Архип
2008-09-10
Өткән йилидин етибарән сабиқ югославийигә тәвә қара тағ вә косова мустәқиллиқ җакарлап, хәлқара җәмийәтниң тәң һоқуқлуқ әзасиға айлиниш билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға рәсмий әза болди.
2008-09-10
Түркийә ғәрбий асияға җайлашқан 73 милйон нопусқа игә бир дөләт болуп, тарихтин буян яврупа билән асия оттурисида көврүклүк роли ойнап кәлмәктә.
2008-09-10
Уйғурлар рамизан киргәндин буян хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириниң роза тутуш, тарави намазлирини оқуш, шуниңдәк рамизан җәрянида ашхана тақаш қатарлиқ паалийәтлиригә тосқунлуқ қиливатқанлиқи һәққидә шикайәт қилмақта.
2008-09-10
Мусулманларға һәр йили бир ай роза тутуш ибадити башқиларға ярдәм қилиш вә өзиниң нәпсини контрол қилишни өгиниш мәқсәт қилинған бир ибадәт болуп, роза тутқан адәм ярдәмсөйәрликни өгиниду.
2008-09-09
Түнүгүн йәни 8 - сентәбир кәчқурун, америка ташқи ишлар министирлиқи америкидики мусулман аммисиниң рамизан ейини қутлуқлаш йүзисидин, америкидики бир қисим мусулман әрбаблири, мәшһур мусулман затлар, һәр қайси мусулман дөләтләрдин кәлгән мусулман дипломатларни америка пайтәхтигә тәклип қилип иптар зияпити бәрди.
2008-09-09
Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришитниң баян қилишичә, хитайниң атуш шәһәрлик сиясий - қанун комитетиниң тор бетидә атуш шәһәрлик маарип сестимисиниң оқутқучи - оқуғучиларниң роза тутушини чәкләш тоғрисидики оқтуруши елан қилинған.
2008-09-09
Пәлсәпә саһәсидә тәҗрибичилик - бут болмиғанда бут ясап чиқиш, бутқа тавап қилиш, бутни улуғлап дөләткә, җәмийәткә һөкүмранлиқ қилиш, тәҗрибичиликни қиблинамә қилған хитай мустәмликичилириниң дөләт башқуруш усули болуп кәлгән.
2008-09-09
Туғулғанлиқиниң 1000 - йилида мәһмут қәшқири вә әсәрлири мавзулуқ хәлқара илмий муһакимә йиғини түркийиниң истанбул шәһиридә өткүзүлди. Бу хәлқара илмий муһакимә йиғиниға германийә, японийә, русийә, корийә, хитай, азәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан вә түркийә қатарлиқ 13 дөләт вә райондин кәлгән 40 әтрапида билим адими қатнашқан.
2008-09-09
Дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң риясәтчиликидә германийидә яшаватқан уйғурлар , мюнхен шәһиридә өткүзүлгән иптарда бир ариға җәм болуп, вәтән ичидә әң нормал диний мәҗбурийәтлирини ада қилишқиму амалсиз қеливатқан қериндашлириға болған сеғиниш вә гүзәл истәклирини изһар қилишти.
2008-09-09
Канада даирилири бейҗиң суғурта ширкитиниң 3 милйон йүән пулиға хиянәт қилған, дәп әйибләнгән,канадада туруватқан дең шинҗи исимлик бир нәпәр хитайни хитай даирилиригә өткүзүп бәрди.
2008-09-09
Йеқинда таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбидә чақирилған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинида тәрәпләр хитай һөкүмитиниң уйғур террорчилириға бирликтә қарши туруш һәққидики тәклипигә бирдәк аваз қошуп бу һәқтә қарар мақуллиған.
2008-09-09
Йеқинда сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ тонулған язғучи муһәммәд қасим һаҗим қоли билән йезилған " түркистанлиқ мәшһур кишиләр" намлиқ әрәбчә әсәр нәшрдин чиқти.
2008-09-08
Мәһбубә абләш һәққидә бүгүн аптоном районлуқ аяллар бирләшмисидин вә униң бир қисим достлиридин мәлумат игилидуқ. Мәһбубә абләшниң достлиридин бири бүгүн радиомизға елхәт арқилиқ йәткүзгән мәлуматида, икки айниң алдида уйғур районлуқ дөләт бихәтәрлик хадимлириниң мәһбубәни бирқанчә қетим сорақ қилғанлиқини билдүрди.
2008-09-08
Дуняға мәшһур әнгилийә һәптилик мәҗмуәси " иқтисадшунас " жорнили уйғурлар тоғрисида мақалә елан қилип, уйғур илидики қәшқәр вә куча вәқәлириниң терроризим яки диний радикализим билән мунасивәтлик икәнликидә зор гуман барлиқини илгири сүрди.
2008-09-08
Уйғур қәләмкәшләр җәмийитиниң әзаси, һазир шиветсийидә туруватқан һаҗи абдуришит кериминиң баян қилишичә, шиветсийидә 8 - айниң 22 - күни уйғур фото сүрәт көргәзмиси башланған иди, шуниңдин буян йәрлик шиветләр бу көргәзмини көрүватиду.