Архип
2009-12-16
Америка ташқи ишлар министири һиларий клинтон ханим 14 - декабир күни вашингтон шәһиридики җорҗи тавин университетида нутуқ сөзләп, обама һөкүмитиниң 21 - әсирдики кишилик һоқуқ сияситини оттуриға қойди.
2009-12-16
15 - Декабир күни хитай үчүн испийонлуқ қилди, дегән гуман билән қолға елинған ишпийон гумандариниң үстидин стокһолимдики оттура сотта йәнә бир қетим сот ечилди. Гәрчә сот йепиқ һаләттә елип берилған болсиму, әмма сот мәзмуниға вә җасус гумандариниң қилишлириға мунасивәтлик бәзи тәпсилатлар шиветсийдики ахбарат васитилири арқилиқ тарқитилди.
2009-12-16
Түркийиниң токат вилайитидә 12 - айниң 11 - күни чүштин кейин "шәрқий түркистан вә хитайниң зулуми" темисида доклат бериш йиғини чақирилған.
2009-12-16
2009 - Йили 16 - декабир күни қазақистан җумһурийитиниң қурулғанлиқиниң 18 йиллиқ хатирә күни. Әсирләрдин бери мустәқиллиққә тәлпүнүп кәлгән қазақистан хәлқи бу күнни қизғин тәбриклимәктә.
2009-12-16
Канада баш министири стевен һарперниң хитайға қаратқан тунҗи дөләт зияритиниң ахирлашқиниға 2 һәптә болуп қалған болсиму, әмма, канада мәтбуатлирида хитай баш министири вен җябаониң, аммиви сорунда "бу тазиму кечиккән бир зиярәт болди" дәп харперни әйиблигәнликигә қарита муназириләр давамлашмақта.
2009-12-16
Мәккә мукәррәмә шәһиридики дарулһәдис билимгаһи сәуди әрәбистанидики әң қәдими билимгаһлардин бири болуп, қурулған 80 йилдин көпрәк вақиттинбери дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән нәччә миңлиған мусулман пәрзәнтлири тәрбийиләп вә йетиштүрүп кәлмәктә. Бу билимгаһта оқуватқан уйғур оқуғучиларниң саниму аз әмәс.
2009-12-15
Камбодижада б д т ниң қоғдаш салаһийитигә еришкән 22 нәпәр уйғурниң әһвали һазир кишиләр көңүл бөлидиған мәсилигә айланмақта. Мәлум болушичә, хитай даирилири бу уйғурларни қайтуруп әкетиш үчүн камбодижаға бесим ишлитиватқан болуп, уларниң бир һәптә бурунла бу уйғурлар һәққидә камбодижаға дипломатик нота тапшурғанлиқи мәлум.
2009-12-15
Йәкән наһийисидики мәмәт турсун ташниң 2006 - йили, йәкән гүлбағ сақчиханисида сорақ җәрянида уруп өлтүриветилгәнлики сәвәбидин, униң аяли дилбәр тохти вә қейин атиси тохти һошурниң наһийилик сақчихана үстидин бейҗиңғичә әрз қилғанлиқи һәм бу җәрянда тәқип астиға елинғанлиқи һәққидики хәвәр радиомиз уйғур бөлүми тәрипидин, 2009 - 5 - вә 6 - ай мәзгиллиридә тарқитилғандин кейин җәмийәттә түрлүк инкаслар пәйда болғанлиқи мәлум.
2009-12-15
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, италийә, шивитсийә, германийә, австрийә вә франсийидики зияритини ахирлаштуруп голландийиниң пайтәхти амстердамға йетип келип паалийәтлирини башлиди.
2009-12-15
Йеқиндин буян түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридики университетларда арқа - арқидин уйғур мәсилиси һәққидә йиғин ечилмақта. 2009 - Йили 12 - айниң 10 - күни истанбулдики йилтиз техника университетида "шәрқий түркистанниң өтмүши вә бүгүни " намлиқ йиғин өткүзүлди. Бу йиғин йилтиз техника университетиниң тарих вә мәдәнийәт кулуби тәрипидин уюштурулди.
2009-12-15
Германийә ахбарат агентлиқлириниң 13 -14 - декабирдики хәвәрлиридә, копенһаген килимат йиғининиң 100 миң кишилик намайишчиларниң бесими астида қалғанлиқи баян қилинмақта.
2009-12-15
Д у қ ниң қазақистандики муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрдиниң иштирак қилиши билән, алмутида хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән йиғилиш елип берилди.
2009-12-14
Йеқинда бир 'ихтияри мухбир' үрүмчи шәһиридики бир тутуп туруш мәркизини йошурун һалда зиярәт қилған. У зиярити давамида асаслиқи "5 - июл" тутқунлириниң аилә - тавиабати билән сөһбәт өткүзгән. Сөһбәт үрүмчдики бир тутуп туруш мәркизиниң ишик алди вә шу әтрапта елип берилған.
2009-12-14
Хитайниң мәркизи телевизийә истансиси бу йиллиқ чағанлиқ сәнәт кечилики программисида, "партийиниң шинҗаңдики сиясити яхши" дегән ләпәрниң талланғанлиқини елан қилғандин кейин, бу программиниң талланғанлиқи җәмийәттә күчлүк тәнқидкә учриған.
2009-12-14
Хитайниң муавин дөләт рәиси ши җинпиң 14- числадин 17 - числағичә японийигә елип баридиған зияритини бүгүн рәсмий башлиди. Бу мунасивәт билән японийә уйғур җәмийити бир қатар паалийәтләрни уюштуруп ши җинпиңниң японийә зияритигә қаттиқ наразилиқ билдүрди.