тәрипидин " террорчи" дәп әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға тартилған иди.
2008-10-15
Қизилсу улуғчат йәр тәврәш апәт районидин игилишимизгә қариғанда, икки күндин буян бу апәт районлирида қар йеғип, һава келимати туюқсиз төвәнлигән.
2008-10-15
Хитайни зиярәт қилиш сәпиридики пакистан президенти зәрдари чаршәнбә күни бейҗиң хәлқ сарийида хитай дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшүп, хитай - пакистан арисидики иқтисад, сода, сәрмайә, ядро енергийиси, техника вә "террорлуққа қарши һәмкарлиқни кеңәйтиш " қатарлиқ мәсилиләрдә сөһбәт елип барди.
2008-10-15
Әнглийидә чиқидиған күндилик почта гезитиниң бүгүн шаңхәйдин хәвәр қилишичә, бейҗиң даирилириниң алий мәслиһәтчилиридин бири бүгүн, хитайниң 2020 - йили сиясий түзүлмә ислаһати елип берип демократийигә өтидиғанлиқини билдүргән.
2008-10-15
Бир мәһәл хәлқара җәмийәтни зил - зилигә салған грузийә - русийә тоқунуши вә униң нәтиҗисидә җәнубий ассетийә һәм абхазийиниң мустәқиллиқ җакарлишидин кейин, мәзкур тоқунушни қандақ һәл қилиш қийин әһвалға чүшүп қалған иди, бүгүн русийә билән грузийә җәнвәдә тунҗи қетим учрашқан болсиму, бирақ сөһбәт бузулуп кәткән.
2008-10-15
Йеқинқи йиллардин бери дуняниң һәр қайси җайлирида уйғурлар һәққидә арқа арқидин китаблар нәшир қилинмақта. японийидә уйғурлар һәққидә тәтқиқат елип бериватқан японийә мәркизий университети оқутқучиси мизутани наоко ханим язған "хитайдин сүргүн қилинған уйғурлар" намлиқ китаб 2007 - йили 10 - айниң 20 - күни японийиниң токйо шәһридә нәшир қилинған иди.