Архип
2008-05-12
Хитай дөләт рәиси ху җинтавниң 5 күнлүк японийә сәпиридә ху җинтав вә униң һәмраһлири ойлап бақмиған бир мәсилигә дуч кәлгән иди. У болсиму хитай түрмисидики уйғур тарихшунас тохти музатниң мәсилиси иди.
2008-05-12
Financial Times Гезитиниң 8 - май санида, тибәт мустәқиллиқиниң қануний асаси һәққидә бир парчә мақалә елан қилинди. Мақалиниң аптори Paul Harris хоңкоңлуқ бир адвокат. У мақалисидә 1951 - йили тибәт билән хитай арисида түзүлгән 17 маддилиқ шәртнамә вә б д т шәртнамисиға асаслинип туруп, тибәт мустәқиллиқ һәрикитиниң қануний асасиниң косованиңкидинму күчлүк икәнликини оттуриға қойди.
2008-05-12
10 - Май күни тибәт әркинлик мәшили канаданиң ванкувер шәһригә йетип кәлди. Бу күни канаданиң ванкувер шәһридики уйғурлар тибәтликләр билән биллә, хитай консулханисиниң алдида өткүзүлгән наразилиқ намайишқа қатнашти.
2008-05-12
2000 - Йилларниң бешида, хитайниң гумран болидиғанлиқи яки коммунист хитай һөкүмитиниң йәнила мәвҗут болуп туридиғанлиқи һәққидә илмий муназирә башланған иди. Шаңхәйдә 10 йил хәлқара иқтисадий мәсилиләр буйичә адвокат болуп турған, америка станфорд университетиниң иқтисадшунас тәтқиқатчиси гордон чаң әпәнди иқтисадий мулаһизә арқилиқ, хитайниң муқәррәр гумран болидиғанлиқини пәрәз қилип 'хитай гумран болуш алдида' дегән китабни язған иди.
2008-05-12
Түркийиниң оттура қисмиға җайлашқан әң чоң вилайәтләрдин бири болған сивас вилайити сивас шәһиридики йеңишәһәр лисәси йәни йеңишәһәр толуқ оттура мәктипидә уйғурларни тонуштурған көргәзмә ечилди.
2008-05-12
Сәуди әрәбистанида чиқидиған "әл дәвәт" җурнилиниң 2008 - йили 3 - май санида, " хитай немә үчүн африқиға йүзлиниду " дегән мавзуда бир мақалә елан қилинған.
2008-05-09
Уйғур илидин 2008 - йиллиқ хитай өлкилиригә ишләмчи тошуш хизмити йәнә башланған болуп, хитай һөкүмитиниң бу йиллиқ пиланиға қариғанда , бу йил кәсип алмаштуруп ишқа орунлаштурулидиған адәм сани 1,200,000( бир милйон икки йүз миң) адәм қетимға , хитай өлкилиригә тошулидиған әмгәк күчини 100 миң адәм қетимға йәткүзүш пилан қилинған.
2008-05-09
Йеқинда уйғур елидин чәтәлгә чиққан бир уйғур тиҗарәтчи, турпан вилайитиниң пичан наһийәсидики бир қисим уйғур деһқанлар билән наһийидики бир қисим көчмән хитайлар арисида маҗира чиққанлиқини, маҗираға четишлиқ икки уйғурниң қолға елинғанлиқини мәлум қилди.
2008-05-09
Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини җәрянида бирәр вәқә чиқип қилиш һәққидики әндишә вә қайғулири күнсери күчийиватқан хитай даирилири, һәр һәптә дегүдәк террорлуққа қарши уқтурушлар чиқирип, бейҗиңда пиланланған нурғунлиған консерт вә чоң йиғилишларни бикар қилип, чәтәлликләрни техиму йеқиндин көзәткили башлиған.
2008-05-09
Түркийә җумһурийити баш министирлик тармиқидики ататүрк мәдәнийәт тәтқиқат идариси вә ақшәһәр шәһәрлик һөкүмити ортақлишип өткүзгән "21 - әсирни нәсирдин әпәнди арқилиқ чүшүниш" мавзулуқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини түркийиниң ақшәһәр дегән йеридә рәсмий башланди.
2008-05-08
Америка дөләт мәҗлисидә алдинқи күни испат бериш йиғини өткүзүлүп, афғанистандики терроризмға қарши туруш һәрикитидә хитай билән һәмкарлишишниң мумкинчилики үстидә тәрәпләрниң пикири елинди.
2008-05-08
Бүгүн тибәтләрниң тағқа ямишиш маһири серин ванмо ханим хитайниң олимпик мәшилини дунядики әң егиз пәллиси болған җумулаңма чоққисиға йәткүзди. Үрүмчидә болса хитайниң 'тәңритағ тори' да, "буниңдин 9 йил бурун америка башчилиқидики нато тоғра нишанланған башқурулидиған бомба билән югуславийидә хитай әлчиханисиниң хадимлирини вәһшийләрчә партлитип өлтүргән иди, бүгүнки күндә ғәрб учур вастилири йәнә, тибәт мустәқилчилирини қоллап, бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик мусабиқисиға бузғунчилиқ қиливатиду, шу сәвәбтин җуңгода 'вәтәнпәрвәрлик' хаһиши юқири өрләватиду," дәп тәсвирләп бир мақалә елан қилди.
2008-05-08
Далай ламаниң вәкили лоди гариниң пәйшәнбә күни дарамсалада өткүзгән ахбарат елан қилиши йиғинида билдүрүшичә, тибәт тәрәп сөһбәттә 3 түрлүк тәклип оттуриға қойған. Тәклипләрниң биридә , хитайниң нөвәттә тибәттә давамлаштуриватқан бастуруш һәрикәтлирини тохтитишни вә мәһбусларни қоюп беришни тәләп қилған.
2008-05-08
Японийиниң санкәйи гезити 5 - айниң 8 - күнидики санида японийиниң алдинқи нөвәтлик баш вәзири абә әпәндиниң ху җинтавдин 10 йилдин буян хитай түрмисидә йетиватқан токйо университетиниң доктор аспиранти тохти туниязни қоюп беришни тәләп қилғанлиқи һәққидики хәвәргә йәр бәргән.
2008-05-08
Бу йил 3 - айниң 3 - күни уйғур вәтинидә „вәтәнпәрвәр диний затларни тәрбийиләш курси" йолға қоюлған иди. Уйғур сиясийонлири хитайниң бу һәрикитини „миңә тазилаш оператсийиси" дәп атиди. 5 - Айниң 1 - күнидин башлап, йәнә 26 - қетимлиқ "милләтләр иттипақлиқи ейи паалийити" йолға қоюлди.