Архип
2009-06-09
Һазир хитайда алий мәктәпкә емтиһан бериш мәзгили. Уйғур дияридиму бу йил 164 миң 500 оқуғучи алий мәктәп емтиһаниға киргән. Бу мунасивәт билән мухбиримиз ирадә уйғур балилириниң алий мәктәп емтиһан сестимиси, маарипта баравәрлик мәсилиси қатарлиқ мәзмунларда, илгири хитайда оқуп кейин түркийидә магестирлиқни пүттүргән ясинҗан билән сөһбәт елип барди
2009-06-09
6 - Айниң 11 - күни қирғизларниң дуняға даңлиқ язғучиси чиңгиз айтматов вапат болғанлиқиға бир йил болиду. Бу мунасивәт билән түркийидә һәр хил паалийәтләр елип берилишқа башланди.
2009-06-09
Яш язғучи һүсәйин ташниң вапати униң сәпдашлирини, дос - бурадәрлирини қаттиқ қайғуға салди. Уларниң яш язғучиға болған ечиниши униң қәлими пишип хәлқи үчүн надир әсәрләрни тәқдим қилидиған қиран чағлирида кесәл сәвәби билән мәзгилсиз өлүп китиши иди.
2009-06-08
Биз илгирики бир нәччә қетимлиқ аңлитишлиримизда, уйғур елиниң йәкән наһийисидин дилбәр тохти ханимниң, әркин асия радио истансисиниң уйғур бөлүмигә йоллиған шикайәт хетидә, ери мәмәт турсун ташниң йәкән гүлбағ сақчиханисидики сақчилар тәрипидин сорақ җәрянида таяқ зәрбисидин уруп өлтүрүлгәнлики һәққидики хәвәрни вә мушу мунасивәт билән дилбәр тохти ханим билән елип барған сөһбәт хатирисини аңлатқан идуқ.
2009-06-08
Қәшқәрдики қәдимий шәһәрни чеқиш пилани уйғур диярида қаттиқ наразилиқларға учраватқан болуп, бу һәм уйғурларниң һәм чәтәлләрдә яшайдиған уйғурларниң шундақла қәшқәрни билидиған чәтәлликләрниңму наразилиқини қозғимақта.
2009-06-08
Шиветсийә бихәтәрлик сақчи тармақлири 6 - айниң 4 - күни хитай үчүн ишпийонлуқ қилди дегән җинайәт билән шиветсийә пуқралиқиға өткән бир уйғурни қолға алди. Бу тасадипи хәвәр шиветисйиниң һәр қайси ахбарат васитлириниң қизиқ ноқтилиқ учуриға айлинип бәс - бәс билән хәвәр қилинди.
2009-06-08
Йеқинда канада баш министири стевен һарперниң баянатчиси, канаданиң гүәнтанамода тутуп турулуватқан 17 нәпәр уйғур тутқунни қобул қилалмайдиғанлиқи һәққидә кәскин баянат елан қилғандин кейин, канадада чиқидиған хәлқаралиқ чоң гезит йәр шари почтисида гүәнтанамо түрмисидики 17 нәпәр уйғур һәққидә бәс - муназириләр башлинип кәтти.
2009-06-08
15 Йилдин бири һәр йили бир қетим өткүзүлүватқан түрк дуняси өсмүр балилар учришиш паалийити бу йил истанбул шәһиридә дағдуғилиқ өткүзүлди.
2009-06-08
Туркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған партийисиниң 3 - нөвәтлик қурултийиға қатнишиш үчүн 6 - айниң 7 - күни қәйсәри шәһиригә барған. Он миңларчә кишиниң қарши елиши билән қәйсәри шәһиригә киргән баш министир рәҗәп тайип әрдоған қәйсәри қадир хас йиғин залида қурултай вәкиллиригә сөз қилған.
2009-06-06
Америка президенти барак һүсәйин обаманиң қаһирәдә ислам дунясиға хитабән сөзлигән нутқи уйғурлар арисидиму күчлүк тәсир пәйда қилди. Обаманиң нутқидики ислам дининиң һәқиқити, аяллар һоқуқи вә демократик һәқләр тоғрилиқ сөзләр уйғур көзәткүчиләрниң қизғин алқишиға еришти.
2009-06-05
Японийә уйғур җәмийити әзалириниң чәкликликигә қаримай түрлүк паалийәтләр арқилиқ уйғур вәзийитини япон хәлқи һәм җәмийитигә аңлитип кәлмәктә. Бу тәшкилат дуня уйғур қурултийиниң тәшкиллиши билән - 2008 йили - 15 июн қурулған иди, шундақла бу тәшкилат японийидә сиясий паалийәт елип бериватқан бирдин - бир уйғур тәшкилати һесаблиниду.
2009-06-05
Радиомизниң мухбирлири төтинчи июн күни телефон арқилиқ уққан әһваллардин қариғанда, 1989 - йили тйәнәнмен мәйданида демократийә тәләп қилған оқуғучиларни танка билән йәнҗип, милтиқ билән етип бастурған хитай һөкүмити, шу қанлиқ вәқәдин та һазирға қәдәр изчил һалда әркинлик вә адаләткә болған арзу тиләклиридин ваз кәчмигән кишиләрни өз өйилиригә қамивалди.
2009-06-05
Германийидә туғулуп чоң болған түркләрдин германийә франкфурт университети оқуғучиси зәки шаһингөз икки йил авал мәлум сәвәб билән уйғур дияриға барған иди. У уйғур дияриниң һәммә йеригә дегидәк берип у йәрдә уйғурларни вә уларниң вәзийитини чүшиниш пурситигә игә болди.
2009-06-05
Қазақистанда чиқидиған айқин гезитиниң94 - санида " әнҗан вәқәсиниң түп йилтизи нәдә ? " мавзулуқ мақалә елан қилинди. Мақалидә өзбекистан - қирғизистан чегрисидики ханабад чегра понкитида йүз бәргән партлаш вә қораллиқ тоқунуш вәқәсини чөридигән һалда, әнҗан вәқәсиниң түп сәвәблири мулаһизә қилинған.
2009-06-04
Америка президенти барак обама сәуди әрәбистанидики қисқиғинә зияритини аяқлаштурғандин кейин, 2009 - йили 4 - июн пәйшәнбә күни әтигәндә мисир әрәб җумһурийитиниң пайтәхти қаһирә шәһиригә йетип барған болуп, мисирниң даңлиқ хәлқаралиқ университети қаһирә университетида пүтүн ислам дунясиға атиған мәшһур нутқини сөзлиди.