Архип
2008-10-10
Канададики брокк университетиниң профессори чарлез буртонниң "кишилик һоқуқ чүшәнчиси хитай мәдәнийитигә уйғун кәлмәмду? " намлиқ мақалиси елан қилинди.
2008-10-10
Йеқинда сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ тонулған алим вә язғучи муһәммәд қасим һаҗим тәрипидин нәширгә тәйярланған " ислам ибадәтлири"намлиқ тарихий әсәр нәширдин чиқти. Муһәммәд қасим һаҗим бу һәқтә сөһбитимизни қобул қилған иди.
2008-10-10
Қирғизистандики өктичиләр президент аилисиниң һоқуқтин пайдилинип, өз алдиға иш елип бериватқанлиқидин нарази болмақта. Улар президентниң оғли максим бақийеф үстидин наразилиқ әйибләшлирини тарқатқан болуп, бу һәқтә қирғизистанниң " дело нумер" гезити мақалә елан қилған.
2008-10-09
7 - Өктәбир америка вашингтон районлуқ сот мәһкимиси содийиси ричардо урбина әпәнди, гуәнтанамо уйғур тутқунлирини дәрһал қоюветиш буйруқини чиқарған болсиму, әмма мәзкур буйруқ түнүгүн кәчқурун америка әдлийә министирлики тәрипидин вақитлиқ тохтитип қоюлди.
2008-10-09
Вашингитон районлуқ сот мәһкимиси 7 - өктәбир күни гуантанамодики уйғур мәһбусларни америкиға қоюп бериш һәққидә һөкүм чиқарған иди. 8 - Өктәбир күни америка әрзийәт сот мәһкимиси мәзкур һөкүмниң иҗра қилинишини вақитлик кечиктүрүшни қарар қилди.
2008-10-09
'Шинхуа агентлиқи'ниң хәвиригә қариғанда, хитай коммунист партийисиниң 17 - нөвәтлик 3 - омумйиғини бүгүн бейҗиңда башланди. Йиғинда мәркизи комитет сиясий бюросиниң 'йеза ислаһати вә йезиларни тәрәққи қилдурушқа даир чоң мәсилиләр һәққидики қарари' музакирә қилиниду.
2008-10-09
Америка калифорнийә технологийә иниститути тәтқиқатчиси др. Әркин сидиқ әпәнди 10 - айниң 7 - күни түркийиниң тонулған университетлиридин әнқәрә билкәнт университетида илмий доклат бәрди.
2008-10-09
2008 - Йили 27 - июл күни голландийиниң амистердам шәһридә қурулған "голландийә шәрқий түркистан уйғур бирлики" тәшкилати, 30 - сентәбир күни голландийә һөкүмити тәрипидин тәстиқлинип, рәсмий бир қануний тәшкилатқа айланған.
2008-10-08
7 - Өктәбир күни америка қошма штатлириниң пайтәхти вашингтон шәһиридики федерал сот мәһкимисидә өткүзүлгән гуантанамодики 17 нәпәр уйғурниң тәқдиригә мунасивәтлик сотта, вашингтон алаһидә районлуқ сотниң содийиси ричардо урбина һөкүм елан қилип, бу 17 нәпәр уйғурниң азад қилинип, америкиға орунлаштурулушини буйриди.
2008-10-08
7 - Өктәбир күни, америка федератсийә сот мәһкимисиниң баш сотчиси ричардо орина, гуантанамода тутуп турулуватқан 17 нәпәр уйғурни дәрһал қоюп берип, америкиға қайтуруп келиш керәкликини җакарлиғандин кейин, 8 - өктәбир күни мәзкүр хәвәр, ахирқи тәқдириниң қандақ болидиғанлиқидин бихәвәр туруватқан гунаһсиз уйғур тутқунлириға йәткүзүлди.
2008-10-08
Өткән җүмә күни радиомизда 11яшлиқ туранниса исимлиқ бир бала баққучи қизниң 28 - сентәбир қаримайдики туққининиң өйидин бир парчә хәт қалдуруп қоюп чиқип кәткәнчә йоқап кәткәнлики, хитай җамаәт хәвпсизлик тармақлириниң бәзибир қатмал бәлгилимилири сәвәблик өй игисиниң туранниса йоқап кетип икки күндин кейин дело мәлум қилғанлиқи вә мәзкүр вәқәниң бәзи уйғур тор бәтлиригә қоюлуп, җамаәтниң әндишиси һәм деққитини қозғиғанлиқи һәққидә мәлумат бәргән идуқ.
2008-10-08
7 - Өктәбир дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили қәһриман ғоҗамбәрди башчилиқидики уйғурлар алмутадики инсан кофийханисида йиғин өткүзүп, дуня уйғур қурултийиниң һәмдә униң рәиси рабийә қадир ханимниң бу йил авғуст вә сентәбирдики паалийәтлирини тонуштурди һәмдә хитай һөкүмитиниң уйғур елидә елип бериватқан зораван сиясәтлирини тәнқидлиди.
2008-10-08
Хиянәтчилик бир хил рәзил қилмиш. Уни мәнивийити булғанған, роһи кор, нәпсанийәтчилик идийиси күчлүк адәмләр садир қилиду. Хиянәтчилик ямрап кәткән әлдә адимийлик вә инсаний меһри муһәббәт өлгән болиду.
2008-10-07
7 - Өктәбир әтигән саәт онда, америка федератсийә сот мәһкимисидә гуантанамодики уйғур тутқунлири үстидә ечилған сотта америка вашингтон районлуқ сот мәһкимиси содийиси ричардо урбина әпәнди уйғур тутқунларниң америкиға дәрһал қоюп берилиши керәклики һәққидә буйруқ чүшүрди.
2008-10-07
Франсийидә чиқидиған 'азадлиқ гезити' дә 6 - өктәбир күни 'бейҗиң тақивалған йеңи чегра' мавзулуқ бир доклат елан қилинди. Уйғурлар һәққидә йезилған бу доклатни мәзкур гезитниң мухбири әбрс селейтин уйғур илини зиярәт қилғандин кейин йезип чиққан. Бу мақалиниң мәзмунлирини франсийә хәлқара радио истансисиму аңлатти.