Архип
2008-07-11
Японийидә өткүзүлгән санаәтләшкән 8 дөләт башлиқлири йиғиниға қатнашқан канада баш министири ситепен харпер йиғинниң ахирқи күни хитай рәиси ху җинтав билән көрүшүп, сөһбәт җәрянида канада пуқраси уйғур һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойған.
2008-07-11
Америка авази радиосиниң хитай тили бөлүми2008 - йили 7 - айниң10 - күни мундақ хәвәр тарқатти: хитай һөкүмитиниң баянат қилишичә, мушу йилниң бешидин башлап хитай һөкүмити 5 террорчи тәшкилатни паш қилип 82 нәпәр террорчини қолға алди.
2008-07-10
Олимпик мәнпәәти сәвәб болған болса керәк, хитай, қәшқәрдә 5 уйғурға өлүм җазаси бәргәнлик һөкүмини 10 миң кишилик йиғин ечип йәрлик хәлққә елан қилған болсиму, рәсмий ахбарат вастилириниң һеч биридә елан қилмиди.
2008-07-10
Үрүмчидә 5 уйғурниң хитай сақчилири тәрипидин етип өлтүрүлгәнликигә вә хитай һөкүмитиниң қәшқәрдә 20 уйғурға җаза һөкүм қилғанлиқиға шуниңдәк буларниң ичидин абдувели емин вә мухтәр сетивалди қатарлиқ 5 уйғурға өлүм җазаси бәргәнлики һәққидики хәвәргә түрк мәтбуатлиридиму йәр берилди.
2008-07-10
Хитай сақчи даирилириниң алдинқи күни үрүмчидә "ченгуаң бағчиси" аилиләр қоросидики бир бина өйгә бастуруп кирип, 5 уйғур яшни етип ташлиғанлиқи, 2 яшни яриландурғанлиқи, " 8 - июл вәқәси"дики уйғурларни "ғазатчилар" дәп җакарлиғанлиқи кишиләрдә гуман қозғимақта. Америкидики бәзи хитай анализчилар болса хитай бихәтәрлик күчлириниң һәрикитини тәнқид қилди.
2008-07-10
10 - Июл пәйшәнбә күни, хитай һөкүмәт даирилири өткән алтә ай ичидә бейҗиң олимпикигә бузғунчилиқ қилиш қәстидә йүргән 82 нәпәр уйғурни қолға алғанлиқи һәмдә бу хилдики 5 тәшкилатни паш қилғанлиқини җакарлиди.
2008-07-10
Иран 7 - айниң 8 - күни башқурулидиған бомба синақ қилишқа башлиған иди. 'Вашингтон хәвәрлири' гезитиниң баян қилишичә, бу синақ түнүгүнму, бүгүнму давам қиливатиду. Болупму, иран бу синақта мусаписи 1200 километирлиқ шаһаб - 3 бәлгилик узун мусапилиқ башқурулидиған бомба синақ қилғандин кейин вә иран бундақ синақ елип бериватқан бир вақитта америка вә униң иттипақдашлирини әйибләп чиққан иди.
2008-07-10
Сөзлишишниң бирдинбир васитиси болған тил инсанларниң муһим алақилишиш қорали, кишилик һаятта инсанларға бәхт, инақлиқ, хатирҗәмлик елип келидиған нурғун яхши әхлақлар тил арқилиқ ипадиләнсә, кишиләрниң көңлини хунукләштүридиған нурғун яман, сәлбий илләтләрму йәнә шу тил арқилиқ ипадилиниду.
2008-07-09
Хитай сақчилар сәйшәнбә күни уйғур елиниң мәркизи үрүмчиниң шамалбағ мәһәллисидики бир қорода тазилаш һәрикити елип берип, қородики бир бина өйдә истиқамәт қиливатқан уйғур яшлардин 5 кишини етип ташлиған.
2008-07-09
Бейҗиң олимпик тәнтәрбийә мурасими өткүзүлишигә бир ай қалғанда, көплигән хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири йәнә бир қетим хитайни кишилик һоқуқни яхшилашқа чақирди. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири йәнә кишилик һоқуқни қолға кәлтүрүш йолида паалийәт елип бериш сәвәблик түрмиләргә ташланған сиясий паалийәтчиләрниң дәрһал қоюп берилишини тәләп қилиш билән биргә, олимпик мәзгилидә чәтәл мухбирлириниң зиярәт қилиш әркинликигә игә қилинишини тәләп қилди.
2008-07-09
Өткән һәптә түркийидики аммиви тәшкилатларниң бирликтә уюштуруши билән хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси алдида наразилиқ намайиш паалийити елип барғандин кейин түркийидә нәшир қилинидиған "тәрҗуман" гезитидә "киралиқ намайишчилар" намлиқ бир мақалә елан қилинип хитай консулхана алдида намайиш паалийити елип барған уйғур вә қазақлардин тәркип тапқан намайишчиларни киралиқ намайишчилар дәп һақарәт қилип, у намайишчиларни мәлум бир чәтәлниң иқтисади қоллиши билән намайиш қилди дегәндәк сәпсәтиләрни язған иди.
2008-07-09
Уйғурларниң түркийигә келип җайлишиши бәкла узун тарихқа игә болсиму, уйғурларниң түркийидә тәшкилатларға уюшуши 1950 - йилларға тоғра келиду. Түркийидики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири бүгүнгичә нуқтилиқ һалда өз юртидики қериндашлириниң дәрдини түркийә җамаәтчиликигә аңлитишқа әһмийәт берип кәлгән иди.
2008-07-09
Уйғур дияри 19 - әсирдин тартип, таки 1949 - йилиғичә болған арилиқта чаррусийә вә кейинки сабиқ совет иттипақи, әнгилийә, америка, японийә, германийә қатарлиқ дөләтләрниң һәрбий - сиясий истратегийилик мәнпәәтлириниң тоқунуш нуқтиси болуп кәлгән.
2008-07-09
Канада пуқраси болмиш биз хитай содигәр, техи һазирғичә хитай түрмисидә изтирап чекиватқан һөсәйин җелилдин кейинки, хитай узун муддәт түрмигә ташланған иккинчи канада пуқрасидур. Шу мунасивәт билән, канада мәтбуатлирида канада һөкүмити өз пуқралириға игә чиқиш керәк дегән темиларни чөридигән һәрхил муназириләр мәйданға кәлди.