Архип
2008-06-03
Бу йиллиқ җуңго яшлири кишилик һоқуқ мукапати америкидики Duke университетиниң оқуғучиси ваң чйәнюәнгә берилди. Бу мукапат чәтәлдики хитай демокиратчилири тәрипидин 2001 - йили тәсис қилинған.
2008-06-03
6 - Айниң 2 - күни германийиниң бон шәһридә "хәлқара ахбарат вастилири муназирә мунбири" йиғини башланған. Бу йиғинни "германийә долқунлири радиоси" уюштурған болуп, йиғинға 90 дөләттин кәлгән 800 дин артуқ ахбарат хадимлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири қатнашқан.
2008-06-03
Түркийидә нәшр қилиниватқан әргинәқон гезитиниң, 2008 - йили феврал 14 - санида `хитай тәрипидин мәхпий тутулған уйғур прамидалири` мавзулуқ мақалә елан қилинған иди. Бу мақалә түркийидики тор бәтлиридә елан қилинип бу һәқтә муназириләр елип берилмақта.
2008-06-03
Қирғизистан җумһурийитиниң қораллиқ күчлири сабиқ совет иттипақидин қалған һәрбийләрни асас қилип қурулған иди. Шуңа қирғизистан қисимлири һәрбий нәзирийә, қораллиниш, арқасәп вә һәрбий мәшқи җәһәтләрдә совет иттипақи қисимлириниң әндизисини үлгә қилған.
2008-06-02
Йеқинда тәйвәндики милләтчи партийә (гоминдаң) ниң рәиси вубошуң билән чоң қуруқлуқтики коммунист партийә (гоңчәндаң) ниң рәиси ху җинтав бейҗиңда учрашти. Бу учришиш кишиләргә худди тарихта болуп өткәндәк йәнә бир қетим чоң өзгириш болидиғандәк көрүниватиду.
2008-06-02
1 - 2 - Июн күни америка ташқи ишлар министириниң җәнубий вә оттура асия ишлири бойичә ярдәмчиси өзбекистанни зиярәт қилип, президент ислам кәримоф билән учришип, америка өзбекистан мунасивәтлиригә аит бир қатар мәсилиләр бойичә музакириләр елип барди.
2008-06-02
Түркийиниң иқтсад вә җәмийәт тәтқиқат мәркизиниң уюштуруши билән 2008 - йили 5 - айниң 29 - күни хәлқаралиқ ислам җәмийәтлири бирликиниң 17 - қетимлиқ қурултийи истанбул шәһридики милли гезити идарисиниң йиғин залида ечилди.
2008-06-02
Түркийидики даңлиқ обзорчи, жорналист сәрвәт қабақли әпәнди илгири ахир болуп, анатолийә агентлиқи, түркийә гезити вә тәрҗиман гезитлиридә обзорчи болуп ишлигән болуп, һазир түркийә әдәбиятчилар вәхпиниң башлиқи болуш билән бир вақитта, йеңи чағ гезитидә обзор язмақта.
2008-06-02
31 - Май күни қазақистан дөлитиниң бәлгилимиси буйичә 1937 - , 1938 - йилидики сияси тәқип қурбанлирини әсләш күни дәп бәлгиләнгән. Шу дәвирдә қазақистан қатарлиқ оттура асия районлирида шуниңдәк уйғур диярида сталин билән шиң сисәйниң бивастә зиянкәшликигә учрап җенидин айрилған уйғур зиялийлири, байлири вә өлималириниң сани нәччә онмиңға йетиду.
2008-06-02
Әлҗәзирә ахбарат агентлиқи әрәб дунясиниң әң инавәтлик ахбарат вастилириниң бири болуп, униң әрәб тилидики тилевизийә қанилиниң алдинқи айда германийидә чақирилған дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң йиғини вә 3 - қетимлиқ уйғур рәһбәрлирини демократийә билимлири билән тәрбийиләш курсини мәркәз қилип ғәрб дунясида күндин - күнгә тонуливатқан уйғур мәсилисини тонуштуруши вә сичүәндә йүз бәргән йәр тәврәш апити һәққидики хәвәрлири әрәб көрәрмәнлириниң хитай вә уйғур мәсилиси буйичә бир мәйдан қизғин муназирисини қозғиған.