Архип
2008-05-28
Мәхмут қәшқири вә у яшиған дәвр мавзулуқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини түркийиниң әнқәрә шәһридә рәсми башланди. Бу хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғиниға америка, әнгилийә , русийә федератсийиси , әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан вә түркийә қатарлиқ 15 дөләт вә райондин кәлгән 75 әтрапида билим адими қатнашти.
2008-05-28
Қазақистандики уйғур маарипи билән уйғур илидики уйғур миллий маарипи арисида бирқәдәр рошән пәрқләр мәвҗут болуп, мәлуматларға қариғанда, қазақистандики уйғур маарипи сағлам тәрәққий қилмақта икән.
2008-05-28
Мусулманлар дуч келиватқан мәсилиләр һәққидә муназирә қилинидиған 34 - нөвәтлик шималий америка мусулманлар муһакимә йиғини алдинқи күни канаданиң торонто шәһиридә өткүзүлди.
2008-05-27
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бүгүн йәни 27 - май күни 2007 - йиллиқ доклатини елан қилди. Доклатта, хитай, русийә, берма, судан, зимбабуви вә шималий корийә қатарлиқ дөләтләрниң кишилик һоқуқ хатириси тәнқид қилинди.
2008-05-27
Бүгүн хитайниң 'шинҗаң гезити'дә баян қилинишичә, хитайниң шинҗаң җамаәт хәвпсизлик назарити10 - айғичә болған вақит ичидә, пүтүн аптоном район миқясида партлатқуч дора вә қорал йиғивелиш һәрикити елип беришни орунлаштурған.
2008-05-27
Дуня уйғур қурултийиниң түркийидә елип бериватқан паалийәтлириниң 3-бекити болған гирәсун вилайитидә уйғур мәсилиси хәлқниң зор қизиқишиға еришти. Дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди 24- вә 25-май күнлири сивас вә трабзон вилайәтлиридики паалийәтлирини ахирлаштуруп, 5-айниң 26-күни түркийиниң шәрқий қарадеңиз райониға җайлашқан гирәсун вилайитигә йетип кәлгән.
2008-05-27
Тохтинияз батурниң кимлики уйғур илидики кәң радио аңлиғучилиримизға анчә тонуш болмиса керәк. Лекин у қазақистанда яшайдиған уйғур пуқралири арисида батурлуқниң, зулумға қарши җәңгиварлиқниң символи болған бир исим.
2008-05-27
Йәнә бир күндин кейин, 1962 - йили уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә йүз бәргән 29 - май вәқәсигә топтоғра 46 йил болиду. 29 - Май вәқәси уйғур һазирқи заман тарихидики кишиләр унтуп кетишкә башлиған зор вәқәләрниң йәнә биридур.
2008-05-27
Сөзләштин ибарәт бу немәт инсанларға берилгән әң катта инамларниң биридур. Сөзләштин ибарәт бу немәттин қандақ пайдилиниш, күнигә тохтимай һәрикәтлинип туридиған бу тилни қандақ қилип яхши йолға ишлитиш һәркимниң өзигә бағлиқ иш. Гәп - сөз шу адәмниң әқил - парасити вә характериниң қандақ икәнликини көрситип бериду.
2008-05-26
Америка - хитай арисидики кишилик һоқуқ сөһбитини әслигә кәлтүрүш қарари америка ташқи ишларминистири кондализа райисниң бу йил 2 - айдики бейҗиң сәпиридә қобул қилинған болуп, хитай ташқи ишларминистири яң җйечи райисниң шу қетимқи зияритидә сөһбәтниң әслигә келидиғанлиқини билдүргән иди.
2008-05-26
Советләр иттипақи йимирилгәндин кейин, йеңи мустәқил болған бир қисим сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлири 70 йиллиқ совет түзүмигә һәмдә бу түзүм тәрипидин қариланған һәм җазаланған тарихий шәхсләр, тарихий - сиясий вәқәләр вә башқиларға йеңиваштин баһа бериш шуниңдәк тарихий шәхсләрниң намини әслигә кәлтүрүш елип бармақта. Әнә шуларниң қатарида оттура асия җумһурийәтлириму бар. Бүгүнки күндә қазақистан 20 - әсирдики мәшһур шәхсләрдин бири мустапа чоқайниң намини улуғлимақта.
2008-05-26
Тибәт диний даһийси далай лама бу йил 24 - май күни, әнглийидә чиқидиған Guardian йәни муһапизәт гезитиниң зияритини қобул қилди. Зиярәт давамида у, хитайниң олимпиктин кейин, тибәткә бир милйон нопус йөткәшни пиланлаватқанлиқини, әгәр бу пилан әмәлийләшсә, тибәттә аптономийини йолға қоюшниң әһмийити қалмайдиғанлиқини оттуриға қойди.
2008-05-26
Австралийидә туруватқан һүсән әпәндиниң ейтишичә, түнүгүн австралийиниң седний шәһиридә өткүзүлгән бир қетимлиқ балилар сәнәт кечиликидә балилар үчүн ианә топланған, топланған ианә пүтүнләй мәктәпләргә тәқдим қилинған.
2008-05-26
Йәкшәнбә күни, канаданиң торонто шәһиридә "чәтәлдә аяллар дуч келидиған мәсилиләр вә уйғур аяллириниң һоқуқлири" намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлди.
2008-05-26
Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири бурундин тартип дуняниң һәр қайси дөләтлиридә һәр хил йоллар билән уйғур мәсилисини дуня җамаәтчиликигә аңлитишқа алаһидә әһмийәт берип кәлмәктә. Бу мәқсәт билән дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди, түркийиниң сивас тирабзон вә гирәсун вилайәтлиридә бир йүрүш паалийәтләргә қатнишип уйғур мәсилисини түрк җамаәтчиликигә аңлатмақта.