Архип
2009-01-05
Хитай олимпик мәзгилидә уйғур мустәқилчилирини биринчи номурлуқ тәһдит дәп елан қилған һәм уйғур елидә кәң - көләмлик тутқун елип барған болсиму, лекин тутқун қилинғанларниң санини йошуруп кәлгән иди.
2009-01-05
Хитайниң 'шинҗаңниң аманлиқи' дегән тор бетидә, 2008 - йили 12 - айниң 30 - күнидин башлап бай наһийисидә 25 яштин төвән яшларға 'бөлгүнчиликкә қарши туруш, паш қилиш тәрбийиси' елип бериливатқанлиқи, қағилиқ наһийисидә 'муқимлиқни сақлаш' үчүн ақма нопусларға өй иҗарә бәрмәслик һәққидә орунлаштуруш чүшүрүлгәнлики, маралбешида сақчилар өйму - өй кирип хәлқ билән сөһбәтлишип хәлқниң райини синаватқанлиқи һәққидә хәвәр елан қилишқа башлиған иди.
2009-01-05
11 - Сентәбир вәқәсидин кейин оттура асияниң җуғрапийиви - сияси һаятида зор дәриҗидә өзгириш йүз бәрди. Мәзкур район америка, явропа иттипақи, русийә вә хитай қатарлиқ дөләтләрниң мәнпәәтлири билән техиму мунасивәтлик болди.
2009-01-05
Хитай ахбарат вастилири хитай һөкүмитиниң 3 милярд 800 милйон йүән мәбләғ аҗритип, уйғур елидики барлиқ йәслиләрни қош тиллаштуруш пиланини йолға қойғанлиқини елан қилди.
2009-01-05
Японийә уйғур җәмийити 2009 - йилиниң биринчи паалийитини, 1 - айниң 2 - күни токйо шәһиридики ясикони бузрукгаһи алдида өткүзди.
2009-01-05
Хитай һөкүмитиниң қаттиқ контроли сәвәбидин уйғурларниң ахбарат игиләш қейинчилиқиға дуч келиватқанлиқини инкас қилған бир нәпәр уйғур, алматадики ихтиярий мухбиримиз абдулла билән сөһбәт өткүзүп, уйғур хәлқиниң радио вә интернеттин хәвәр елиш әркинликидин мәһрум икәнлики вә қаттиқ туғут чәклимисигә дучар болуватқанлиқи қатарлиқ мәсилилири һәққидә тохталди.
2009-01-02
Бундин оттуз йил илгири хитай ислаһат елип беришни йезилардин башлиған иди, хитай һөкүмитиниң нөвәттә йүргүзүватқан ислаһат муһим нуқтисиму йәнила йеза болмақта.
2009-01-02
Америка президентлиқиға сайланған барак обама һакимийәт бешиға чиққандин кийин, гуантанамо һәрбий түрмисини тақайдиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән болуп, униң мәзкур пилани явропа бирликигә әза дөләтни өз ичигә алған бир қисим ғәрб әллириниң қоллишиға еришкән иди.
2009-01-02
Хитай демократчилири тәрипидин елан қилинған 2008 низамнамисидики әң талаш - тартишлиқ тема, низамнаминиң 18 - маддиси болмақта.
2009-01-02
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 4 - қетимлиқ "инсан һәқлири вәзийитини омумйүзлүк көздин кәчүрүш" йиғини 2009 - йили 2 - айниң 2 - күнидин 13 - күнигичә җәнвәдә өткүзилидикән.
2009-01-02
Қиш пәсли йетип келиши билән или районидики уйғур аһалилириниң қишлиқ йеқилғу қейинчилиқиға дуч келиватқанлиқини инкас қилған бир нәпәр уйғур, алматадики ихтиярий мухбиримиз абдулла билән өткүзгән сөһбитидә, ғулҗа хәлқиниң сиясий, иқтисадий мәсилилири һәққидә тохталди.
2009-01-01
Һәр қайси дөләтләрдә яшаватқан уйғурлар 2009 - йилини күтивелиш паалийәтлири уюштуруп йиңи йилни йеңи қәдәм билән башлиди. Америкидики уйғурлар болса уйғурларниң мәнивий аниси, дуня уйғур қурултийиниң рәһбири рабийә қадир ханим билән биргә йеңи йилни қутлуқлиди.
2009-01-01
2008 - Йили 30 - декабир күни хитай мәркизи комитети ахбарат ишханиси мудири ваңчиң мухбирларни күтивелиш йиғинида дөләтниң 2009 - йиллиқ "кишилик һоқуқ һәрикәт пилани" ни елан қилғандин кейин, бу пиланға қарита германийә мәтбуатлирида охшаш болмиған инкаслар мәйданға кәлди.
2009-01-01
Қирғизистан өктичилириниң наразилиқлириниң күчийишигә әгишип, уларниң президентни әйибләш һәрикәтлириму йеңи басқучқа қәдәм қоймақта.
2009-01-01
20 - Әсирниң башлири вә оттурилирида уйғурлар дияридин чәтәлләргә чиқип йәрлишип қалғанларниң көпрәки инқилабчилар сепидин болуп 1933 - йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң мудапиә министири болған султанбәкму әнә шулардин иди.