Архип
2008-08-07
7 - Авғуст америка пайтәхти вашингтон районида хитай олимпик йиғиниға қарши уюштурулған намайиш шу җай вақти саәт 12 дә америка президент сарийиниң арқа қорусиға тоғра келидиған лафайт бағчисида башланди.
2008-08-07
Америка президенти җорҗ буш пәйшәнбә күни бейҗиңға йетип келип, олимпик йиғининиң ечилиш мурасимиға қатнишиш мунасивити билән елип баридиған хитай зияритини башлиди. Буш хитайға йетип келиштин сәлбурун тайланд пайтәхти банкок шәһиридә нутуқ сөзләп, хитай кишилик һоқуқи хатирисини ашкарә тәнқидлигән иди.
2008-08-07
8 - Айниң 7 - күни йәни бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ечилишидин бир күн бурун канаданиң пайтәхти оттава шәһиридики хитай баш әлчиханиси алдида бейҗиң һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә шуниңдәк уйғур вә тибәтләргә қаратқан бастуруш сияситигә қарши кәң көләмлик бир наразилиқ намайиши елип берилди.
2008-08-07
8 - Айниң 7 - күни германийә пайтәхти берлиндики хитай баш әлчиханиси алдида 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпикигә қарши кәң көләмлик намайиш елип берилди. Бу намайишниң нәқ мәйдан хәвири сәһәр саәт йәттидин башлап германийә дөләтлик телевизийә қанили болған A R D да көрситилишкә башлиди.
2008-08-07
Қәшқәрдә абдурахман азат, қурбанҗан һимитләр хитай сақчилириға һуҗум қилған 4 - авғуст сәмән йоли вәқәси йүз бәргәндин кейин, бу һәқтә хәлқарада учур вастилири кәйни - кәйнидин инкас елан қиливатиду.
2008-08-07
Буниңдин қириқ төт йил илгирихитайниң тунҗи атом бомба синиқи уйғур елиниң лопнур районида елип берилған. Хитай 1964 - йилидин башлап 1996 - йилиядро қораллирини синақ қилишни чәкләш келишимигә имза қойғиниға қәдәр, уйғур елиниң лопнур синақ мәйданида йәр асти вә йәр үсти синақлири болуп 46 қетим атом бомба синақлири елип барған.
2008-08-07
Қирғизистандики демократийә үчүн пуқралар иттипақи қатарлиқ аммиви тәшкилат вә җәмийәтләр йеқинда бишкәктә демократийини қоғдаш конфирансийиси чақирип , қирғизистанниң демократик тәрәққияти вә инсан һоқуқи мәсилилирини музакирә қилди.
2008-08-06
Дуня уйғур қурултийи түнүгүн қәшқәрдә йүз бәргән 4 - авғуст вәқәси һәққидә баянат елан қилди. Баянатта, бир түркүм уйғур яшлири елип бериватқан қораллиқ қаршилиқ һәрикәтлири" улар өзлири талливалған йол әмәс, мәҗбурланған йол "дәп көрситилди. 4 - Авғуст вәқәсидә өлгәнләрниң һәқиқий җавабкари хитай һөкүмити әйибләнди.
2008-08-06
4 - Авғуст қәшқәрдә хитай жандармилириниң һуҗумға учраш вәқәсидин кейин хитай даирилири арқа - арқидин ахбарат елан қилип, бейҗиң олимпикиниң бихәтәр өткүзүлүши үчүн елинған бихәтәрлик тәйярлиқиниң пухтилиқи, олимпик җәрянида һәр қандақ һуҗумларға тақабил туралайдиғанлиқи, тәнһәрикәтчи вә саяһәтчиләрниң бихәтәрликигә капаләтлик қилалайдиғанлиқи һәққидә вәдә қилмақта.
2008-08-06
Олимпиккә 4 күн қалғанда, икки нәпәр уйғур яшниң қәшқәр шәһиридә йүк аптомобили билән, хитай қораллиқ қисим сақчилириға һуҗум қилип, 16 нәпәр сақчини өлтүргәнлики вә 16 нәпирини яриландурғанлиқ вәқәси канада мәтбуатлирида җиддий вәқәләр тәриқисидә хәвәр қилинди.
2008-08-06
Қәшқәрдә йүз бәргән 4 - авғуст вәқәсидин кейин шиветсийә ахбаратлирида уйғур қизғинлиқи көтүрүлди. 4 - Авғуст вәқәси йүз бәргәндин һазирғичә шиветсийәниң радио - тилевизийә, гезитлири уйғур мәсилиси һәққидә бир талай хәвәр вә мулаһизиләрни елан қилди.
2008-08-06
Америкидики пуқралар күчи тәшкилатиниң билдүрүшичә, мәзкур тәшкилатниң қурғучиси, хитайда кишилик һоқуқ вә демократийини илгири сүрүш үчүн паалийәт елип бериватқан, доктур яң җйәнли хоңкоңға кириш алдида хоңкоң вақти чүштин кейин хитай бихәтәрлик органлириниң тосқунлуқиға учриған һәмдә хоңкоңға киргүзүлмигән.
2008-08-06
4 - Вә 5 - авғуст күнлири японийиниң токйо шәһиридә өткүзүлгән `хәлқаралиқ хитайни демократийиләштүрүш` йиғинида тәйвән, тибәт мәсилиси билән бирликтә уйғур мәсилисиму күн тәртипкә кәлгән.
2008-08-06
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси , қазақистанда яшаватқан уйғур сиясийони қәһриман ғоҗамбәрди мухбиримизниң зияритини қобул қилип, америка президенти җорҗ бушниң рабийә қадир ханимни иккинчи қетим қобул қилғанлиқи үстидә тохталди.